Хитай һөкүмити ахбарат саһәсигә қаратқан контроллуқни йәниму күчәйтти
2005.09.20
Хитай һөкүмити йеқинда тәшвиқат хизмитигә болған контроллуқни йәниму илгирилигән һалда күчәйтиватқан болуп, хоңкоңда чиқидиған асия һәптилик жорнилиниң әң йеңи саниниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай компартийиси мәркизий комитети иш беҗириш башқармиси йеқинда бәлгилимә чиқирип, йәрликтин мәркәзгичә болған ахбарат орунлириниң назарәт қилиш функсийисигә чәклимә қойған .
Тәнқид қилиштин бурун тәнқид қилинғучиниң тәстиқини елиш
Бәлгилимидә, ахбарат органлири һәр қандақ тәнқидий әсәрләрни елан қилмақчи болғанда, чоқум тәнқидкә учриған орун тәәллуқ болған парткомниң тәстиқини елиши, әгәр тәнқидкә учриғучи рәһбирий кадирларға четишлиқ болғанда, чоқум уларниң юқири дәриҗилик мәсул органлириниң тәстиқини елиши бәлгиләнгән. Асия һәптилик жорнилиниң хәвиридә ейтилишичә, бу бәлким 17 өлкә вә шәһәрдики йәрлик тәшвиқат орунлириниң бирлишип, мәркизий һөкүмәткә сунған илтимаси билән мунасивәтлик болуши мумкин икән.
Тәнқид қилиш муқимсизлиқниң амили
Хәвәргә қариғанда, гуаңдуң, хенән, шәнши қатарлиқ җайлардики йәрлик һөкүмәтләр йеқинда, хитай мәркизий һөкүмитигә мәркәздики ахбарат орунлириниң йәрликни халиғанчә тәнқид қилишини чәкләшни тәләп қилған. Бу өлкә вә шәһәрләр, "мәркизий ахбарат орунлириниң башқа җайларни назарәт қилидиған хәвәрлири, йәрликтә җәмийәт муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқиридиған амилға айланған. Әгәр буни тосимиғанда, йәрлик һөкүмәтләр муқимлиққа капаләт берәлмәйду һәмдә пуқраларниң бейҗиңға берип әрз сунушини тосувалалмайду" дәп көрсәткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу йил 1 - майда йеңи әрзийәт бәлгилимиси йолға қоюлғандин буян, хитай мәркизий һөкүмити әрзләрни йәр тәвәлики бойичә бир тәрәп қилиш, ким мәсул болса, шу мәсулийәтни үстигә елишни оттуриға қоюп, йәрлик һөкүмәтләрдин пуқралирини яхши башқуруш, бейҗиңға келип әрз сунидиғанларни азайтишни тәләп қилған. Шуңа йәрлик һөкүмәтләр бирликтә мәркизий һөкүмәттин мәркизий ахбарат органлириниң йәрликни тәнқид қилидиған хәвәрләрни беришини чәкләш шәртини қойған.
Хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари ху явбаңниң ярдәмчиси лиң му әпәнди бу әһвалларни мулаһизә қилип, йәрликниң хитай мәркизий һөкүмитигә бундақ илтимас сунуши, бесимни азайтиш икәнликини билдүрди.
Униң ейтишичә, йеңи әрзийәт бәлгилимиси чиққандин буян әрз сунғучилар техиму көпәйгән. Йәрлик һөкүмәтләрниң бесими ашқан. Әгәр мәркәздики ахбарат орунлири йәрликниң хаталиқини ашкариливәтсә, у һалда йәрлик һөкүмәтләр техиму еғир бесимға учрайду.
Темини йөткәп диққитини чечиш
Асия һәптилик жорнилиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң тәшвиқат министирлиқиму йәнә бир қисим бәлгилимиләрни чиқирип, һәр хил апәтләр, мәҗбурий өй көчүрүш, йәр маҗираси вә аммиви әрз сунуш паалийәтлиригә аит хәвәрләргә болған контроллуқни күчәйтишни бәлгилигән. Буниңдин сирт йәнә, җәмийәт хәвәрлирини қизиқ темиға айландурмаслиқ, навада айлинип қалса, дәрһал темини йөткәп, оқурмәнләрниң диққитини чечишни алаһидә тәкитләнгән.
Хәвәргә қариғанда, 17 шәһәр вә өлкиләр мәркизий ахбарат орунлириниң өз- өзини чәклишини тәләп қилғандин кейин, хитай мәркизий телевизийә истансисиму хәвәр ениқлаш программисида сәзгүр темиларни қоғлашмайдиған болған. Бир қисим пүтүн хитайға тарқитилидиған йәрлик гезит - жорналларму өз тәвәликидин башқа җайлардики хәвәрләрни беришни тохтатқан һәмдә обзорлирини кәң көләмдә қисқартқан.
Хитай компартийиси инавәт кризисиға дуч кәлмәктә
Ню йорктики бейҗиң баһари жорнилиниң баш тәһрири шөвий әпәнди хитай һөкүмитиниң сәлбий хәвәрләрни контрол қилишиниң йеңилиқ әмәсликини билдүрүп мундақ деди:
"Хитайда, ахбарат вастилириниң һәммиси әзәлдин хитай компартийисиниң тәшвиқат қорали. Пәқәт хитай компартийиси үчүнла хизмәт қилиду. Иқтисадниң тәрәққий қилиши билән бир қисим йәрлик ахбарат орунлири барғансири карханилишишқа башлиғанлиқи үчүн, улар җәмийәтниң қараңғу тәрипиниму ачидиған бир қисим хәвәрләрни беришкә башлиди. Бирақ хитай компартийисиниң инавити болса барғансири чүшиватиду. Улуғ ера гезитиниң статистика қилишичә, һазир чәтәл вә хитайда компартийидин чикингәнләрниң сани үч - төт милйонға йәткән. Мениңчә, хитай компартийиси инавәт кризисиға дүч кәлгән бундақ шараитта, йәнә өзиниң йүзигә дағ чүшүридиған хәвәрләрниң тарқилип, қалаймиқанчилиқ чиқишидин әндишә қиливатиду. Шоңа сәлбий хәвәрләрни контрол қилишни күчәйтиватиду".
Хитай һөкүмити дөләт ичидики ахбарат орунлириға болған контроллуқни күчәйтиш билән бир вақитта, чәтәл ахбарат ширкәтлириниң хитайдики кәспий паалийәтлирини чәклимәктә.
Хитай чәтәл мәтбуатлирини тозимақта
Чегра һалқиған ахбарат оргини хәвәрләр гуруһиниң рәиси руперт мордак, хитай һөкүмитиниң, бир йил аввал хәлқаралиқ ахбарат учур ширкәтлиригә базирини аста- аста ечип бериш һәққидики мәйданини өзгәртип, чәтәл ахбаратлириниң хитайдики кәспий паалийәтлирини қанат яйдурушини чәклигәнликини әйиблиди.
Роперт мордак узун йиллардин бери, кәспий паалийитини хитайға кеңәйтиш йолида теришиватқан болуп, униң хәвәрләр гуруһиниң қармиқидики юлтуз телевизийә қанили вә қанал V чиңхәй сүний һәмраһ телевизийә истансиси арқилиқ программилирини уйғур аптоном райони, чиңхәй, чуңчиң вә бейҗиң қатарлиқ җайларға тарқақмақчи болған һәмдә бу һәқтә чиңхәй телевизийә истансиси билән келишим түзгән иди. Бирақ хитай һөкүмити өткән айда һөҗҗәт чүшүрүп, йәрлик телевизийә истансислириниң чәтәл мәтбуатлири билән һәмкарлишишини чәклигән.
Бейҗиң баһари жорнилиниң баш тәһрири шөвий әпәнди, хитай компартийиси бир мустәбит һакимийәт болғачқа, өз тәшвиқатлиридики ялғанчилиқларниң ашкарилинип, һакимийитигә тәһдит йитишидин әндишә қилғанлиқи үчүн, дөләт ичи вә сиртидики ахбаратларни қаттиқ чәкләватқанлиқини билдүрди. У йәнә, хитай һөкүмитиниң ахбарат саһәсигә болған контроллиқиниң йеқин кәлгүсидә өзгиридиғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқини көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда интернет ишлитишниң хәвпи барғансери ашмақта
- "Мухбирларни тәқдирләш бәлгилимиси" ниң мәқсиди немә?
- Хәлқарадики тәшкилатлар ахбарат әркинлики мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәктә
- 700 Дин ошуқ хоңкоңлуқ ахбарат әркинликиниң боғулушиға қарши намайиш қилди
- Үрүмчидә сахта ахбаратларни қәти тосуш һәққидә муһакимә йиғини ечилди
- Хитай һөкүмити интернеткә болған контроллуқини техиму күчәйтти