Уйғурлар қандақ аптономийидә яшаватиду? (2)


2007.01.29

qosh-til-xoten-mektep.jpg
2006 – Йили 13- өктәбир күни хотәндики бир қош тиллиқ мәктәптики оқуғучилар мәктәп мәйданида. Гәрчә аптономийә қанунида уйғур тили уйғур елидики икки һөкүмәт тилиниң бири, дәп бәлгиләнгән болсиму, хитай даирилири өзлири чиқарған қанунға риайә қилмай, "қош тил" сиясити арқилиқ уйғур тилиниң истималдики орнини йоқатмақта. AFP

Уйғур мәсилиси оттура асия мәтбуатлиридики муһим темиларниң биридур. Йеқиндин буян пәрғанә агентлиқи уйғурлар һәққидә хели көп мақалә-учурларни елан қилған болуп, буларниң көпчилики уйғурларниң инсан һоқуқи вәзийитиниң начарлишиватқанлиқи шуниңдәк йәнә канада пуқраси һүсәйинҗан җелилниң өзбекистан даирилири тәрипидин қолға елинип, хитайға қайтуруп берилишигә аит учурлар вә башқилардин ибарәт.

Йеқинда пәрғанә агентлиқиниң интернәт торида уйғур елини зиярәт қилған гилзи бану исимлик бир оттура асия анализчисиниң "уйғурлар хитайда қандақ аптономийидә яшаватиду? " намлиқ узун бир парчә мақалиси елан қилинған болуп, аптор алди билән уйғурларниң өзбек қатарлиқ оттура асия түркий хәлқлири билән туғқан икәнликини тәкитләш билән биргә йәнә өзиниң уйғурлар вәтинидә көргән билгәнлири вә һәс қилғанлиқини тәпсили оттуриға қойиду.

Уйғурлар билән хитайлар арисидики пәрқләр

Оттура асия вә мустәқил дөләтләр һәм достлуқи шуниңдәк хәлқара җәмийәтни оттура асия учурлири билән тәминләйдиған пәрғанә агентлиқи тәрипидин елан қилинған, анализчи гилзи бануниң "уйғурлар хитайда қандақ аптономийидә яшаватиду?" намлиқ мақалисиниң иккинчи қисими уйғурлар билән хитайларниң иқтисадий сәвийә вә башқа җәһәтләрдики пәрқлири мәсилисигиму беғишланған болуп, апторниң йәкүничә, гәрчә бу районда мол йәр асти байлиқлири болсиму, бирақ уйғурлар кәмбәғәлчиликтә яшайду. Байлиқларниң зор көп қисими хитайниң шәрқий районлириға кәмбәғәлчилик вә ишсизлиқни йоқитиш үчүн күрәш қилишқа әмәс бәлки, һәрбий тәрәққиятқа ишлитиш үчүн елип кетилиду".

Аптор уйғур елидики хитайлар билән уйғурларниң йәнә бир пәрқлиқ тәрипи һәққидә тохтилип мундақ дәйду; дөләт һакимийитидики көплигән ачқучлуқ орунларни хитайлар игилигән болуп, һөкүмәт түзүлмилиридә ишләйдиған мусулманларниң әгәр мәсчиткә барса иштин һәйдилиши һәққидә нарәсмий шәкилдә агаһландурушлар берилгән. Хитайниң ичкири шәһәрлиридики университетлар мәсилән, бейҗиң унивәрситети, тйәнҗин университети қатарлиқларда оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң сани аздур. Униң үстигә йәнә сиясий чүшәнчиләр түпәйлидин көплигән уйғурлар балилирини хитайчә мәктәпләргә бәрмәктә.

Апторниң баян қилишичә, көплигән оттура яшлардики уйғурлар кәмбәғәлчилик түпәйлидин, сода-сетиқ қатарлиқ аддий турмуш ишлирини билән болуп кетип, бу дөләттә вә униң сиртида болуватқан көплигән ишлар һәққидә һечқандақ чүшәнчигә игә болмай қалған.

Уйғурларниң наразилиқлири күчлүк

Аптор гилзу бану мақалисиниң ахирқи қисмини уйғур елидә йүз бериватқан сиясий вәзийәткә беғишлиған болуп, у, 90-йилардин буян уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң күчийип кәткәнлики, илгири кейин қәшқәр, хотән үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә аммиви наразилиқ һәрикәтлири һәм партлаш йүз бәргәнликини әсләп өткән.

У, уйғурларниң һәрикитиниң характери һәққидә тохтилип," хитайлар уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитигә хата һалда ислам дини нуқтисидин муамилә қилиду, терроризм, ислам радикал гуруппилири билән күрәш қилиш баһаниси билән пүтүн хәлқни әзмәктә, әмма, уйғурларниң өзлириниң идийилирини тәшвиқ қилидиған һечқандақ имканийити йоқ, мәсилән, учур чәклимиси түпәйлидин тиҗарәттә нәтиҗә қазанған, сиясийон вә уйғурларниң һоқуқи һәм әркинлики үчүн күрәш қилған рабийә қадирниң 2006-йили нобел тинчлиқ мукапатиниң намзити болғанлиқини аз адәм билгән һәтта билгәнләрму бу һәқтә ағзини етип йүргән. Лекин, буниң әксичә хитай һөкүмити уйғур аптоном районида диний тәсир аҗиз болған бир җәмийәт қуруш үчүн аммиви тәшвиқатларни йетәрлик дәриҗидә яхши елип бармақта." Дәп язиду.

Апторниң оттуриға қоюшичә. Уйғур районидики шәһәрләрдә бир қаримаққа мусулманларниң һоқуқи дәхли-тәрүзгә учримиғандәк көрүниду, һәтта кичик шәһәрләрдики мәсчитләрниң ишиклири очуқ болуп, кишиләрниң кәчлик намаз оқушқа кириватқанлиқини көрүш мумкин, лекин, иш башқичә болуп, әмәлийәттә мәсчитләр контроллуқ астиға елинған. Имамлар пәқәт һөкүмәт тәрипидин тәйинлиниду.

Аптор йәнә үрүмчи 30-йилларда шинҗаңға кәлгән руслар тәрипидин бәрпа қилинған християн дининиң правислап мәзһипиниң черковиниң барлиқи, буниңға бир қисим хитайларниң йошурун киридиғанлиқи, америка қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән дин тарқатқучиларниң християн динини йошурун һалда тарқитидиғанлиқи, уларниң паалийитиниңму чәклимигә учрайдиганлиқини көрситип өтиду.

Уйғурларниң өз наразилиқлирини ашкара ипадилиши қийин

Оттура асия анализчиси гилзи бану йәнә уйғур елидики көплигән мәвһум тәрәпләрни оттуриға қоюш билән биргә йәнә "хитай һөкүмитиниң уйғур райониниң иқтисадий сәвийисини өстүрүш, санаәт вә ташқи екиспортни раваҗландуруш һәм чәтәл мәбләғлирини җәлп қилишқиму күч чиқарғанлиқини, мәйли қандақла болмисун уйғур елидики аһалиларниң турмушида кейинки он нәччә йиллар ичидә яхшилиниш болғанлиқидин ибарәт пакитни чәткә қаққили болмайдиғанлиқини" әскәртиду. Лекин, у уйғурларниң турмуш сәвийисидә өсүш болғанлиқидин ибарәт пакитни нәзәргә елиш билән бир вақитта йәнә хитай даирилириниң уйғур елидә қаттиқ контроллуқ орнатқанлиқини, һеч кимниң хитай һөкүмитини тәнқид қилиш вә яки уйғурларниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилишқа һәрикәт қилишиға йол қоюлмайдиғанлиқини тәкитләп, мақалисиниң ахирқи қисимини " тамларда қулақ бар" дәп атиған.

"Омумән, һәр қандақ бир учурға игә болуш толиму қийин, чүнки, хитай һөкүмити учурларниң чиқип кәтмәслики үчүн барлиқ керәклик чариләрни қолланған. Кишиләр хитайда адәттә тамлардиму қулақ болидиғанлиқини ейтишиду, чәтәлликләр әгәрдә уйғурлар вә уларниң әһвали һәққидә бирәр учурға игә болмақчи болса, қаттиқ агаһландурушқа учрайду. Кишиләр өзара шәхсий параңлирида коммунистларниң системилирини тәнқид қилалмисиму, лекин ашкара һалда уйғурларниң мустәқиллиқини қоллиши вә яки униң үчүн күрәш қилиши мумкин әмәс болуп, һәтта бир аилидә даирисидиму мундақ қилиши мумкин әмәс болуп, буниң үчүн қолға елиниш тәһдиди мәвҗут" дәп баян қилиду гилзи бану.

Аптор мақалисиниң ахирида хитай даирилириниң уйғурларниң ташқи дунядики учурларни хәвәр тепишини чәкләш үчүн б б с, вкипедия, инсан һоқуқини көзитиш тәшкилати қатарлиқларниң интернәт торлирини һәтта чәтәлләрдики уйғурларға мунасивәтлик барлиқ тор бәтлирини тосувәткәнликини әскәртиду.

Шу нуқтини әскәртип өтүш мумкинки, алдинқи бир қанчә йиллар ичидә оттура асия дөләтлириниң хитай билән болған мунасивәтлириниң қоюқлишиши болупму, уларниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики вә айрим һәмкарлиқлирида уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә терроризм қалпиқи кийдүрүлүп, бирләшмә зәрбә бериш еһтияҗи билән уйғурларниң сиясий, инсан һоқуқи һәрикәтлиригә сәлбий баһа беридиған вә пакитни бурмилайдиған мақалилар оттура асия мәтбуатлирида көпийип қалған иди. Бирақ, йеқиндин буян мундақ әһваллар азийишқа, униң әксичә уйғурларға һесдашлиқ қилиш мәзмунидики учур вә мақалилар көпийишкә қарап йүзләнгән. Қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрниң хитай билән болған сиясий вә иқтисадий мунасивәтлириниң ешиши җүмлидин хитайниң бу дөләтләрниң иқтисадий вә енергийә саһәсидә үстүнлүкни игиләшкә қарап йүзлиниши билән қазақистан мәтбуатлирида "хитайдин һушяр болуш, хитайни тәһдид дәп қараш" һәққидики инкаслар көрүлүшкә башлиған. Бу һәқтә йеқинда қазақистандики " җумһурийәт " гезитидә бир қисим инкас мақалилири елан қилинған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.