Хитай - қирғинчилиқ характерлик қоралларни қисқартиш вә контрол қилиш мәсилиси бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди


2005.09.01
bashqurulidighan-bomba.jpg

Хитай дөләт кабинти пәйшәнбә күни "җоңгониң һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш, қисқартиш вә алдини елиш тоғрисидики ақ ташлиқ китаби" ни елан қилип, хәлқара һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш вә қисқартиш тиришчанлиқиға әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди. ядро қоралларни чәкләш вә үзүл - кесил йоқутушни тәшәббус қилиш билән биргә, америкини тәйвәнгә башқурулидиған бомба сатмаслиққа агаһландурди.

Хитайниң ядро қораллирини тәрәққий қилдуруши өзини мудапиә қилишкән

Ақ ташлиқ китабта көрситилишичә, хитайлар 1964 - йили тунҗи қетимлиқ ядро қораллар синиқи елип барғандин кейин, хәлқара җәмийәткә ядро қоралларни омуми йүзлик чәкләш вә үзүл – кесил йоқитишни оттуриға қойған. Ақ ташлиқ китапта хитай һөкүмити 1964 -йилдин кейин ядро қоралларни йоқутушни тәшәббус қилған болсиму, лекин уларниң нимә үчүн 1996 - йилғичә 47 қетим ядро синақ елип барғанлиқини тилға алмиди. Әмма хитайниң ядро қоралларни тәрәққий қилдүрүшдики мәқсиди мудапиә үчүн, дәп тәкитлигән.

Хитай ядро қораллирини алди билән ишләтмәйду

Хитай ташқи ишлар министирлиқи һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш идарисиниң башлиқи җаң йәнниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида тәкитлишичә, җоңго һәрқандақ вақит вә һәр қандақ әһвалда ядро қораллирини алди билән ишләтмәйдикән. Җаң йән, хитайниң шәртсиз ядро қораллириға игә болмиған дөләтләр вә районларда ядро қораллирини ишләтмәйдиғанлиқини вә шундақла ядро қораллирини ишлитиш тоғрисида тәһдит салмайдиғанлиқини билдүрди.

Җаң йән " җоңго ядро қораллар мәсилисидә баштин - ахирғичә өзини тутувелиш позитсийиси тутуп кәлди. ядро қораллириға игә дөләтләр ичидә җоңго әң аз ядро синиқи елип барған дөләт. Җоңго илгириму ядро қораллар мусабиқисиға қатнашмиған, буниңдин кейинму қатнашмайду" деди.

Генирал җу чиңху, ядро қоралларни ишлитиш билән тәһдит салған

Йеқинда хитай дөләт мудапиә университетиниң илмий мудири генерал майор җу чиңхуниң, әгәр америка тәйвән мәсилисигә арлашса, җоңго униңға ядро қораллар билән зәрбә бериши керәк, дегән сөзи америкида зор ғул - ғула пәйда қилған иди.

Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд, җу чиңхуниң сөзи хитай даирилириниң рәсми мәйданиға вәкиллик қилмаслиқини үмид қилимән, дегән.

Хитай тәйвәнни башқурулудиған бомба мудапиә күнлики астиға елишқа қарши

Ақ ташлиқ китабта тәйвән мәсилиси һәққидә тохтилип, тәйвән мәсилиси җоңгониң түп мәнпәәтигә четилиду, дәп көрсәтти. Ақ ташлиқ китабта тәкитлинишичә, хитай һәр қандақ дөләтниң һәр қандақ усуллар билән тәйвәнгә башқурулидиған бомба сетиш яки уни башқурулидиған бомба мудапиә қалқини билән тәминләшкә қарши туридикән.

Җаң йән " бу әһвал дөләтләр арисидики мунасивәткә, районниң бихәтәрликигә тәсир көрситиду шундақла бу башқурулидиған бомба техникисиниң кеңийип кетишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. Шуниң үчүн биз алақидар дөләтләрниң бу җәһәттә еһтиятчан болушини үмид қилимиз," дәйду.

Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, җаң йәнниң сөзидики алақидар дөләтләр америка билән японийини көздә тутидикән. Бу йилниң башлири японийә ташқи ишлар министири билән дөләт мудапиә министири вашингтонни зиярәт қилғанда америка билән японийә, тәйвән боғузини америка - японийә бихәтәрлик шәртнамисиниң мудапиә күнлики астиға алғанлиқини җакарлиған иди.

Җаң йән хитайниң биологийилик қоралларға игиликини рәт қилди

Җаң йән, хитайниң биологийилик қоралларни тәрәққи қилдуруш программиси барлиқини рәт қилди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни елан қилинған бу һәқтики бир доклатида, хитайниң 50 - йиллардин қалған биологийилик қораллар программисидики бәзи мәһсулатлар вә әслиһәлирниң һазирғичә сақлиниватқанлиқини илгири сүргән. Җаң йән, америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатини " әмәлийәткә уйғун әмәс, мәсулийәтсизләрчә һәрикәт," деди. Әмма сабиқ совет иттипақи мутәхәссислириниң ашкарилишичә, 1980 - йилларниң башлирида уйғур аптоном райониниң корла әтрапидики бир һәрбий биологийә тәҗрибиханисидин миниңгир вируси чиқип кетип, әтраптики йәрлик пуқраларда миниңгит кесилиниң тарқилишини кәлтүрүп чиқарған.

Җаң йән хитайниң һәрбий хам чотидики артишни ақлиди

Җаң йән, җоңгониң һәрбий хам чотни җидди контрол қиливатқанлиқини билдүрди. Әмма хитайниң йиллиқ һәрбий хам чоти йеқинқи 10 нәччә йилдин бери йилиға 10 ٪ тин артуқ сүрәт билән көпәймәктә. Хитайниң 2005 - йилдики һәрбий хам чоти 29 милярд 900 милйон доллар болуп, 2004 - йилға қариғанда 12 ٪ көпәйгән.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида, хитайниң әмәлийәттики һәрбий хам чоти 70 милярд доллардин ашидиғанлиқини илгири сүргән. Хитайниң һәрбий хам чотни үзлүксиз көпәйтиш һәрикити дипломатийә җәһәттики тил қисинчилиқини яратмақта. Мутәхәссисләрниң тәкитлишичә, бир тәрәптин тинч тәрәққи қилишни тәкитләш, йәнә бир тәрәптин һәрбий хам чотни үзлүксиз көпәйтиш, хитайниң сәмимиликигә гуман туғдурмақтикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.