Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта


2006.09.18

Хитай һөкүмити йеқиндин буян мәтбуат саһәсини техиму қаттиқ контрол қилиш үчүн, арқа ‏- арқидин йеңи бәлгилимиләрни елан қилди. Мәсилән дәсләптә чәтәл мәтбуатлириниң хитайда учур тарқитишиға түрлүк чәклимиләрни қоюп, барлиқ хәвәрләр чоқум шинхуа агентлиқиниң тәстиқидин өтүши керәк дәп җакарлиди. Шуниң билән бир вақитта йәнә алий сот мәһкимисидә ишләйдиған сотчи хадимларниң һәр қандақ мухбирниң зияритини қобул қилишқа болмайду дәп бәлгилимә елан қилди.

Йәнә йеңи бәлгилимә

Бундин икки күн илгири хитай һөкүмити тәнә бәлгилимә чиқирип "бундин кейин һәрқандақ чоң делоларни пәқәт алий сот мәһкимиси өзила елан қилиш һоқуқиға игә. Һәрқандақ мәтбуат орунлири чол делолар һәққидә пикир баян қилиши яки хәвәр елан қилиш һоқуқи йоқ" дәп җакарлиди.

Хитай алий сот мәһкимисиниң башлиқи шав яң йеқинда, бундин кейин хитайдики алий сот мәһкимиси вә оттура сот мәһкимисидә ахбарат елан қилиш қурулмисини шәкилләндуридиғанлиқини һәмдә бир қисим нуқтилиқ зор мәсилиләрдә ахбарат баянатчиси арқилиқ хәвәр елан қилидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә, ахбарат елан қилиштики бир қисим чәкләнгән мәзмунларни тәкитләп "дөләт мәхпийәтлики билән мунасивәтлик болған вә шундақла сода санаәт вә шәхси мәхпийәтлик билән мунасивәтлик һәр қандақ мәзмунларниң елан қилиниши пүтүнләй чәклиниду" дәп билдүргән.

Очуқ елан қилинған кона бәлгилимә

Америкида турушлуқ илгирики пайдилиниш хәвәрлири гезитиниң мәсули ли хуң куән әпәнди "мәлум бир нуқтидин елип ейтқанда, хитай һөкүмитиниң бу хил бәлгилимиләрни чиқириши йеңилиқ әмәс, коммунист хитай мәтбуатни контрол қилишта бундин илгири пәқәт мәхпи һөҗҗәт чүшүрүп ‘буни елан қилишқа болиду, уни елан қилишқа болмайду’, дәп бекитип кәлгән. Бу қетим уларниң бу хил чәклимини очуқ ‏-ашкарә елан қилиши хитай компартийисиниң ахбаратни контрол қилишта өз әпти бәширини пүтүнләй ашкарилиғанлиқини көрситип бериду" дәп билдүрди.

Радиомизниң зияритини қобул қилған ли хуңкуән сот мәһкимисиниң ахбарат елан қилиш мәсилисидә һәққидә оттуриға қойған чәклимиләр һәққидиму тохталди:

"Коммунист хитайниң алий сот мәһкимисиниң бу хил чәклимиләрни чиқириши пуқраларниң учур игиләш һоқуқиға зор зиян йәткүзгәнлик. ‘Делолар мәсилисидә, мәтбуат саһасиниң арлишиш һоқуқи болмайду’, дегәнлик ‘сот немә десә шу’ дегәнлик. Ундақта сот орунлири хаталишип қалсичу? улар биртәрәплимилик болалмай қалсичу ? қизиқарлиқи сот мәһкимисидә компартийиниң тәсири наһайити күчлүк, әгәр бирәр делониң йип ‏-учи компартийә әмәлдарлири билән четилип қелип адил бир тәрәп қилинмай қалсичу? шуңа мәнчә компартийиниң пәқәт сот мәһкимисиниңла пикир баян қилиш һоқуқи бар дегини пүтүнләй йолсизлиқ ".

Уйғур елидики сот мәһкимилири техиму зомигәрлишип кетиши мумкин

Америка уйғур бирләшмисиниң баш секритари алим сейитоф әпәнди хитай һөкүмитиниң алий сот мәһкимисигә бәргән бу алаһидә һоқуқи һәққидә тохтилип, өзиниң уйғур елидики сот мәһкимисиниң техиму зомигәрлишип кетишидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.

Йеқинда хитай баш министири вин җабав әнгилийини зиярәт қилғанда, мухбирларниң хитай һөкүмити елан қилған мәтбуатни чәкләш һәққидики бәлгилимилири һәққидә сориған соаллириға җаваб бәргәндә, өзини ақлиған һалда" бизниң чәтәл мәтбуатлири үчүн қоллинип келиватқан очуқ сияситимиз өзгәрмәйду, биз пәқәт чәтәл мәтбуатлириниң хитай қануниға буйсунишини үмүд қилимиз" дәп билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған америка уйғур тәшкилатиниң баш секретари алим сейтоф әпәнди вен җябавниң бу дегән сөзигә қарита өз ой пикирлирини баян қилди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.