Тибәтлик аял язғучи хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч кәлмәктә
2006.10.11
Хитай һөкүмитиниң сияситигә қарши өктичиләр, хитай даирилириниң уаундин буян, пуқраларниң әркин сөзләш һәққини қаттиқ контрол қилип кәлгәнликини, болупму һөкүмәткә қарши өктичиләр шуниңдәк хитай болмиған милләтләрниң әркин пикир баян қилиш һоқуқини тартивалғанлиқини билдүрмәктә.
Йеқинда хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитай даирилириниң тибәт язғучиси вусер ханим һазирлиған ентернет тор бетини тақивәткәнликини қаттиқ әйиблиди. Мәтбуатларниң вусер ханим һәққидә бәргән мәлуматлириға қариғанда, у ласада нәшр қилинидиған "тибәт әдәбияти" ниң баш тәһрири болуп, хитай һөкүмитиниң тибәткә қаратқан сияситигә қаршилиқ билдүргән тунҗи тибәт язғучиси һесаблинидикән.
Вусер ханимниң әсәрлириниң көпинчиси хитай тилида йезилған болуп, униң әсәрлиридә тибәт тарихи, тибәт мәдәнйити вә дини өрп - адәтлири тәсвирләнгәндин сирт, йәнә хитай һөкүмитиниң тибәткә хитай көчмәнлирини йөткәп кәлгәндин кейин, тибәттә йүз бериватқан өзгиришләр, болупму тибәт хәлқиниң асмилиятсийә болушқа қарап йүзлиниватқанлиқи әгәр буниң үчүн җиддий тәдбир елинмиса тибәт хәлқиниң йоқ болуп кетидиғанлиқи дадиллиқ билән тәсвирләнгән.
Вусер ханим, бу әһвалларни ялғуз өзи язған әсәрлиридила гәвдиләндүрүп қалмастин, у йәнә мәзмуни наһайити мол болған бир тор бети ечип, мәзкур тор бәттә тибәтләрниң келип чиқиши, тарихи, мәдәнйити вә тибәтликләрниң өзигә хас болған алаһидиликлири тәсвирләнгән рәсимләр, зиярәт хатириси, очерек, вә һикайиләр ни елан қилған икән.
Мәзмуни мол болған мәзкур тор бәтни, ялғуз хитайларла көрүп қалмастин чәтәлликләр болупму тибәт мәдәнйитини тәтқиқ қиливатқан алим вә мутәхәссисләрму көргән шуниңдәк бу тор бетидин үнүмлүк пайдиланған.
Әмма хитай һөкүмити, вусер ханимға, тор бетиниң мәзмунини бәк кеңәйтивәтмәслик һәққидә бир қанчә қетим агаһландуруш бәргән болуп, бу йил 9 - айниң ахири тор бәтни пүтүнләй тақивәткән.
Ласадин зияритимизни қобул қилған вусер ханим, һөкүмәтниң униң узун йил әҗир қилип ачқан тор битини тақивәткәндин кейин, қандақ бир һесятқа кәлгәнлики һәққидики суалимизға җаваб берип, мундақ деди:
"Һөкүмәт ялғуз мениң тор бетимни тақивәтти, лекин улар мениң қәлбимни, йүрүкимдики һесятимни һәргиз тақивитәлмәйду, мән буниң билән һәргиз тохтап қалмаймән, мән тор бетимдә тәсвирләнгән мәзмунларни әмди дуняға җакарлаймән".
Америкидики бир универиситетта оқуватқан җяши исимлик тибәтлик яш, өзиниң америкиға келиштин бурун уда икки йил, вусер ханим ачқан тор бәтни көрүп, униңдин көп билим игилигәнликини ейтти. У сөзидә мундақ деди:
"Мән вусер ханим ишлигән тор бәтни, һәммидин тибәт диниға аит бөлүмини интайин яхши көргән идим, чүнки дин биз тибәтлик яшларни башқа ят милләттин пәриқләндүрүп туриду вә ата - бовилиримиз сақлап кәлгән динимизға варислиқ қилишимизға түрткилик рол ойнайду, бу тор бәтниң етилип қелиши тибәт яшлири үчүн бир чоң йоқитиш һесаблиниду". (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлирини техиму қаттиқ чәкләш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитай һөкүмәтсиз тәшкилатларға қаратқан контроллуқни күчәйтмәктә
- Хәлқ ичидә учур-алақә тәрәққи қилғансери хитай һөкүмитиниң мәхпи назарәт қилиши шунчә күчәйтилмәктә