Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай билән ахбарат әркинлики мәсилисидә сөһбәтләшти
2007.01.24
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң 3 нәпәр вәкили хитайда илип барған тунҗи қетимлиқ рәсмий зияритини ахирлаштуруп, чаршәнбә күни чүштин кейин парижға қайтип кәлди. "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мурасимиға қаратқан байқуттин ваз кәчкәнликини билдүрди.
Мухбирларниң һоқуқини қоғдайдиған мәзкүр "чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң мәркизи франсийиниң париж шәһиридә болуп, тәшкилатниң баш катиби Robert Menard, асия ишлириға мәсул хадим Vincent Brossel һәмдә тәшкилатниң ахбарат алақичиси Jean-Francois Julliard қатарлиқ үч киши, хитайни тунҗи қетим зиярәт қилди. Хитайни зиярәт қилған бу үч киши парижға қайтип келипла, хитайда елип барған зиярити һәққидә тохталди. "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң билдүрүшичә, вәкилләр хитай даирилири билән мәхсус сөһбәттә болуп, ахбарат әркинлики шуниңдәк қандақ қилғанда ахбарат әркинликини яхшилаштики чарә - тәдбирләр үстидә музакирә елип барған.
Мәтбуатларда бу һәқтә берилгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, Robert Menard хитай тәрәп билән келишим түзүп, түрмигә соланған җуңголуқ мухбирлар билән көрүшүш, бейҗиңда " чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң шөбә ишханисини қуруш қатарлиқ шәртләргә хитай тәрәпниң мақуллуқини қолға кәлтүргән. Jean -Francois Ниң ейтиишичә, бейҗиң һөкүмитиниң кәлгүсидә " чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң хитай чегриси ичидә паалийәт елип беришиға йол қоюш еһтималлиқи интайин чоң икән.
Хитай дуня буйичә, мухбирларниң һоқуқиға дәхли тәрүз йәткүзүштә әң алдинқи орунда туруватқан бир дөләт һесаблиниду. Техи өткән һәптидә хитай сода гезитиниң мухбири лән чеңҗаң шәнши хуййүән наһийисиидики көмүр канни зиярәт қилиш давамида көмүр кандикиләрниң еғир таяқ зәрбисигә учрап, қутқузуш үнүм бәрмәй һаятидин айрилған. Мухбирларни уруп өлтүрвитиш қилмиши, башқа дөләтләрдә интайин аз учриғанлиқи үчүн, мәзкүр вәқә дуня җамаәтчиликиниң шундақла чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлгән.
Чигрисиз мухбирлар тәшкилати 2001 - йилдин бери, 2008 - йили хитайда өткүзүлидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилишни тәшәббүс қилип кәлгән иди. Чүнки уларниң қаришичә, хитайниң 2008 - йиллиқ олимпик мурасиминиң саһипханлиқиға еришиш билән тәң ахбарат әркинликигә тосқунлуқ қилиши толиму әҗәплинәрлик болуп, хитай һөкүмити олимпик мурасимини баһанә қилип, охшаш болмиған пикир қарашлириға игә кишиләр билән ахбаратчиларни қаттиқ бастуруп кәлмәктә.
Бирақ "чегрисиз мухбирлар тәшкилати" бу қетим хитай тәрәп билән сөһбәтлишип, хитай тәрәпниң ипадисидә көп яхшилинишларниң мәйданға кәлгәнликини, уларниң өлимпик мурасими өткүзүлүштин бурун, мәвҗүт мәсилиләрни яхшилашқа вәдә бәргәнликини билдүрмәктә. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати йәнә, бир қанчә һәптә яки бир қанчә айдин кейин хитайға тәкрар вәкил әвәтидиғанлиқини, болупму түрмигә ташланған ахбарат хадимлирини 2008 - йилидин бурун қутқузуп чиқиш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрситиғанлиқини тәкитлиди.
Бу арида уйғур тәшкилатлири, хитай даирилириниң көплигән уйғур язғучилириниң "һөкүмәт сияситигә қарши чиққан" дегән баһанә билән түрмигә ташланғанлиқини, " чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң әлвәттә уларниму қутулдуруш вәзиписиниң барлиқини оттуриға қоймақта. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит вә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәндиләрниң ейтишичә, нурмәмәт ясин , тохти мозат қатарлиқ уйғур язғучи вә зиялийлириниң һечқандақ гунаһи йоқ болуп, " чегрисиз мухбирлар тәшкилати" ниң доклатида улар тоғрилиқ мәлуматларму бар икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Көзәткүчиләр хитайниң йеңи мәтбуат бәлгилимисигә гуман билән қаримақта
- Узун йил назарәт астиға елинған бав туң әркин һалда чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилди
- Хитай, чәтәл мухбирлириниң 2008 - йили өткүзидиған олимпик йиғиниға қатнишиш мәсилисидә инкас қайтурди
- Хитай 8 йилдин буян дуня бойичә мухбирларни әң җиқ қамиған дөләт дәп қаралмақта
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
- Олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилиш паалийити бергиндә башланди
- Хитай мәтбуати компартийә үчүн мулазимәттә болмақта