Хитай 8 йилдин буян дуня бойичә мухбирларни әң җиқ қамиған дөләт дәп қаралмақта
2006.12.08
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати, мухбирларни қоғдаш комитетиниң пәйшәнбә күни елан қилған доклатида хитайни 8 йилдин буян дуняда мухбирларни әң көп қамап келиватқан дөләт дәп әйибләш билән бир вақитта, "хитай һөкүмити қолға алған вә түрмигә ташлиған мухбир вә язғучиларниң 4 тин 3 қисмиға "һөкүмәтни ағдурушқа урунған" яки "дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған" дегән қалпақ кийгүзүлгән" дәп көрситилгән.
Мухбирларни қоғдаш комитети елан қилған мәзкур доклатта йәнә хитай һөкүмити тәрипидин қолға елиниватқан язғучи вә мухбирларниң көп сандикиси интернет тор бәтлиридә пикир баян қилған яки мақалә елан қилғанлар икән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән мәлуматида көрситилишичә, хитай һөкүмити бир тәрәптин кишиләрни интернет ишлитишкә илһамландурса, йәнә бир тәрәптин өзиниң интернеткә болған контроллуқини техиму күчәйтип, компартийә һөкүмранлиқиға болған һәрқандақ тәнқиди пикиргә йол қоймай кәлгән.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати, мухбирларни қоғдаш тәшкилати елин қилған бу қетимқи доклатта дуня бойичә қамақта йетиватқан мухбирлар саниниң 134 кә йәткәнлики һәмдә буниң 31 и хитайда икәнлики алаһидә тәкитләнгән. Мәзкур доклатта йәнә хитайдин қалса, мухбирларни әң җиқ қолға еливатқан дөләтләр коба вә итопийә қатарлиқ дөләтләр икәнлики мәлум қилинған.
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилатиму өз алдиға мәхсус статистикилиқ доклат елан қилип, "2006 - йили, хитай түрмилиридики мухбирлар сани 32 гә йәткән" дәп көрсәткән.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати елан қилған бу санлиқ доклатта бултур қолға елинған 19 нәпәр мухбирниң 5 и тибәтлик икәнлики алаһидә тәкитләнгән. Лекин мухбирларни қоғдаш тәшкилати тәрипидин елан қилинған доклатта бу сан киргүзүлмигән. юқириқи икки тәшкилатниң бу һәқтә бәргән санлиқ мәлуматидин қариғанда, һазир хитай түрмилиридики мухбирлар сани 50 кә йәткән.
Чәтәлләрдә яшаватқан уйғур зиялилириниң мәлум қилишичә, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики зиялий вә мухбирларға хитай һөкүмити тәрипидин болуватқан бесим барғансери күчәймәктә. Болупму уйғур язғучи вә зиялийлири техиму зор бесим астида қалған. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канададики уйғур зиялийси муһәммәт тохти әпәнди өз көз қарашлирини баян қилди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
- Хитай мәтбуати компартийә үчүн мулазимәттә болмақта
- Үрүмчидә мәтбуат мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини ечилмақта
- Тибәтлик аял язғучи хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлирини техиму қаттиқ чәкләш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитай һөкүмәтсиз тәшкилатларға қаратқан контроллуқни күчәйтмәктә