Чегрисиз мухбирлар тәшкилати мәтбуат әркинлики мәсилиси һәққидә хитай һөкүмитини техиму қаттиқ әйиблиди
2006.08.09
2008 - Йили хитайда ечилидиған олимпик йиғиниға йәнә топ -тоғра икки йил вақит қалди. Мәркизи париҗдики хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати йеқинда мәхсус доклат елан қилип, бейҗиң һөкүмитини "әйни чағда йәни олимпик йиғининиң бейҗиңда ечилиш һоқуқини тәләп қилғанда бәргән вәдисидә турмиди, мәтбуат әркинликини илгирикидинму қаттиқ контрол қилишқа башлиди " дәп қаттиқ әйиблиди.
Хәлқара мухбирлар тәшкилати елан қилған бу доклатта хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинип түрмисигә ташлиған " ню йорк вақит гезити" ниң мухбири җав йән билән " хәй шя вақит гезити"ниң мухбири чин шаң қатарлиқларниң та һазирға қәдәр хитай түрмисидә икәнлики, чәтәл мухбирлириниң һәр заман хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ назарәт қилип турулидиғанлиқи шундақла чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилғучиларниң һөкүмәт тәрипидин қаттиқ тәһдиткә учрайдиғанлиқиқатарлиқлар бир -бирләп күрситилгән. Мәзкур доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң интернәт торбәтлиригә болған контроллиқиниң күнсери күчүйиватқанлиқиму алаһидә оттуриға қоюлған.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз меһрибандин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мухбири хе чиңлийән хитай мәтбуатиниң ичкий сирини ашкарилиди
- Бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи лю җихуа вәзиписидин елип ташланди
- Хитай һөкүмити интернет тор бәтлирини тазилаш һәрикитини күчәйтмәктә
- Хитай, хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида қаттиқ тәнқидләнди
- Дуня ахбарат әркинлик күни вә хитайдики вәзийәт