Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (2)
2006.09.26
9 - Айниң 21 - күнидин башлап 'б б с' ниң тор бетидә "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланған иди. Шу күни, хитай милли ишлар комитетиниң башлиқи хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватиду, мәдәнийити чәклиниватиду дегән мәсилини етирап қилмиди. Һазир интернеттә давамлишиватқан муназириләргә асасланғанда, хитайда һазир аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватиду, дегән қараш ғалип орунда турмақта.
Хитайдики 'аптономийә' миллий тоқунуш пәйда қилидиған амил болуп қалди
японийидин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, хитайда һазир қоллиниливатқан милләтләр сияситидә адаләт дегән нәрсә мәвҗут әмәс. Хитайдики 'аптоном райони' дегән түзүлмә нәзирийә җәһәттин ейтқанда, милләтләр оттурисидики тоқунушларни азайталайдиған орган иди. Лекин һазир хитайдики аптономийиләр 21 - әсирдә миллий тоқунуш, уруш пәйда қилидиған амилға айлинип қалди. Бу һазир диққәт қилишқа тигишлик йүзлиниш.
Тарихта 'хәнзу' дәп атилидиған бир милләт болған әмәс
Лявниңдин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, һазир хитайда аз санлиқ милләтләргә қарита ассимилятсийә қилиш сиясити қоллиниватқанлиқи бир әмәлийәт. Мәсилән , 'хитайчә әдәбий тилни омумлаштуруш' дегән шуар аз санлиқ милләтләрниң тил -йезиқиниң йоқ қилинишиға сәвәбчи болуватиду. Бу шуар астида, аз санлиқ милләт районлирида хитай тилида дәрс өтүш күчәйтилди, әмма аз санлиқ милләтләрниң өз тилида дәрс өтүшигә әһмийәт берилмиди, һәтта мәқсәтлик һалда аз санлиқ милләтләрниң тил -йезиқи қоғдалмиди. 'Хитайчә әдәбий тилни омумлаштуруш' дегән шуар билән тәңла 'чоң хитайчилиқ ' ғалҗирлашти. Чоң хитайчилиқ хаһиши тарих йезиш, йемәк-ичмәк, кийим- кечәк қатарлиқ шәкилләрдин пайдилинип қозғитилди вә алди билән 'хитайчә кейим шәклини әслигә кәлтүрүш' арқилиқ пәйда болди. Бу җәрянда бәзи ғалҗирлашқан кишиләр 'пәқәт хәнзу миллитила җуңгониң хоҗайини' , аз санлиқ милләтләр паразитлар, бундақ паразитларни қирип ташлаш керәк, дәп җар салди. Растини ейтқанда, тарихта 'хәнзу' дәп атилидиған бир милләт болған әмәс, бу бир сиясий аталғу. Бу, әмәлийәттә, һөкүмәт хәлққә қарита қолланған наданлаштуруш сияситиниң мәһсули. Һөкүмәт һәр қандақ кишиниң бу аталғуға қарши чиқишиға йол қоймиди. Һөкүмәт мушундақ шараитта йәрлик милләтләрниң тарихини хәнзуларниң тарихи қилип бурмилап, өзгәртип язди.
Хитай һөкүмити тибәтни қорал күчи билән мустәмликә қиливатиду
Тибәтликләр тәрипидин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, тибәттә милләтләрниң өз -ара бирлишиши дегән мәсилә мәвҗут әмәс. Хитай һөкүмити тибәтни қорал күчи билән зорлуқ ишлитип мустәмликә қиливатиду. Тибәттә тибәтликләрниң өзиниң турмуш шәклини әркин таллаш, сиясий җәһәттә тәң баравәр туруп мәслиһәтлишиш вә қарар чиқиришқа қатнишиш һоқуқи йоқ. Хитай һөкүмити тибәтликләрни халиғанчә тутқун қилип, қейин-қистаққа елип җазалиди. Һазир йәнә һәрхил васитиларни қоллинип тибәтликләрниң тил-йезиқини чәкләп, уларни ассимилятсийә болушқа мәҗбурлимақта. Хитай һөкүмити тибәттә 1 милйон 200 миңдин артуқ тибәтликниң нормалсиз өлүп кетишигә сәвәбчи болди. Һазир йәнә 12 милярд америка доллири мәбләғ селип, бу арқилиқ тибәтни өзиниң һәрбий күчи билән тутуп туруштин ибарәт сиясий қурулушини давамлаштуриватиду. Һазир тибәттә болуватқан ишларни тәсвирлисә, у худди бир қошна дөләт әскәр әвәтип тибәтликниң йәрлик һөкүмитини қоғлап чиқирип, ата-бовисини өлтүрүп, балилирини сәрсан қилип, мал - мүлкини булаң -талаң қилип, әмди тибәтликкә 'бөлүнүп кетишкә рухсәт йоқ' дәватқанға охшайду. Буни қандақму 'милләтләрниң өз-ара бирлишиши' дегили болсун?
Аз санлиқ милләтләр 'ташқа айланған җисим' әмәс
Тйәнҗиндин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, растини ейтқанда, хитайдики бир мунчә милләтләр 'җуңголуқ' әмәс, тебәт, моңғул, уйғур қатарлиқ милләтләр әзәлдин тартип 'хәнзу' дегән бу милләт ассимилятсийә қилалиған яки юқуталиған милләтләр әмәс. Һазир дөлитимиздә бу милләтләр хәнзу миллитигә қариғанда аҗиз . Улар һазир өзлириниң миллитини, мәдәнийитини сақлап қалимән десә һуҗумға учраватиду. Бу мәсилидә диққәт қилиш керәк.
Аз санлиқ милләтләр 'ташқа айланған җисим' әмәс яки тизип қойидиған 'әвришкә' әмәс. Уларниңму өзлириниң һазирқи заман турмуш шәклини талливелиш һоқуқи бар, уларму қаршилиқ көрситәләйду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (1)
- "Армийини һимайә қилиш" дегән уйғур хәлқиғә мәҗбурий теңилған сиясий һәрикәт
- Хитай һөкүмити инсанпәрвәрлик үлгисиниму милләтләр иттипақлиқи сиясий тәшвиқат обйекти қилмақта
- Д у қ: шәрқий түркистанда һазирқи шараитта хитай билән йәрлик милләтләр арисида иттипақлиқ болуши мумкин әмәс
- "Шинҗаң аптонум районлуқ..." Дики "уйғур" қени?
- Уйғур мәсилиси- милли мәсилә шундақла демократийә мәсилисидур
- Хитай һөкүмити тавар маркилири арқилиқ уйғурларниң миллий мәдәнийитини кәмситмәктә
- Уйғурлар аптономийидин һәқиқәтән бәһриман боливатамду?