Дуня ахбарат әркинлик күни вә хитайдики вәзийәт
2006.05.04

Дуня ахбарат әркинлик күнидә һәр қайси дөләтләрдики ахбарат әркинлики мәсилиси хәлқараниң диққитини тартиватқан мәзгилдә, хитайниң сөз әркинлики вә ахбарат әркинликигә тутқан позитсийиси арқа-арқидин тәнқидкә учримақта.
"Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" бу мунасивәт билән елан қилған доклатида, хитайниң вейтнам вә шималий корийә қатарлиқ дөләтләр билән бир қатарда ахбарат әркинликкә қаттиқ чәклимә қойидиған дөләт һесаблинидиғанлиқини, болупму интернетниң 15 чоң дүшмән дөлитиниң бири икәнликини көрсәтти. Әмма америкидики "мухбирларни қоғдаш комитети" ниң бу йил бекиткән дунядики ахбарат әркинлики әң начар 10 дөләтниң ичигә хитай киргүзүлмигән. Бу тизимликтә шималий корийә алдинқи орунға қоюлған вә униңға сүрийә, куба, түркмәнистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләр киргүзүлгән .
Хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллиқи бурунқидинму қаттиқ
Биз бу мунасивәт билән "мухбирларни қоғдаш комитети" ни зиярәт қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған мәзкур уюшминиң асия бөлүми дериктори павил дияз, гәрчә хитай бу әң начар 10 дөләт тизимликтин чүшүп қалған болсиму, лекин хитайда мухбирларниң йәнила чоң тәһдит астида икәнликини, шундақла хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллиқиниң бурунқидинму қаттиқ болуватқанлиқини билдүрди:
"Биз йеқинда хитайни зиярәт қилған мәзгилимиздә, хитай вә чәтәллик мухбирлар билән сөһбәтләштуқ. Бизниң буниңдин алған бир омумий тәсиратимиз, һазир хитай һөкүмитиниң ахбаратқа болған контроллуқи, 1989- йилидики тйәнәнмен вәқәсидин буянқи әң қаттиқ болған бир мәзгил икән. Хитай пәқәт интернеткә болған контроллуқни күчәйтипла қалмай, радио-телевизийә вә гезит-җорналларниму күчлүк контрол қилған".
Һазир хитай һөкүмитиниң ахбаратқа болған контроллуқи, 1989- йилидики тйәнәнмен вәқәсидин буянқи әң қаттиқ болған бир мәзгил икән. Хитай пәқәт интернеткә болған контроллуқни күчәйтипла қалмай, радио-телевизийә вә гезит-җорналларниму күчлүк контрол қилған.
Павил дияз чаңшада чиқидиған "сода-санаәт күндилик гезити" ниң мухбири ши тавни мисал кәлтүрди. Ши тав хитай тәшвиқат министирлиқиниң барлиқ гезит-жорналларға болған контроллуқини паш қилғанлиқи вә 4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң 15 йиллиқини хатириләш мәзмунидики учурларни тарқатқанлиқи сәвәбидин, хитай униңға "дөләт мәхпийәтликини ашкарилашқа урунған" дегән җинайәт билән 10 йиллиқ қамақ җазаси бәргән иди. Буниңдин сирт йәнә, "нйо-йорк вақти" гезитиниң анализчиси җав йән 2004- йили хитай һөкүмити тәрипидин охшашла "дөләт мәхпийәтликини чәтәлгә ашкарилашқа урунған" дегән әйибләш билән қолға елинған. Хитай даирилири уни җяң земинниң һәрбий комитеттики вәзиписидин истипа беришигә аит учурларни нйо-йорк вақти гезитигә әвәткән дәп гуман қилған. Лекин хитай һөкүмити техи йеқинда йетәрлик испатларниң йоқлиқидин җав йәнгә берилгән барлиқ әйибләшләрни бикар қилди:
" Биз һөкүмәтниң бу һәрикәтлирини пәқәт чүшәнмидуқ. Улар җав йәнгә берилгән әйибләшләрни бикар қилип туруп, уни техичә қоюп бәрмиди. Биз буни пәқәтла адил болмиған һәрикәт дәп қараймиз. Әсли хитай һөкүмити уни дәрһал қоюп бериши керәк иди".
Павил дияз сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң интернеткә болған контроллуқини әйиблиди. Хитай даирилири өткән йили 12- айғичә болған мәзгилдә 32 нәпәр мухбирни қолға алған болуп, буниң арисида 15 иниң қолға елиниши интернеткә четилған икән. Хитай тәшвиқат министирлиқи өткән йили йәнә, бир қатар йеңи бәлгилимиләрни чиқирип, хитайдики интернет ширкәтлирини хитай һөкүмити билән һәмкарлишишқа мәҗбурлиған.
Интернет торбәтлиригә болған назарәт күчәйтилди
Бейҗиңдики өктичи зат лю шявбо бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, өткән бир йилниң ичидә хитайдики аз болмиған гезит-жорналларниң сәзгүр темиларда мақалә елан қилғанлиқи сәвәбидин зәрбигә учриғанлиқини көрсәтти. Бәзи гезит-жорналлар мәҗбурий тохтитиветилгән болса, бәзилири мусадирә қилинған, шундақла мәсул тәһрир вә мухбирлар охшимиған дәриҗидә җазаланған. Лю шявбониң ейтишичә, өткән йили 9- айда хитай һөкүмити интернет учур тарқилиши вә қол телефони учурлириға қарита йеңи бир қатар назарәт қилиш бәлгимилирини елан қилған:
"Һазир техи нурғун кишиләрниң мақалилири чәтәлләрдә елан қилиниватиду. Лекин елан қилинип болғандин кейин, хитай һөкүмити сәзгүр темида сөзлигән дәп қариғанларни бир-бирләп қолға еливатиду. Ши тав вә яң тйәнпиңлар буниң типик мисаллири. Бундақ ишлар җиқ көрилиду. Һәр йили дегүдәк бар".
Америкидики "мухбирларни қоғдаш комитети" 1981- йили қурулған мустәқил тәшкилат болуп, бу орун дуняниң һәр қайси җайлиридики ахбарат әркинлики вә мухбирларниң һоқуқи вәзийитини көзитип туриду. Бу орган һөкүмәт орунлиридин һечқандақ кирим алмайду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- яху ширкити йәнә бир хитай өктичисиниң түрмигә ташлинишиға четилди
- Хәлқара ахбаратчилар илмий җәмийити хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди
- Вен җябав дөләт мәнпәәтиниң сөзләш әркинликидин үстүн орунда туридиғанлиқини билдүрди
- Бейҗиң һөкүмити 3 чоң солчилар тор бетини тақивәтти
- Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт
- Хитайда мәтбуат әмәлдарларниң чаңгилида
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Канада мәтбуатлири хитайниң интернет контроллуқини әйиблиди