Седний уйғур кочисидики уйғур ристуранлири

Седний шәһириниң мәркизидики дексин кочисини голбуорн кочиси кесип утуп шәрқ вә ғәрбкә айриған, шәрқ тәрипидә әҗдәрһаниң һәйкили оюлған, пануслар есилған вә хитайчә хәтләр йезилған қовуқ бар болуп, қовуқниң ички тәрипи хитай кочиси яки хитай базиридур.
Мухбиримиз бәхтийар
2009.09.14
Sendiy-Ependim-Uyghur-Resturani-305.jpg Сүрәт, седнийдики "әпәнди уйғур ресторани"ниң симоволи болған "әпәндим" ниң сүрити.
RFA Photo / Behtiyar

Кочиниң ғәрби тәрипини авистиралийидики шәрқи түркистанлиқ көчмәнләр "уйғур кочиси" дәп атайду. Буниңға, қатарлишип ечилған "уйғур таамлири ресторани," " әпәнди уйғур ресторани," " керорән уйғур ресторани" қатарлиқ ристуранлар сәвәб болған болуп, бу кочида уйғурларни даим учритип турисиз. Бу үч уйғур ристуранини зиярәт қилип бир қисим мәлуматларға ериштим.

"Уйғур таамлири ресторани" вә " әпәнди уйғур ресторани" ниң хоҗайини җүрәт абдукирим әпәнди зияритимни қобул қилип ристуранлири һәққидә мунуларни сөзләп бәрди.

-- Мән үрүмчидә шинҗаң радио - телевизор университетниң математика оқутқучиси идим. Мән 1997 ‏ - йил австиралийигә кәлгән. 1995 - Йили қатнаш вәқәсигә йолуққандин кейин вәтәндә вә хитайниң шәһәрлиридә даваланған болсамму давалиниш үнүм бәрмәй, туғқанлиримниң издиниши вә ярдими арқилиқ адилайд шәһиридики " падишалиқ дохтурханиси" ға давалинишқа келип, тут йил даваланғандин кейин балилиримни әкилип, австиралийигә йәрләштим.

-- Уйғур таамлири намлиқ ашханини ечиштики мәқситимиз уйғур таамлири арқилиқ уйғурларни дуняға, болупму австралийә хәлқигә тонуштуруш иди. Әмдиликтә болса бу түптин өзгәрди, һазир уйғурларни пүтүн дуня хәлқи тониди, бизниң нөвәттики нишанимиз уйғур хәлқиниң дәвасини путун дуняға тонутуш йәни уйғурларниң аһ - зарини билдүрүш, биз әнә шу мәқсәттә кетип баримиз.

-- Әлвәттә, уйғурниң намини чиқириш үчүн азрақ болсиму һәрикәт қилдуқ. Бу кочиниң "уйғур кочиси" дәп нам алғанлиқиға пәхирлинимиз, бу седний вә австралийә хәлқи үчүнму аброй дәп һесаблаймән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.