Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта


2008.03.11

XitayAryupilani-200.jpg
Хитайниң җәнубий һава йоллири ширкитиниң бир айрупилани бейҗиң айродрумидин учуш алдида. AFP Photo

11‏ - Март күни америкиниң кристиян сяинс монитор гезитидә, симон монтлек тәрипидин елан қилинған " тәнқид қилғучилар, хитайниң террорлуқ суйиқәсти һәққидики баянатиға гуман билән қаримақта" мавзулуқ мақалидә, бир хитай йолучи айропиланини партлатмақчи болған икки йолучиниң қолға елинғанлиқини елан қилған бейҗиң даирилириниң вәқәни елан қилиш биләнла чәклинип, лекин вәқәниң йүз бәргәнликини испатлайдиған һечқандақ мәлумат бәрмигәнлики, шуниңдәк ләнҗу айродромиға чүшүшкә мәҗбур болған мәзкур айропиланниң немә үчүн бейҗиңға қарап қайтидин учушиға рухсәт берилгәнлики һәққидә изаһат бәрмигәнлики, мулаһизичиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң вәқәниң йүз бәргәнлики һәққидики гуманини техиму күчәйтмәктә. Улар шундақла хитай һөкүмитиниң, шәрқий түркистан исламий һәрикити милитантлири, бейҗиң олимпикигә қарши һуҗум қилишини пиланлиғанлиқи тоғрисидики хәвәрлиригиму гуман билән қаримақта. Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири болса, хитай һөкүмитиниң баянатини, уйғур тәшкилатлириниң дунядики итибарини чүшүрүшни мәқсәт қилған төһмәт дәп көрсәтти" дейилгән.

Ваң личүән вә нур бәкри қатарлиқ хитай рәһбәрләр тәрипидин дуняға террорлуқ вәқәси дәп тонуштурулған айропилан вәқәсиниң адди бир вәқә болуши мумкинлики тәкитләнгән мақалидә, оксфорд университетиниң профессори стивен санңниң ейтишичә, бу вәқә бир терролуқ вәқәси болмаслиқи мумкин. Чүнки әгәр бу бир террорлуқ вәқәси болса, сақчиларниң айропилан вә йолучиларни бундақ тез қоюп бериши вә йолучиларниң һәммиси билән сөһбәт өткүзмәй вә айропиланни баштин ‏- аяқ тәкшүрүштин өткүзмәй, уларниң қайтидин бейҗиңға қарап учушиға рухсәт бериши мумкин әмәс икән" дейилгән.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән " бихәтәрлик мутәхәссислири ейтишичә, олимпик тәнһәрикәт йиғини шуниңдәк америка президенти җорҗ буш қатарлиқ нурғунлиған дөләт рәһбәрлириниң 2008‏- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишидиғанлиқини җакарлиғанлиқи, хитайни хәлқаралиқ радикал тәшкилатлар вә гуруппиларниң асаслиқ һуҗум нишаниға айландурғанлиқи бир һәқиқәт. Лекин хитай һөкүмитиниң, бәзи вәқәләрни олимпикқа қарши һуҗум пиланлириға четиш арқилиқ, хитай ичидики өктичи күчләрни вә кишилик һоқуқ паалийәтчилирини бастурушқа тиришиватқанлиқи бир риаллиқтур."

Мақалидә баян қилинишичә, бәзи мутәхәссисләр, хитай мәтбуатида, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, һәр күн дегүдәк шинҗаңдики террорлуқ тәһдити һәққидә чиқиватқан хәвәрләр сәвәбидин, үрүмчидин учқан айропиландики бир күткүчи һәддидин ташқири сәзгүрлишип, айропиланниң һаҗәтханисида қалған бир йүз майни бомбиға охшитип қалған болуши мумкин, дейшмәктә.

Әнгилийиниң даңлиқ " дели телеграф" гезитидә ричард сипәнсәр тәрипидин елан қилинған мақалидә болса, хитай даирилириниң бир уйғур террорлуқ тәшкилатиниң бейҗиң олимпикигә қарши һуҗум пиланлаватқанлиқи тоғрисидики баянатидин, арқиға чекинишкә башлиғанлиқи тәкитләнгән.

Мақалидә билдүрүлүшичә, ваң лечүәнниң, шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң бейҗиң олимпикигә қарши һуҗум пиланлиғанлиқи тоғрисидики хәвәр дәсләптә, шинхуа агентлиқиниң енглизчә хәвәрлиридә елан қилинған болуп, хитайчә хәвәрлиридә берилмигән. Бир күн кейин, бу хәвәр шинхуаниң енглизчә хәвәр тор бетидин еливитилгән.

Бу хәвәр хитай һөкүмити вә компартийиниң зувани болған,хитай күндилик гезитиниң енглизчә нусхисидиму елан қилинмиған. Униң орниға гезиттә, ваң лечүәнниң " террорчилар вә бөлгүнчиләр" гә қарши қаттиқ қоллуқ билән муамилә қилинидиғанлиқи һәққидики баянати йәр алған.

Ваң лечүәнниң мәзкур баянатидин кейин, бейҗиң олимпик тәшкилләш комитети қисқа бир баянат елан қилип, олимпик тәнһәрикәт йиғинини хатирҗәмлик ичидә өткүзидиғанлиқини тәкитлигәнлики әскәртилгән мақалидә, "хитай һөкүмитиниң мәзкур вәқә һәққидики ғәйри нормал позитсийиси уйғур тәшкилатлириниң хитай һөкүмити, олимпик һарписидики бихәтәрлик тәдбирләрдин уйғурларни бастуруш вә уйғур миллий һәрикитини қарилаш үчүн пайдилиниватиду", дегән гуманини техиму күчәйтиду" дейилгән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.