Хитай сақчи даирилири уйғур қизниң мәқсити айропиланни партлитиш, дәп елан қилди


2008.03.13

Хитай компартийисиниң зувани "хәлқ гезити " қармиқидики "йәр шари вақти" гезити 7 ‏ - март күни үрүмчи - бейҗиң арисида қатнайдиған йолучилар айрупиланида йүз бәргән вәқә тоғрисида сақчи даирилириниң көз қариши вә аталмиш вәқәниң һәқиқий әһвалини елан қилиштин бурун, хитай даирилири вәқә тоғрисида охшимиған баянларда болуп кәлгән иди. Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри вәқәни "айропилан қазаси пәйда қилиш йолидики урунуш " дәп тәкитлигән болса, партком секритари ваң лечүән вәқәниң шәрқий түркистан күчлиригә бағлинидиғанлиқини илгири сүргән. Алдинқи күни хитай ташқи ишлар министири яң җйечи вәқәни " бир йолучиниң гуманлиқ суюқлуқни айрупиланға елип чиқиш вәқәси " дәп тәриплигән иди. Лекин хитайниң "йәршари вақти" гезити пәйшәнбә күни вәқәниң аталмиш һәқиқий әһвали тоғрисида бәргән хәвиридә сақчилар вәқәдә қолға елинған 19 яшлардики уйғур қизниң һәрикитини айропиланни партлатмақчи болған " террорлуқ һәрикәт" дәп муқимлаштурғанлиқини билдүрди.

Дивопу айродромидикиләр вәқәгә аит баянат беришни үзлүксиз рәт қилмақта

Хәвәрдә вәқәниң тәпсилатини мундақ чүшәндүриду: йолучи қиз ичимлик қәләй қутисиға бензин қачилап үрүмчи дивопу айродромидин айропиланға чиққан, айропилан һаваға көтүрүлүп тәхминән 40 минутлардин кейин қиз һаҗәтханиға кирип, қәләй қутидики бензинни партлатмақчи болған, чүнки айропиланниң май баки һаҗәтханиниң астинқи қисмиға җайлашқан иди.

Хәвәрдә күткүчиләрниң вәқәни вақтида байқивалғанлиқини вә айропилан хадимлириниң йолучи қизни бойсундуруп, зор паҗиәниң алди елинғанлиқини, лекин айропилан ләнҗу айродромиға җиддий қонғанлиқини язиду. Дивопу айродромидики даириләр вәқәгә аит мәсилиләрдә баянат беришни үзлүксиз рәт қилмақта. Айродромниң бир кадири мухбиримизға вәқәгә аит соалларға телефонда җаваб бәрмәйдиғанлиқини, чүнки телефонда мухбирниң салаһийитини ениқлиғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Кишиләрниң вәқәниң һәқиқий маһийитигә нисбәтән гумани өзгәрмиди

" Йәр шари вақти" гезитиниң вәқә тоғрисидики хәвиридә әскәртишичә, исми тилға елинмиған вәқәни тәкшүрүштин хәвәрдар бир сақчи әмәлдари йолучи қизниң арқисида "террорчи" тәшкилатниң барлиқини илгири сүргән. Хәвәрдә мәзкур әмәлдарниң " бу вәқә яхши тәйярлиқ көргән, әтраплиқ пиланланған, зич маслашқан террорлуқ һуҗум " дегәнликини билдүрди. Лекин нур бәкри бу вәқә йүз берип бир күндин кейин йәни 8 ‏ - март күни елан қилған баянатида вәқәни " айропилан қазаси пәйда қилиш йолидики урунуш" дегән болсиму, әмма вәқәниң характерини " террорчиларниң һуҗуми" дәп муқәррәрләштүрмигән иди.

Вәқә йүз бәргинигә 7 күн болуп қалди. "Йәр шари вақти" гезитиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, даириләр вәқә садир қилғучи қизниң исми, кәспи, юрти, аилиси вә айропилан партлитиш мәқсити тоғрисида йәнила йип учи бәрмигән, лекин қизниң шәрқий түркистан күчлириниң "алдам халтисиға" чүшүп кәткәнликини илгири сүргән. "Йәр шари вақти" гезитиниң мәлумати кишиләрниң еңидики вәқәниң һәқиқий маһийитигә нисбәтән гуман билән қараш позитсийисини өзгәртәлмиди.

" Хитай бихәтәрлик органлириниң оюни "

Дуня уйғур қурултийи болса вәқәни хитай бихәтәрлик органлириниң " оюни" дегән қаришида чиң турмақта. Қурултай баянатчиси дилшат ришит, қурултайниң бу мәсилидики қаришини йәнә тәкрарлиди. Кишиләр дивопу айродроминиң бихәтәрлик тәдбири наһайити чиң турса, қиз бензинни айропиланға қандақ елип чиқалиди? дегән соалниң җавабини тепишқа қизиқмақта.

"Йәр шари вақти" гезитиниң хәвиридә , бу қизниң даим айропиланда қатнап туридиған, айродром хадимлириға тонуш йолучи икәнлики, у айродром бихәтәрлик хадимлириниң ишәнчисигә еришивелип, бихәтәрлик еғизидики яшанған бир хадимниң сәл қариғанлиқи түпәйли бензин қачиланған ичимлик қутисини мувәппәқийәтлик өткүзүвалғанлиқини илгири сүриду. Сақчилар вәқәниң арисида " террорчи" тәшкилат бар, дегән болсиму, лекин бу " террорчи" тәшкилатниң зади қайси тәшкилат икәнликини тилға алмай кәлмәктә.

" Уйғурларни бастурушқа баһанә болуп қилишидин әнсирәймиз "

Хитай һөкүмити 1 - айниң 27 - күни үрүмчи бәхт бағчиси аилиликләр районида йүз бәргән вә 2 уйғурниң өлтүрүлгәнликини илгири сүргән вәқәни шәрқий түркистан ислам партийисигә чатқан иди. Америкидики хитай анализчи фаң җөй бу түрдики вәқәгә гуман билән қарайдиған хитай зиялийларниң биридур.

Бу һәқтики мулаһизисидә "шинҗаңдики уйғур милләтчилириниң ичкири өлкиләрдә хитай нишанлириға қарши һуҗум қилиш еһтимали мәвҗүт болсиму, лекин бу һуҗумларниң ғәлибә қилиш мумкинчилики аз " дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән фаң җөй, буниң сәвәблирини төвәндики нуқтиларда чүшәндүриду. "Уйғурларниң чирайи хәнзулардин пәрқлиниду. Униң үстигә җ х вә дөләт бихәтәрлик органлири уйғурларға наһайити сәгәк муамилә қилиду. Уйғурларниң ички қисимида уларниң наһайити мустәһкәм тори бар, ичкиридики шәһәрләрниң нопус түзүми наһайити чиң."

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш хәлқара органлар бу вәқәдә хитай даирилирини пакитни мәхпий тутуш билән әйиблимәктә вә бу вәқә йәнә хитайниң уйғурларни бастурушиға баһанә ‏ - сәвәб болуп беришидин әнсиримәктә. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хадими алдинқи күни елан қилған бу һәққидики баянатида, хитай даирилириниң бу вәқәни уйғур өктичилирини бастуруш баһаниси қиливелишидин әнсирәватқанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.