Һөкүмәтниң баҗ бикар қилиш чарилири һәқиқәтән уйғур деһқанлириниң йүкини йеникләттиму?
2005.12.06

Тәңритағ торида елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири бу йиллиқ деһқанларниң йүкини йениклитиш хизмитидә, уйғур ели ақсу вилайитиниң бай наһийиси асаслиқ баҗ ислаһат мәркизи қилинған. Бу ислаһат бойичә деһқанларниң зиммисидики барлиқ артуқ баҗ-селиқлар бикар қилиништин сирт, кәмбәғәл деһқанларға һәтта қошумчә тәминат һәққи берилгән.
Бай наһийилик һөкүмәттики бир нәпәр кадир бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, һөкүмәтниң бу йилдин башлап бу йәрдә баҗ ислаһатини елип бериватқанлиқини етирап қилди вә бу йезидики деһқанларниң йиллиқ кириминиң тәхминән 2000 йүәндин юқири болидиғанлиқини ейтти. Әмма у йәнә, бу йәрдә кәмбәғәл деһқанларниңму йоқ әмәсликини ейтип, бир қисим намрат деһқанларниң йиллиқ кириминиң 300-400 йүән әтрапида болидиғанлиқини билдүрди.
Бай наһийисидики деһқанларниң зиммисидики юк һәқиқәтән йениклидиму? деһқанлар баҗ – селиқни бикар қилиш сияситидин һәқиқәтән бәһриман боливатамду?
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз пәридәниң йәрлик деһқанларни телефон зиярити қилип тәйярлиған программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң йеңи баҗ сиясити уйғурларни бай қиламду?
- Бай наһийисидә кан астида қалған 14 нәпәр кан ишчисиниң һәммиси қаза қилған
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин
- Хитайда йеза- кәнтләрдә урғуватқан демократик аң
- Гуаңдуңдики йәр даваси вәқәсидә немә үчүн өзгириш болди?
- Уйғур деһқанлири мәҗбури өрүк терип зиян тартқанлиқини инкас қилмақта
- Уйғур ели хәлқи һөкүмәтниң вәдисиниң әмәлийлишишини күтмәктә