Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш - хитайниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийисиниң бир қисми
2007.02.16
2000 - Йили 4 - айниң 6 – 7 - күнлири хитайниң мәркизи бейҗиңда, хитай компартийиси мәркизи комитети дөләт ишлири кабинети (говуйүән бәнгуңтиң) 1999 - йили 85 - номурлуқ һөҗҗитини әмәлийләштүрүш хизмәт йиғини чақирилди. Мана бу йиғин дәл хитай һөкүмитиниң хитай өлкилиридә мәхсус уйғур ели аз санлиқ милләт балилирини тәрбийиләйдиған толуқ оттура синиплирини ечиш пиланиниң рәсмийлишишиниң биринчи қәдими иди.
Шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш һәққидә "хитай маарип министирлиқиниң ички һөҗҗити" дики муһим қурлар
Йиғинға хитай дөләт ишлири кабинети, маарип министирлиқи, миллий ишлар комитетиниң рәһбәрлири вә шинҗаң толуқ оттура синиплири ечиш қарар қилинған өлкә һәм шәһәрләрниң мунасивәтлик адәмлири болуп йәтмишчә адәм қатнашти.
Хитай маарип министирлиқиниң мәзкур йиғинниң роһини өгиниш һәмдә әстайидил әмәлийләштүрүш һәққидә тарқатқан ички һөҗҗитидә мәркәзниң хитай өлкилиридә шинҗаң синипи ечиш истратегийисиниң муһим бир сиясий истратегийә икәнлики мундақ шәрһләнгән:
"Ичкири өлкиләрдә шинҗаң толуқ оттура синиплирини ечиш, хитай мәркизи комитети сиясий бюросиниң "шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш мәхсус йиғини" да елинған қарар. Мәркәзниң бу һәқтә 1996 - йиллиқ 7 - номурлуқ һөҗҗитидә "2000 - йили 9 - айниң биринчи күни бейҗиң, шаңхәй, тйәнҗин қатарлиқ 12 шәһәрдики 25 оттура мәктәп рәсмий дәрс башлашқа капаләтлик қилиши керәк. Мәркәзниң шинҗаң синиплирини ечиш қарари, ғәрбни ечиш истратегийисиниң муһим бир қисми, бу шинҗаңниң тәрәққиятини муқимлиқини илгири сүрүш, милләтләр иттипақлиқини күчәйтип, дөләтниң бир пүтүнликини қоғдаш, узақ муддәтлик тинчлиқ һәм тәрәққиятни мәқсәт қилған муһим сиясий истратегийилик пилан" дейилгән.
Шинҗаң синипи ечилған өлкиләрму мәркизи бейҗиңниң бу сиясий истратегийилик пиланини орунлашни сиясий вәзипә сүпитидә җиддий үстигә алған болуп, җяңсу, шәндуң қатарлиқ өлкилик һөкүмәтниң бу һәқтики ички һөҗҗәтлиридә "мәркизи һөкүмәтниң шинҗаң синиплирини ечиш вәзиписини бизгә бериши, бизгә ишәнгәнлики, биз бу сиясий вәзипини әстайидил орунлишимиз шәрт. Бу шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруп, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруп, җуңгониң пүтүнлүкини қоғдаштики муһим һәм узақ муддәтлик вәзипә" дәп тәкитләнгән.
Сиясий идийиви тәрбийә биринчи орунда
Хитай маарип министирлиқиниң шинҗаң синипини ечиш хизмитигә қуюлидиған тәләпләр тоғрисида һәр қайси өлкилик һөкүмәт һәм маарип назарәтлиригә тарқатқан һөҗҗитидә шинҗаң толуқ оттура синиплириға қобул қилинидиған оқуғучи һәмдә оқутқучиларни таллиғанда һәмдә оқутуш ишлирида сиясий идийиви тәрбийини биринчи орунға қоюш алаһидә тәкитләнгән, йәни һөҗҗәттә мундақ дейилгән:
Ичкири өлкиләрдә шинҗаң толуқ оттура синиплирини ечиш, компартийә мәркизи комитетиниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийилик пиланиниң муһим бир қисми.
"Ичкири өлкиләрдә шинҗаң синиплирини ечиш, компартийә мәркизи комитетиниң ғәрбни ечиш истратегийисиниң муһим бир қисми, бу сиясийлиқи күчлүк һәр саһәләргә четилидиған күчлүк мәсулийәтчанлиқ тәләп қилидиған хизмәт. Шуңа һөкүмәт буниңға алаһидә сиясәт бекиткән. Шинҗаң синиплири алаһидә характергә игә коллектип, шуңлашқиму оқуғучи, оқутқучиларни таллиғанда әң алди билән уларниң сиясий идийисигә юқири тәләп қоюш керәк, уларға йеқиндин көңүл бөлүш билән қаттиқ башқурушни бирләштүрүп, уларни интизамчан, сиясий мәйдани ениқ, миллий бөлгүнчиликкә қарши туридиған, кәлгүсидә дөләткә мәнпәәт йәткүзидиған қилип тәрбийиләп чиқишқа капаләтлик қилиш керәк ".
Булардин башқа шинҗаң синипиға оқуғучи қобул қилғанда 90% аз санлиқ милләт 10% хитай нисбитини сақлаш билән тәң оқуғучи қобул қилиш көлимини йилдин - йилға ашуруп 2007 - йилиға барғанда бәш миң оқуғучи қобул қилиш, төт йил оқутуш җәрянида сиясий идийиви тәрбийини бешиға, униңдин кейин хитай тили тәрбийиси вә башқа тәрәпләрни бирләштүрүш, асаслиқ, шинҗаң тарихи дәрси һәмдә миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш сиясий идийиви тәрбийисини мәркәз қилиш бәлгиләнгән.
Уйғур елидики тәшвиқатлар
Гәрчә бәзи уйғур зиялийлири уйғур балилирини хитай өлкилиридә ечилған хитай толуқ оттура синиплирида тәрбийиләшни анчә қарши алмай, хитайниң бу хил сияситигә гуман билән қараватқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң мәзкур сиясәтни ишқа ашурушта қоллиниватқан намрат йеза - қишлақлардики аз санлиқ милләт балилирини таллаш, һәқсиз оқутуш қатарлиқ әвзәл шараитлири һәм тәшвиқатлири, көп сандики ата - аниларниң майиллиқини қолға кәлтүргән. 2000 - Йилидин һазирға қәдәр уйғур елидин хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға әвәтилгән аз санлиқ милләт балилириниң сани 10 миңдин ашқан. 2007 - Йили йәнә бәш миң оқуғучи қобул қилинмақчи.
Хитайниң тәшвиқат хәвәрлиридә уйғур районидики ата - аниларниң шинҗаң синипиға балилирини әвәтиш қизғинлиқи алаһидә үстүн болмақта, йилда имтиһан беридиған оқуғучилар қобул қилинидиған оқуғучилардин нәччә он һәссә күп болмақта дәйду. Чүнки игилишимизчә, уйғур елидики ата - анилар һәмдә оқуғучилар асасән буни хитай һөкүмитиниң өзлиригә қилған ярдими, көңүл бөлгәнлики, балилириниң истиқбали үчүн муһим бир пурсәт дәпла қарайду халас. Бирақ бу садда бир маарип сиясити яки аз санлиқ милләт маарипини гүлләндүрүш пилани әмәс, ашкариланғинидәк сиясий ғәрәз йошурунған узақ муддәтлик истратегийилик пилан.
Әмма уйғур аптонум райониниң хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синиплирини ечиш һәққидә елан қилип келиватқан мәлумат һәм тәшвиқатлирида болса "бу мәркизи һөкүмәтниң уйғур елиниң тәрәққиятини, аз санлиқ милләт маарипини қоллиғанлиқи, бу уйғур елиниң кәлгүси тәрәққияти үчүн елинған алаһидә сиясити" дәп елинип униң хитай һөкүмитиниң сиясий истратегийилик пилани икәнлики тилға елинмайду.
Бирақ уйғур аптонум районида туруп мәркәзниң бивастә башқурушидики биңтуәнниң бу һәқтә тарқатқан ички һөҗҗитидә болса " ичкири өлкиләрдә шинҗаң толуқ оттура синиплирини ечиш, компартийә мәркизи комитетиниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истиратегийилик пиланиниң муһим бир қисми" дәп шәрһиләнгән.
Бу һәқтә биңтуәнниң тор бетидә 2004 - йили 5 - айниң 18 - күни тарқитилған бир һөҗҗәттә "буниңдин кейин бир мәзгилгичә юқириниң уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийиси асасән "ғәрбниң газини шәрққә йөткәш қурулушини йүрүшләштүрүш, тәбий газ, нефит, көмүр вә башқа йәр асти байлиқларни ечиш вә пайдилинишни күчәйтиш, қош тиллиқ маарипни күчәйтип хитай һәм миллий мәктәпләрни бирләштүрүш, шинҗаң синиплириниң көлимини кеңәйтиш, үч хил күчләргә зәрбә беришни давамлиқ бошаштурмаслиқ" ларни асас қилиду. Бу мәркәзниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруштики узуқ муддәтлик истратегийилик пилани дейилгән.
Шинҗаң синипи оқуғучилирини немиләр күтүп туриду?
Хитай компартийиси сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном райониниң секретари ваң лечуән 2005 - йили 6 - айниң 24 - күни ечилған "шинҗаң толуқ оттура синиплирини кеңәйтиш" йиғинида "шинҗаң синиплири сиясий идийиви тәрбийиси беришни алдинқи вәзипә қилиш керәк" дегәнни қайта тилға елип "мәмликитимиз 2000 - йилидин башлап шинҗаң толуқ оттура синиплири тәсис қилғандин буян чәтәлләрдики үч хил күчләр, бу синиплардики аз санлиқ милләт оқуғучилириниң идийисидә сиңип киришни мәқсәт қилип кәлди, шуңа һазирқидәк мурәккәп сиясий вәзийәттә шинҗаң синипи оқуғучилириға сиясий идийиви тәрбийини күчәйтиш интайин зөрүр, оқуғучиларниң сиясий идийисидики өзгиришләрни яхши игиләп, уларға миллий бөлгүнчиликкә қәтий қарши туруш, һәр қандақ диний паалийәткә қатнашмаслиқ, маркисизм тәрбийиси, дөләт пүтүнлүки тәрбийиси һәм тәшвиқатлирини күчәйтип, бөлгүнчилик идийилириниң сиңип киришиниң алдини тосаш керәк" дәп җиддий тәкитлигән.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәмдә уйғур зиялийлири бирдәк, хитайниң шинҗаң синиплирини ечишниң, аз санлиқ милләт балилирини тил, маарип, өрп адәт һәтта идийә җәһәттин ассимилятсийә қилип, кәлгүсидә уларни уйғур ели һәм хәлқи үстидин давамлиқ мустәмликә сияситини йүргүзүштә қул қилип ишлитиштәк явуз мәқсәтләр йошурунған пилан икәнликини оттуриға қоймақта.
Өз юртидин, меһрибан ата - анисидин айрилип пүтүнләй яд муһитқа берип оқушқа мәҗбур болуватқан балиларниң қәлбидә болса пәқәт тиришип өгинип оқушни тамамлап ата - анисиниң қойниға қайтиш, ярамлиқ адәм болуп юртини гүлләндүрүш, кәлгүсидики гүзәл арзулириға йетиштәк арманлар йошурунған. Әмма улар хитай өлкилиридә ечилған шинҗаң синипидин ибарәт алаһидә сиясий характерини алған муһитқа келиши биләнла учраватқини хитайниң юқириқидәк сиясий истиратегийилик пиланиға асасән бекитилгән түгимәс сиясий тәрбийиләр.
Ундақта оқушни пүттүргәндин кейин уларни йәнә немиләр күтүп туриду? шинҗаң синипи оқуғучилири ейтқандәк "һөкүмәтниң ғәмхорлуқиға җаваб қайтуруш". Ундақта қандақ қайтуруш керәк? оқуғучилар буни бәлгилийәләмду? бәлгиләш һоқуқиму йоқ, чүнки буни хитай һөкүмити бәлгиләйду. Оқуғучиларниң тәқдириничу?..... (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилирини хитайчә оқутидиған толуқ оттура синиплирини йәниму кеңәйтмәктә
- Пичан наһийисидики уйғур қизлар хитай өлкисидә қандақ ақивәтләргә дуч келиду ?
- Пичан наһийисидики бир түркүм уйғур қизлири хитай өлкисигә хизмәткә орунлаштурулди
- Уйғурлар һәргиз өзини "хитай" дәп етирап қилмайду
- Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта
- Хитай һөкүмити уйғур елида хитайчә маарипни йәниму күчәйтип елип бармақчи
- Қош тиллиқ маарипму? хитай тиллиқ маарипму?
- Хитай тәтқиқатчисиниң уйғур елидә иккинчи оттура шәрқ бәрпа қилиш иш пилани
- Уйғур елидә хитай тилида сөзләш тәшвиқати техиму күчәйтилмәктә
- Хитай өлкилиридә оқуған уйғур оқуғучилар өз миллитигә қандақ мәнпәәт вә зиянларни елип келиду?
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
- Уйғурлар миллий маарипта җиддий хәвпкә дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи
- Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?
- Екисақ һөсәйнийә мәктипиниң тарихи вә бүгүн