Америка мутәхәссислири хитайдики мәтбуат әркинлик мәсилиси һәққидә тохталди
2005.11.07
Америкидики көплигән мәтбуат мутәхәссислири йеқинда, хитайдики мәтбуат әркинлики мәсилиси һәққидә тохтилип, "хитайниң демократийигә меңиш йолидики әң һалқилиқ мәсилә иқтисадниң тәрәққий қилиши әмәс, бәлки мәтбуатниң әркин болиши "дәп көрсәтмәктә.
Хитай һөкүмити хәлқниң әркин пикир баян қилишини техиму қаттиқ контрол қилмақта
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси хитай ишлири комитети әзаси майк әпәнди "биз дәсләптә, интернет тор бәтлири, сүний һәмраһ, хәлқара радио истансиси қатарлиқларниң көпийиши хитай мәтбуатлирини техиму рошәнләштүрүп, техиму көплигән хитай хәлқини һәқиқий йүз бәргән әһваллардин хәвәрдар қилидиған болди, дәп ойлиған идуқ. Лекин әмәлий әһвал биз ойлиғандәк болмиди. Хитай һөкүмити кишиләрниң интернет, радио вә сүний һәмраһ арқилиқ учур игилишигә түрлүк амаллар арқилиқ, қаттиқ тосқунлуқ қилип кәлмәктә. Улар һәтта интернет сақчилирини нөвәтчиликкә қоюп, хәлқниң әркин пикир баян қилишини техиму қаттиқ контрол қилмақта" дәп билдүрди.
Америкидики хитай ишлири тәтқиқатчиси тән синге әпәнди " хитайдики ахбарат әркинлики америкиниң мәнпәәти билән зич мунасивәтлик " дәп тәкитләп " демократик түзүм пәқәт ахбарат әркинлики вә кишиләрниң сөзләш әркинлики болған шараитта, андин әмәлгә ашиду. Хитайда әркин пикир баян қилиш муһити болмай туруп, демократийиниң болуши мумкин әмәс" дәп көрсәтти.
Хитайдики ахбарат әркинлики мәсилиси америка билән һәқиқәтән мунасивәтлик
Ню-йорктики "бейҗиң баһари жорнили" ниң баш тәһрири шө вей әпәндиму хитайдики ахбарат әркинлики мәсилисиниң америка билән һәқиқәтән наһайити мунасивәтлик икәнликини көрситип, " америка хитайдики ахбарат әркинлики мәсилисигә интайин көңүл бөлмәктә. Америка дуня бойичә әң демократик дөләт. Биз америкини дуняниң сақчиси десәкму болиду. Чүнки у һәрқандақ дөләтниң зораванлиқ түзүм йүргүзишигә қарши. Америка һәр қандақ бир дөләткә демократийә һәққидә баһа бериштә, алди билән шу дөләттики хәлқниң сөзләш әркинликиниң бар вә йоқлиқини алаһидә көздә тутиду " деди.
Шөвей әпәнди сөһбәт җәрянида йәнә, ахбарат әркинлики дегәнниң өзи сөзләш әркинлики дегәнлик, мәсилән, кишиләрниң һөкүмәткә болған наразилиқини вә тәнқидини очуқ - ашкара баян қилишини ахбарат әркинлики дәп чүшәнсәк болиду. Лекин хитайда та һазирға қәдәр бухил әркинлик һасил болалмиди. Хитайда ахбарат әркинлики болмиғачқа, 1958 - йилидики оңчиларға қарши туруш, мәдәнийәт инқилаби вә тйән әнмин оқуғучилар һәрикити қатарлиқ паҗиәлик вәқәләр тохтимай йүз берип, һәр милләт хәлқиғә кәйни -кәйнидин апәт елип кәлди" дәп билдүрди.
Муқимлиқни баһанә қилип мәтбуат контрол қилинмақта
Довей хәвәрләр тор бетиниң мәсули хе пиң әпәнди хитайдики ахбарат әркинлики мәсилисиниң йилдин - йилға еғирлишип кетиватқанлиқини һәмдә бундақ болушидики әң асаси сәвәб, аталмиш җәмийәт муқимлиқи үчүн икәнликини көрситип, " 17 - қурултай шундақла олимпик йиғини ечилиштин илгири, ху җинтав барлиқ күчи билән мәтбуатни техиму бәк контрол қилип, җәмийәт муқимлиқини сақлаш билән мәшғул болиду. Ху җинтав үчүн җәмийәт муқимлиқини сақлаштики бирдин - бир амал кишиләрниң өз алдиға халиғанчә пикир баян қилишини вә мақалә елан қилишини чәкләш. Әгәр бундақ қилмайдикән, һәрқайси һөкүмәт вә партийә орунлири контролсиз һаләттә қалиду" дәп билдүрди.
Йеқинда "чегрисиз мухбирлар тәшкилати" хитайдики ахбарат әркинлики мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилип, ахбарат әркинлик мәсилисидә, дунядики 167 дөләт ичидә хитай 159 - орунда туридиғанлиқини көрсәткән. Мәзкур тәшкилат йәнә хитай һөкүмитидин компартийиниң канийи дәп һесабланған шинхуа агентлиқини дәрһал йоқ қилишни тәләп қилған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай җәмийитидики мәдәнийәт һадисилири
- Шинхуа агентлиқи - дунядики әң чоң тәшвиқат аппарати
- Хоңкоңда мәтбуат вә йиғилиш әркинлики чәкләнмәктә
- Хитай һөкүмити ахбарат саһәсигә қаратқан контроллуқни йәниму күчәйтти
- Хитайда интернет ишлитишниң хәвпи барғансери ашмақта
- "Мухбирларни тәқдирләш бәлгилимиси" ниң мәқсиди немә?