Уйғур деһқан атиниң арзуси


2006.05.02

Уйғур елиниң қәшқәр маралбеши наһийиси сериқбуя базири йеңи ават кәнтидә аблиз нурәк исимлик,бу йил 73 яшниң қарисини алған бир адди деһқан бовай бар. Мана бу адди бовайниң инсанпәрвәрлики, иман ихласи нөвәттә пүтүн уйғур елида чөчәк болуп тарқалмақта. Чүнки бу ата ташливетилгән бир кесәл қиз бовақни беқивелип, сәккиз йилдин буян, айбулақ дәп исим қойған бу қизини беқиш , давалитиш үчүн пүтүн аилисиниң сәрмайисини чиқим қилип зарланмай яшап кәлмәктә. У нөвәттә һөкүмәт тәшвиқат органлири тәрипидин 2005 - йили шинҗаңни тәсирләндүргән 10 шәхсниң намзати болуп тәшвиқ қилинмақта икән.

Буниң билән бу аддиғина бовайниң алийҗанаплиқ иш паалийәтлири кишиләрдә тәсир қозғапла қалмай, униң беқивалған қизи айбулақниң саламәтлик әһвалиму кишиләрниң көңүл бөлүш нуқтисиға айланған. Айбулақниң йеқинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисида оператсийә қилинип давалиниватқанлиқини аңлиғандин кейин мухбиримиз гүлчеһрә , дохтурхана арқилиқ аблиз бовай һәмдә униң қизи билән алақилашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.