Хәлқарадики тәшкилатлар ахбарат әркинлики мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәктә
2005.08.10
8 - Айниң 8 - күни, "хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң икки нәпәр вәкили хәлқара олимпик комитетиниң баш шитабиға берип, мәзкур комитет әмәлдариға 4000 дин артуқ кишиниң имзаси қоюлған мураҗәт хетини сунди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хәлқара олимпик комитетидин ахбарат әркинлики мәсилиси һәққидә хитайға йетәрлик бесим ишлитишни тәләп қилди һәмдә 2008 - йили ечилидиған олимпик йиғини җәрянида, хитай һөкүмитиниң һәрқайси дөләтләрдин барған мухбирларға толуқ әркинлик берип, уларниң ихтияри, әркин мәлумат беришигә йол қоюшини тәләп қилди.
Олимпик комитетиға мураҗәт хети сунған икки нәпәр вәкилниң бири чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия бөлүми мәсули лобсер әпәнди болуп, у сөзидә " бейҗиңда ечилидиған олимпик тәнтәрбийә йиғиниға 3 йил қалған бундақ бир мәзгилдә, хәлқара мухбирлар тәшкилатиниң олимпик комитетиға хәт йезип, хитай һөкүмитидин чәтәллик мухбирларға көңүллүк хизмәт шараити яритип беришни тәләп қилиши наһайити зөрүр бир иш" дәп билдүргән.
Хитайда хәлқара паалийәтләрдә ахбарат техиму контрол қилиниду
Нйо-йорктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси лючин, хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң хитайдики ахбарат әркинлики мәсилиси һәққидә мәхсус олимпик комитетиға хәт йезип мураҗәт қилишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди :
" Мәнчә, хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайдики әмәлий әһвалларни өз көзи билән көргәчкә бундақ тәләпләрни оттуриға қойған. Чүнки хитайда һәрқандақ бир хәлқара паалийәт өткүзүлгәндә, мәтбуат саһәси қаттиқ контрол қилинип, әмәлий әһваллар йошурун қалиду. Хитай һөкүмити өзиниң хәлқарадики абройиға тәсир йәткүзмәслик үчүн, бир қисим иҗтимаий мәсилиләрни йошурушқа тиришиду. Дәл мушу сәвәбләр түпәйлидин, хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати олимпик комитети арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, уларниң олимпик йиғини ечилиш җәрянида, чәтәл мухбирлириниң әркин - азадә зиярәт қилип, мәлумат беришигә йол қоюшини тәләп қилған".
Хитай, қилған вәдисидә турмиди
Зияритимизни қобул қилған хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси лючин, хитай һөкүмитиниң бундин 5 йил илгири, олимпик мурасимини өткүзүш һоқуқиға игә болуш үчүн кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилаш тоғрисида вәдә қилғанлиқини, лекин бу 5 йил җәрянида хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә илгириләш болмай, әксичә чекиниш йүз бериватқанлиқини тәкитләп, " һазир олимпик йиғининиң ечилишиға 3 йил вақит қалди, бундақ пәйттә, биз хәлқара олимпик комитети арқилиқ, хитай һөкүмитини пәқәт ахбарат әркинлики мәсилисидила әмәс, бәлки кишилик һоқуқ мәсилисидиму агаһландуришимиз керәк, хитайдики ахбарат вә кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләр пәқәт, хәлқара бесимниң күчийиши вә хитай хәлқиниң тиришчанлиқи арқилиқ андин яхшилиниши мумкин дәп көрсәтти.
Хитай, дунядики мухбирларни қамайдиған әң чоң түрмә
Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни " дунядики мухбирларни қамайдиған әң чоң түрмә" дәп көрсәткән.
Мәзкур тәшкилатниң мәлум қилишичә, һазирниң өзидә хитай түрмилиридә ятқан мухбирлар сани 100 дин ашқан болуп, уларниң көп сандикиси узун муддәт қамақ җазаси берилгәнләр болуп һесаблинидикән.
Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати асия ишлири бөлүминиң мәсули лобсер әпәнди кәлгүси 3 йил ичидә, мәзкур тәшкилат хәлқара олимпик комитети арқилиқ хитай һөкүмитигә изчил бесим ишлитип, хитайдики ахбарат әркинликини яхшилашқа тиришидиғанлиқини билдүрди.
Хәлқара олимпик комитетиниң баянатчиси дәйвис әпәндиму 2008 - йили бейҗиңда ечилидиған 17 күнлүк олимпик тәнтәрбийә йиғини җәрянида, мәзкур тәшкилатниң пәқәт йиғинниң бихәтәр ечилишиғила әмәс, бәлки йиғин ечилиш җәрянида берилидиған хәвәр вә мәлуматларниң тоғра һәм ениқ болушиғиму тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- 700 Дин ошуқ хоңкоңлуқ ахбарат әркинликиниң боғулушиға қарши намайиш қилди
- Үрүмчидә сахта ахбаратларни қәти тосуш һәққидә муһакимә йиғини ечилди
- Хитай һөкүмити интернеткә болған контроллуқини техиму күчәйтти
- Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати, хитай һөкүмитини қолға алған язғучи вә мухбирларни қоюп беришкә чақирди
- Хитай һөкүмити мәтбуатларға болған контроллуқни йәниму күчәйтти
- Хитай вә уйғур елидики мухбирлар түрлүк бесим вә зиянкәшликкә учримақта