Б д т ниң аз тәрәққий қилған дөләтләр йиғинида уйғур мәсилисиму тилға елинди
2011.05.12
Бу йиғинға 48 дөләттин вәкил қатнашқан болуп, йиғинда нуқтилиқ һалда дунядики намратлиқни қандақ қилип йоқитиш һәққидә музакирә елип берилған.
Истанбулдики лүтфиқирдар йиғин залида өткүзүлгән йиғинниң ечилиш нутқини түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл қилған болуп, у сөзидә 1971-йили дуняда аз тәрәққий қилған дөләтләрниң саниниң 25 икәнлики, 2011-йилиға кәлгәндә 48гә чиққанлиқини, тәрәққий қилған дөләтләр билән аз тәрәққий қилған дөләтләр оттурисидики пәрқниң барғансери көпийиватқанлиқини ейтқан.
Күндә бир доллар билән турмушини қамдаватқан киши саниниң дуняда бир милярдтин ешип кәткәнликини, бу әһвалға башқа дөләтләрниң қарап турмаслиқи керәкликини билдүргән. Бу йиғин ахирида “истанбул қарари ” нами астида бир қарар мақулланған болуп, қарарда 2011-йилидин 2020-йилиғичә болған арилиқта дунядики намратлиқни азайтиш пилани оттуриға қоюлған.
Йиғин ахирида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирған иран рәис җумһури ахмәди неҗат түркийә гезитиниң мухбирниң “осама бин ладенниң өлтүрүлүши хәлқара терроризмни күчәйтәмду?” дегән соалиға җаваб бәргәндә уйғур мәсилисиниму тилға алған. У җавабида, “террор адил болмиған түзүмдин келип чиқиду. Уйғурларниң террор билән мунасивити йоқ. Террор аҗиз инсанларниң иши” дегән.
Бу йиғинда иран рәис җумһури ахмәди неҗат немә үчүн уйғурларни тилға алди? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси др. Әркин әкрәм вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси абликим мәхсумлар билән сөһбәт елип бардуқ.