Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (1)


2006.09.25

9 ‏- Айниң 21 ‏- күнидин башлап 'б б с' ниң тор бетидә "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланған иди. Шу күни, хитай милли ишлар комитетиниң башлиқи дөләт кабинитиниң ахбарат йиғинида мухбирларниң суаллириға җаваб бәргәндә, хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватиду, уларниң мәдәнийити чәклиниватиду дегән мәсилини етирап қилмиди. Баш оргини германийидики дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди "хитай һөкүмитиниң барчә милләткә 'җоңхуа миллити' дегән аталғуни қоллиниватқанлиқиниң өзила хитайдин башқа милләтләрни ассимилятисийә қиливатқанлиниң пакити' дәп көрсәтти.

Буниңға хитай һөкүмранлирила әмәс, ичимиздин чиққан рәһбәрләрму җавабкар

Җилиндин йезилған обзорда баян қилинишичә, һазир хитайда аз санлиқ милләтләрни ассимилатсийә қилиш мәсилиси наһайити еғир. Алди билән һазир һәммә кишиниң көзигә очуқ көрүнгини шуки, хитайда һазир аз санлиқ милләтләрниң тили йоқитиливатиду. Бу мәсилә бизниң дәвримиздә, биздәк мушу бир әвлад адәм яшаватқан дәврдә йүз бәрди. Бу, тарихта биз садир қилған бир чоң җинайәт делоси болуп қалиду. Бу дәврдә миллий мираслиримиз йоқалдила әмәс, бәлки әвладлиримизниң кәлгүси мәнпәәтиму сетивитилди. Бу делони садир қилғучи хитай һөкүмранлирила әмәс, буниңда ичимиздин чиққан рәһбәрләрдиму җавабкарлиқ бар. Мәсилән, аз санлиқ милләтләрниң алий мәктәпләргә киридиған сан көрсәткүчлирини һоқуқи бар, пули бар хитайлар халиғанчә игиливалиду. Әвладлиримизниң бундақ өмүрлүк мәнпәәтини ичимиздин чиққан рәһбәрләр бир қап тамака яки бир вақ тамаққа сетивириду. Әгәр улар қолидики һоқуқни ишлитәлисә, миллити бундақ күнгә қалмиған болатти.

Хитайдики һазирқи милләтләр мунасивити - милләтләрниң өз -ара бирлишиши

Лондондин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, хитайдики милләтләр мунасивитини 'ассимилятсийә' дәп мутләқләштүрүп ейтмай, уни милләтләрниң өз -ара бирлишиши дегән түзүкрәк. Мәсилән, манҗурлар һазир хитайчә сөзлишиду. Хитай тилида болса нурғунлиған манҗурчә сөзлүкләр сақлинип қалди. Манҗурларниң чипав дәп атилидиған кейим-кечәклири, йемәклик түрлири хитай өрп-адәтлиридә сақлинип қалди. Бу җәрянда хитай миллитидә наһайити чоң өзгириш болди. Һазирқи хитай миллитини буниңдин 2000 йил бурунқи хитай миллитигә селиштурғанда өзгириш наһайити чоң . Буниң өзи милләтләрниң өз-ара бирлишиши. Бундақ бирлишиш милләтләр өз - ара қирғинчилиқ қилғандин яхши. Ундақ болмай аз санлиқ милләтләр йәнила иптидаий җәмийәттә туривәрсә боламти?

Тарихта бундақ қәбиһ миллий сиясәт қоллинилип бақмиған иди

Токйодин йезилған обзорда баян қилинишичә, хитайда һазир давамлишиватқан тил -йезиқ җәһәттә аз санлиқ милләтләрни кәмситидиған вә биртәрәпкә ян басидиған сиясәт һөкүмәтниң хитайдин башқа милләтләрни ассимилятсийә қилидиған усули болуп қалди. Ички моңғулийидә һәтта хитайчә, моңғулчә һәр икки хил тили тәң қоллиниш, һөкүмәт хизмәтчилири бундақ икки хил тилда сөзләйдиған болуш дәп тәшәббус қилинған иди, мәркизи һөкүмәт рәт қилди. Коммунист һөкүмити моңғулларниң нопусини шалаңлитиш үчүн, ичкиридин хитайларни көпләп көчүрүп келишкә башлиғанда, бәзи моңғуллар һәтта уларға йол қоюш, әмма пәқәт кокхот қатарлиқ шәһәрләрдила сап моңғуллар туридиған бирнәччә районни бәрпа қилип йәрлик мәдәнийәтни сақлап қелишни оттуриға қойған иди, униму мәркизи һөкүмәт рәт қилди. Бәлки бу моңғул аптоном районида хитай тилини қоллинишни қарар қилди. Тарихта манҗурлар һакимийәт бешида турған 300 йил ичидә бундақ қәбиһ миллий сиясәт қоллинилип бақмиған иди. Манҗур падиишаси моңғуллар туридиған районларға барса, моңғул бәглири билән молғулчә сөзлишәтти. Униңдин кейинки сүн җуңсән, мавзедуңлар өзлири моңғулчә тил өгиниш у яқта турсун, әксичә ички моңғулийидә хитай тилини йәрлик һөкүмәт тили қилип бәлгилиди. Моңғуллар болса хитай һөкүмранлиқи астида, пәқәт өз юртида өзини сақлап қелиш үчүн хитайчә өгинишкә мәҗбур болди. Моңғул хәлқи бу қалақ тилни өгиниш үчүнла наһайити көп зеһин - күчини сәрп қилишқа тоғри кәлди. Моңғуллар үчүн бу қалақ милләттин һалқип өтмәй туруп дунядики илғар мәдинийәтләрни өгинишкә пурсәт болмиди. Әгәр канаданиң күбек шитатидикидәк әркин тил сиясити қолға қоюлған болса иди, ички моңғулийидә хитай тилини өгинишниң һаҗити йоқ иди. Қаидә буйичә болғанда, моңғуллар билән хитайлар енглиз тилида сөзләшсә андин мувапиқ болатти. Һазир биз үчүн хитайчини билиш яшашниң биринчи шәрти болуп қалди. Буниң өзи ассимилятсийә қилиниватқанлиқ. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.