Уйғур елидә, "2007 ‏- йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә


2007.04.16

ishsiz.jpg
Күндин-күнгә копийиватқан хитай аққунлири, уйғурлардики ишсизликни копәйтмәктә.

Уйғур елидә, "2007 ‏- йиллиқ баһар шамили" намида зор көләмлик ишқа орунлаштуруш һәрикити қанат яйдурулған болуп, хитай ахбарат вастлириниң бу һәқтә бәргән мәлуматлиридин ашкарилинишичә, мәзкүр һәрикәт хитай өлкилиридин уйғур елигә иш издәп чиққан ишсизларға қолайлиқ шараит яритип беришни мәқсәт қилған шуниңдәк уларға 30 миңдин көпрәк хизмәт орни тонуштурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Уйғур елидә ишсизлиқ мәсилиси әвҗ алған бир пәйттә, мәйданға кәлгән бу һәрикәт чәтәлләрдики уйғурлар арисида қаттиқ инкасларни пәйда қилди.

Уйғур елидә ишсизлиқ мәсилиси юқири пәллигә көтүрүлгән бир пәйттә, хитай ахбарат вастилирида " шәһәргә кирип иш издимәкчи болсиңиз, сизниң қийинчилиқиңиз 2007‏ - йиллиқ баһар шамили һәрикити" үрүмчи нәнху мәйданида өткүзүлгән, зор көләмлик ишқа қобул қилиш паалийидә һәл болиду, 370 дин артуқ идарә қатнашқан бу паалийәттә 137 хил хизмәт вә 30 миңдин көпрәк иш орни тонуштурулиду" дигәнгә охшаш елан характерлик хәвәрләр арқа ‏- арқидин тарқилишқа башлиди.

Хәвәрдә, аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимаи капаләт идариси, аптоном районлуқ иттипақ кометити, ишләпчиқириш - қурулуш армийиси вә үрүмчи шәһәрлик әмгәк капаләт идариси бирликтә, йезилардики артуқ әмгәк ешинчи күчи вә көчмән аққун ишчиларға һәқсиз мулазимәт қилип, уларниң ишқа орунлишишиға ярдәм бериш һәрикитини қанат яйдуруп, үрүмчидики нәнху мәйдани, үрүмчи пойиз истансиси вә қумул пойиз истансилирида нәқ мәйданда иш тонуштуруш мәслиһәт орунлирини тәсис қилғанлиқи оттуриға қоюлған.

Хенән өлкисидин кәлгән аққун ишләмчи җу шиәнниң сөзлири нәқил кәлтүрүлгән хәвәрдә, наһайити тез арида хизмәт тапқан җу шиән" мән, хенәндин тунҗи қетим шинҗаңға келишим, бу йәрдә мувапиқ бир иш тепишни үмид қилимән" дегән.

Аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимаи капаләт идарисиниң муавин башлиқи хитай аққун ишләмчиләр үчүн сөз қилип мундақ деди: "ишләмчиләрниң узундин бери иш тепиши қейин, өз һоқуқини қоғдиши қейин болғач, улар интайин аҗиз кишиләр иди, ишләмчиләр алаһидә һөрмәткә вә көйинишкә муһтаҗ, баһар шамили һәрикитиниң йолға қоюлуши вақтида яққан бир мәйдан ямғур һесаблиниду."

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә мәвҗүт ишсизлиқ мәсилисини бир тәрәп қилмай туруп, хитай өлкиридин кәлгән аққун ишләмчиләргә иш тонуштуруш вә қолайлиқ шараит яритип бериши, әлвәттә чәтәлләрдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини мәйданға кәлтүрди, улар " баһар шамили" һәрикитиниң уйғурлар үчүн техиму еғир ақивәтләрни елип келидиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә ишләмчиләр ишқа қобул қилинғандин кейин, оттура һесаб билән ейиға 1000 йүәндин ошуқ мааш алидиғанлиқи қәйт қилинған болуп, "баһар шамили һәрикити" йолға қоюлуватқан үч йилдин буян интайин яхши нәтиҗиләрниң мәйданға келиватқанлиқи, бу һәрикәтниң изчил давамлишидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Хитай өлкилиридин кәлгән аққун ишләмчиләр қачан шәһәрләрдә иш тепип, униң һалавитини һес қилғанда, андин бу һәрикәт һәқиқий нәтиҗә көрсәткән һесаблинидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди вә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәндиләр, өзлириниң "баһар шамили һәрикити" тоғрисидики қарашлирини оттуриға қоюп наразиликлирини билдүрүшти. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.