Хитай мухбири хе чиңлийән хитай мәтбуатиниң ичкий сирини ашкарилиди
2006.07.24
Хәлқарада зор дәриҗидә ғулғула қозғаватқан " туман қаплиған хитай" намлиқ бу 250 миң хәтлик китабда, узун йил хитайда мухбир болуп ишлигән аптор хе чиңлйән, өз бешидин өткүзгән күнләргә асасән, нурғунлиған әмәлий пакит вә мисаллар арқилиқ, мәйли қанун җәһәттә болсун яки түзүм -бәлгилимә вә яки сиясәт җәһәттә болсун, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян мәтбуатни контрол қилишта ишлитиватқан барлиқ һели - микирлирини тәл - төкүс паш қилған.
Хитай мәтбуат системисини әң толуқ ашкарилиған китаб
Тәйвән дөләт университети ахбарат тәтқиқат бөлүминиң башлиқи җаң җинхуа мәзкур китабқа наһайити юқири баһа бәргән болуп, "бу китаб та һазирға қәдәр хитай мәтбуат системисини әң толуқ ашкарилиған китаб болуп һесаблиниду" дәп көрсәткән:
"Мәнчә һазир хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқини паш қилишта, буниң алдиға өтәләйдиған китаб техи байқалмиди. Мәзкур китабта ишлитилгән материялларниң һәммиси дегидәк биринчи қол вә наһайити йеңи болуп, академийә саһәсидә һәқиқәтән пайдилинишқа тегишлик шундақла зор әһмийәткә игә болмақта. Аптор хе чиңлйән хитайдики чеғида " алаһидә район иқтисадий" вә " шинҗин қанун гезити " қатарлиқ мәтбуат орунлирида узун йил мухбир болуп ишлигән. У пәқәт мухбир болупла қалмай, бәлки наһайити даңлиқ җәмийәтшунас дәп тонулған. У өз бешидин өткән вәқәләрни әсләш арқилиқ хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқиниң қандақ дәриҗигә йәткәнликини ечип ташлиған. Шуңа мән бу китабни интайин зор пайдилиниш әһмийитигә игә' дәп қараймән "
Тәшвиқат министирлиқиниң башлиқи болғанлар һечқандақ шан -шәрәпкә еришкини йоқ
Радиомизниң зияритини қобул қилған "туман қаплиған хитай" намлиқ бу китабниң аптори хе чинлйән өзиниң мәзкур китабни йезиштин бурун, америкидики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиға хитай һөкүмитиниң мәтбуат саһәсини қандақ контрол қиливатқанлиқи һәққидә мәхсус доклат сунғанлиқини һәмдә мәзкур китабни шу доклат асасида техиму кеңәйтип, нурғунлиған йеңи мәзмунларни қошуш арқилиқ толуқлап чиққанлиқини, болупму чәтәлдики оқурмәнләр үчүн, хитай мәтбуатидики раст вә ялғанни пәрқ етиш тәҗрибилирини тәпсилий тонуштурғанлиқини мәлум қилди. У йәнә 1949 - йилидин башлап коммунист хитай тәшвиқат министирлиқиниң министири лудиң йини мисал қилип, мундақ деди:
"Мән лу диңйиниң тәшвиқат министирлиқиниң министири болуп ишлигән чеғидики тәсиратиниң қандақ келип чиққанлиқини байқидим. Лу диңйи 'мән 10 нәччә йил тәшвиқат министирлиқиниң министири болуп, қилған ишим пүтүнләй адәмләрни тәртипкә селиш вә уларни қийнаштин башқа иш әмәс 'дәп билдүргән. Униң бу мәсилигә болған тонушини хели чоңқур дәп қарисақ болиду. Чүнки у ' мән бу хизмәтни қилиш җәрянида шуни тонуп йәттимки, тәшвиқат министирлиқиниң министири мәйли ким болуштин қәтий нәзәр, давамлиқ мәнпәәт күриши, хәлқ вә һөкүмәт оттурисидики осал һаләттә қалиду. Шуңа та һазирғичә, тәшвиқат министирлиқиниң башлиқи болғанлар һечқандақ шан -шәрәпкә еришкини йоқ ".
Адәм тутушниң баһаниси – дөләт мәкпийәтликини ашкарилаш
"Туман қаплиған хитай" намлиқ бу китабниң аптори хе чинлйән мәзкур китабда, хитай һөкүмитиниң "дөләт мәхпийәтлики" һәққидә бекиткән бәлгилимилирини анализ қилип"әмәлийәттә хитай һөкүмити дегән 'дөләт мәхпийәтлики' улар үчүн бир чоң баһанә, хитай һөкүмити өктичиләрни давамлиқ 'дөләт мәхпийәтликини ашкарилап қойди' дәп қолға алиду. Мәсилән, хитай һөкүмити хоңкоң пуқраси шү зеруңға 2001 - йили ‘қанунсиз һалда чегра сиртидикиләргә учур йәткүзгән’ дегән баһанә билән 13 йил қамақ җазаси бәргән. Әмәлийәттә униң корийә алимлириға йәткүзүп бәргини пәқәт 50 - йилларда нәшр қилинған һечқандақ мәхпийәтлики болмиған ' корийә уруши' дики ички материяллар иди " дәп көрсәткән:
"Уларниң тәкитлигән дөләт мәхпийәтлики хитайниң қанун -бәлгилимиси бойичә елип ейтқанда, һечқандақ мәхпийәтлик катогорийисигә кирмәйду. Мәсилән, шү зеруң делосида, улар гуаңҗу һәрбий райониға мәхсус буйруқ чүшүрүп, 35 йилдин буян һечқачан мәхпийәтлик дәп қаралмиған бир һөҗҗәтни ' мәхпий һөҗҗәт' қилип бекиткән вә шуни баһанә қилип, шүзеруңни қолға алған ".
Зияритимизни қобул қилған "туман қаплиған хитай" намлиқ бу китабниң аптори хе чинлйән мәзкур китабта хитайға берип зиярәт қиливатқан чәтәл мухбирлириниң һәқиқий әһвали һәққидә тохтилип, " қаримаққа хитайдики чәтәл мухбирлири мәзкур җайда әркин зиярәт қилиш һоқуқи бардәк қилғини билән, әмәлийәттә әһвал пүтүнләй башқичә’ дәп көрсәткән:
"Чәтәл мухбирлири хитайға берип зиярәт қилғинида, қаримаққа хитай һөкүмити уларниң һәрқандақ бир кишини зиярәт қилишиға йол қойғинидәк қилғини билән, әмәлийәттә улар чәтәл мухбирлири зиярәт қилмақчи болған адәмгә алдинала агаһландуруш бәргән болуп, униң немини дейиш вә демәсликини аллиқачан бекитип болған. Улар һәтта зиярәт қилиш соруниға мәхпий адәм әвәтип назарәт қилиду, әгәр зиярәт қобул қилғучи бирәр сөздин кетип қалса, узун өтмәй уни чоқум қолға алиду ".
"Туман қаплиған хитай" намлиқ бу китабниң аптори хе чинлйән мәзкур китабта йәнә, бейк исимлиқ бир әнгилийә мухбириниң зияритини қобул қилған бир қисим деһқанларниң хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинип түрмидә ятқанлиқини шундақла уларни зиярәт қилған бу мухбир миң тиришипму уларни қутқузуп чиқалмиғини ашкарилиған.
"Туман қаплиған хитай" намлиқ бу китаб пәқәт тәйвәндила әмәс, бәлки японийидиму нәшр қилинди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида қаттиқ тәнқидләнди
- Дуня ахбарат әркинлик күни вә хитайдики вәзийәт
- Хәлқара ахбаратчилар илмий җәмийити хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди
- Бейҗиң һөкүмити 3 чоң солчилар тор бетини тақивәтти
- Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт
- Хитайда мәтбуат әмәлдарларниң чаңгилида
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Әркинлик сарийи: хитай һәр хил усуллар билән мәтбуат әркинликини контрол қиливатиду
- Хитайда очуқлуққа йүзләнгән гезитләрни тақайдиған тәтүр еқим
- Хитай һөкүмити уйғур елигә даир ахбаратларни қамал қилиш үчүн, идарә органларға баянатчи тәсис қилмақта
- Америка мутәхәссислири хитайдики мәтбуат әркинлик мәсилиси һәққидә тохталди
- Хитай җәмийитидики мәдәнийәт һадисилири