Австралийидә, уйғур яшлири путбол мусабиқиси вә уйғур мәдәнийәт кечилики өткүзди
2007.04.09
Уйғур яшлири путбол мусабиқиси вә уйғур мәдәнийәт кечиликини тәшкиллигән австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси вә дуня уйғур қурултийиниң австралийидики вәкили һөсән әпәнди бу қетим сидней шәһиридә өткүзүлгән уйғур яшлири путбол мусабиқисиниң австралийидә өткүзүлгән үчинчи қетимлиқ путбол мусабиқиси икәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, австралийиниң адалһайд, милборн вә сидней қатарлиқ үч чоң шәһиридә уйғур путбол командиси қуруп, уйғур яшлири путбол мусабиқиси өткүзүшниң асаслиқ мәқсити, хитай һөкүмитиниң ғулҗида уйғур яшлар мәшрипиниң уйғур яшлири арисида путбол мусабиқиси өткүзүшини чәклигәнликини ләнәтләш вә 1997- йили фиврал ейида хитай һөкүмити тәрипидин қирғин қилинған уйғур яшлирини хатириләш вә уларниң роһини шад қилиштин ибарәт икән.
Австралийиниң сидней шәһиридә өткүзүлгән уйғур яшлири путбол мусабиқиси вә уйғур мәдәнийәт кечиликигә австралийә парламент әзалириму қатнашқан болуп, лори фогисун уйғур мәдәнийәт кечиликиниң ечилишида қилған сөзидә, уйғурларниң өз мәдәнийити, саз-музикиси, нахша-усуллири билән көп милләтлик австралийә җәмийитигә йеңи бир мәдәний байлиқ қошқанлиқини билдүргән. У шундақла хитай һөкүмитиниң нөвәттә шәрқий түркистан хәлқиғә қарита елип бериватқан сияситини яхши билидиғанлиқини вә австралийә уйғур җәмийитиниң хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини паш қилиш тоғрисида елип бериватқан паалийәтлирини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.
Уйғур мәдәнийәт кечиликигә қатнашқан сидней районлуқ шәһәр башлиқи барбара фери ханим, кечиликтә қилған сөзидә, "бүгүнки сорунға қатнишиш үчүн адалһайд вә милборн шәһәрлиридин кәлгән кишиләрниң күпинчисиниң яшлардин тәшкил тапқанлиқи мени шәрқий түркистан мәсилисиниң киләчикидин үмидләндүрди. Бүгүнки сорунға қатнашқанларниң 70 пирсәнтидин көпрәки яшлар, мән буни көрүп роһландим. Силәрниң давайиңлар ақсап қалмайдикән" дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң австралийидики вәкили вә австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һөсән әпәндиниң билдүрүшичә, техи йеқиндила австралийидә қурулған уйғур ансамбили орунлиған оюнлири вә нахша-усуллири билән уйғур кечиликигә қатнашқанларниң йүксәк алқишиға еришкән.
Бу қетимқи уйғур яшлири путбол мусабиқисида сидней уйғур яшлири путбол командиси алаһидә маһарәт көрситип, чемпионлуқ лоңқисини алған. Икки миң долларға тәйярланған лоңқа дуня уйғур қурултийиниң вәкили вә австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һүсән әпәнди тәрипидин сидней уйғур яшлири путбол командисиниң капитаниға тәқдим қилинған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистандики уйғур өсмүр чамбашчи абдулла таран
- Уйғур путболчилиқиниң тәрәққиятиға немиләр тосалғу боливатиду?
- Уйғур путболчилиқи қийинчилиқларда илгирлимәктә
- Қазақистандики уйғурлар тәнтәрбийә саһәсидә риқабәтләшмәктә
- Ипархан шветсийә өсмүр путбол чолпиниға айланди
- Қирғизистандики уйғур чемпийон абдирешит дуганоф йәнә мусабиқигә қатнашмақчи
- Белгийидиму уйғур чемпийони бар
- Қазақистандики уйғур тәнһәрикәт чолпанлири яшларни йетәклимәктә