Уйғурлар аптономийидин һәқиқәтән бәһриман боливатамду?
2005.09.28
Хитай даирилири уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән қанат яйдуриватқан тәшвиқат паалийәтлиридә, миллий территорийилик аптономийә түзүми уйғур аптоном райониға зор мәнпәәт вә тәрәққият пурсити яратқанлиқини илгири сүрүп, аталмиш миллий бөлгүнчиләргә қарши күрәш елип баридиғанлиқини җакарлимақта.
Әмма чәтәлдики уйғур зиялийлар вә сияси өктичиләр уйғур аптоном райониға қарита охшимиған пикир вә көз қарашларда болди. Америка уйғур бирликиниң баш катипи алим сейтоф әпәнди мухбиримиз әркинниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.
©
2005 Radio Free Asia