Адил сиз қәйәрдә?


2007.06.15

Шәнши өлкисидики қара хумданлиқларда қуллар әмгикигә селиниватқан төт йүздин артуқ ишчи һәм бала ишчиларни қутқузуш вәқәси йеқиндин буян пүтүн хитайнила әмәс һәтта дуняниму зилзилигә салған бир вәқә болуп кәлмәктә. Хитай тор бәтлиридә илан қилинған қуллуқтин қутқузулған бу кишиләр тизимликидә бир нәпәр адил исимлик уйғурниң болуши уйғурларни чөчүтти, һәйран қалдурди. Әпсус тил ‏- алақә қийинчилиқи түпәйли мунасивәтлик җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң тарқатқан бу қара хумдан вәқәсидин қутқузувелинғанлар тизимликидә пәқәт адилниң 20 яшлардики уйғур икәнликидин башқа учур берилмигәнлики үчүн,адилниң сақлиқ әһвали, униң зади кимлики,қандақ болуп шәншигә берип қалғанлиқи һәмдә униң тартқан азаб ‏- оқубәтлири қатарлиқлар йәнила бир сир. Бу уйғурларни адил тоғрилиқ тәпсилийрәк учурға еришишкә техиму тәқәзза қилмақта.

Хитайниң " параван җәмийитидики " қуллуқ

Балисини йүттүргән төт йүз нәпәр хенәнлик атиниң хитай тор бәтлиригә қан йеши билән язған " балилиримизни қутқузувелиңлар " темисидики мураҗәтнамиси билән хитайни зилзилигә селип, хитай һөкүмитини мәхсус қарар елишқа мәҗбур қилған шәнши қара хумдан вәқәси һәққидә һәр күни йеңи мәлумат һәм учурлар тарқалмақта.

Җүмә күнидики әң йеңи мәлуматларға асасланғанда, шәншидики қара хумдан вәқәси паш болған өткән айдин башлап һазирға қәдәр шәнши өлкилик җамаәт хәвпсизлик тармақлири һәмдә хәлқ ишлири тармақлири қатарлиқ даириләр тәрипидин һәр қайси қара хумдан һәмдә қара канлардин қутқузивелинған қуллуққа селинған ишчиларниң сани 468 нәпәргә йәтти. Шәнши өлкилик хәлқ һөкүмитиниң тор бетидә бу һәқтә елан қилған қизил башлиқ һөҗҗитидин ашкарилинишичә, җүмә күни шәнши өлкисидики мунасивәтлик даириләр хитай мәркизи һөкүмитиниң бивастә буйруқи билән,15 - июндин башлап -15 июлғичә бир ай ичидә шәнши өлкисидики қанунсиз қара хумдан һәм һәр хил кичик канларни қаттиқ тазилап түгитиш һәрикитини башлиған.

Қара хумдан вәқәсидә зиянкәшликкә учриғучилар ичидә һазирға қәдәр мәлум болғанниң бири уйғур

Елан қилинишичә, шәншидә ишчи вә бала ишчиларни қул орнида ишлитиватқан хумдан, кан, кархана қатарлиқ қара увидин 769 и болуп,бу җайларда сиртлардин кәлгән он миң 389нәпәр ишчи тизимға елинған. Әнә шуларниң ичидә шәнши хоңтуң наһийиси гуаңшеңси кәнтидики қара хумдандин қутқузивелинған 31 нәпәр қул орнида харланғанлар ичидә адил исимлик бир уйғур бар.

Мунасивәтлик орунларниң қара хумдан вәқәси һәққидә елан қилған хәвәрлиридин мәлум болушичә, мәсул орунлар адилниң зуванини чүшинәлмигәчкә униң уйғур икәнликидин башқини биләлмигән.

Даириләр шәнши хоңтуңниң қара хумданлирида һайвандин бәттәр хорлинип қуллуқ әмгикигә селинған бу ишчи һәм бала ишчиларниң бәзилириниң җазанихор һөддигәрләр тәрипидин қаттиқ уруп охшимиған дәриҗидә җисманий җәһәттин зиянкәшликкә учритилғанлиқи, бәзилириниң өмүрлүк мейип қилинғанлиқи, уларниң ичидә тоққузиниң һәтта әқлий җәһәттинму мейип қилинғанлиқи тоғрисида мәлуматлар елан қилди.

Йил буйи ююнушқа йол қоюлмиғанлиқтин бу ишчиларниң бәдәнлирини тәмрәткә,ярилар бесип кәткән, улар чачлири өсүп ява адәмләрдәк болуп қалған,уларниң көп қисми уруп, көйдүрүп зәхмиләндүрүлгән, бәзилириниң бәдәнлиридики ярилиридин қан йириң еқип турған, улар күндүздә 14, 15 саәт еғир хумдан әмгикигә селинип, кечиси зәнҗирләр билән кишәнләп қоюлған, узақ муддәтлик еғир әмгәк һәм озуқлуқ йетишмәслик нәтиҗисидә бәзилири путиниму йөткийәлмигидәк һалда мағдурсизланған. Уларниң йетип ‏- қопуш һәм йәп ‏- ичиши бирла кичиккинә ғарниң ичидә болуп, униң ичидин киши тунҗуқуп қалғудәк сесиқ пурақ келип туридикән. Адәм қелипидин чиққан хумдан һөддигири бу ишчиларни адәм бедиклиридин 300 ‏- 500 йүәнгә сетивелип шунчә қаттиқ хорлап қул орнида ишлитилип бир тийин әмгәк һәққииму бәрмигән.

Шәнши хәвәр ториниң җүмә күнидики хәвиридә көрситилишичә, бу 31 нәпәр ишчи қутқузивелинғандин кейин, қара хумдан җайлашқан йезилиқ, наһийилик һәмдә өлкилик һөкүмәт һәмдә хәлқ ишлири орунлири уларниң һәр бириниң айлиқ маашини 940 йүән һесаблап бәргәндин башқа, миң йүәндин һал сораш пули бәргән.

6 - Айниң5 ‏- күнидин 8 - күнигичә бу ишчиларниң 8 нәпири өзликидин кетип қалған болуп хәвири болмиған, йәнә 23 нәпири мунасивәтлик орунларниң орунлаштуруши билән юртлириға қайтурулған, һазирғичә даириләр буларниң тоққузиниң өйлиригә йетип барғанлиқини муқимлаштурған,әмма йәнила 14 нәпәриниң һазир нәдилики ениқ әмәс икән.

Адил һәққидики мәлумат чәклик

Ундақта адилчу ? униң әқли ‏- һоши, саламәтлики қандақ ? уму уйғур елигә қайтурулдиму ? у һазир қәйәрдә ? дегәндәк соалларға җаваб елиш үчүн шәншидики мунасивәтлик даириләр билән алақилишишқа тириштуқ.

Шәнши өлкиси хоңтуң наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәзкур делоға мәсул әтритидики бу сақчи бизгә, бу җайдики қара хумдандин қутқузулғанлар ичидики адилниң әһвали һәққидә хатириләнгән материялда, униң әқли һошиниң җайида икәнлики әмма униң тилини чүшинәлмигәчкә, уйғур елидин кәлгәнликидин башқа әһвал игәлләш мумкин болмиғанлиқини ейтти.

Униң билдүришичә, қутқузувелинған 31 киши ичидә адилдин башқа уйғур елиниң или тәвәси тоғрақ йезисидин болған яв шучаң исимлик бир кишиму бар болуп, улар бирликтә наһийилик һөкүмәт һәмдә хәлқ ишлири идарисиниң орунлаштуруши билән юртиға қайтурулған болуши мумкин икән.

У йәнә, сақчи даирилири қечип кәткән баш җинайәтчи болған хоңтоң гуаңшеңси кәнтидики қара хумдан һөддигәрини тутуш билән алдираш болғачқа қутқузевелинғанларниң башқа ишлирини игиләшкә йетишәлмигәнликини ейтти.

"Адилни һечким сүрүштә қилмиди"

Биз йәнә шәнши өлкиси хоңтуң наһийилик һөкүмәт билән алақилаштуқ, зияритимизни қобул қилған һөкүмәт хадимиму" адилниң шинҗаңлиқ икәнликини билимән әмма, у хитай тилини билмигәчкә башқа әһваллирини биләлмидуқ . Қутқузивелинғанларниң көп қисми юртлириға йолға селинған. Адилму шуларниң қатарида болуши мумкин, лекин адилниң қайтип барған ‏- бармиғанлиқи һәққидә техи һечқандақ хәвәр алалмидуқ. Бизму униң кейинки әһвалидин хәвәрдар болушқа тиришиватимиз," деди.

Биз униңдин һазирға қәдәр уйғур елидин бирәр киши яки орунниң адилни сүрүштә қилған ‏- қилмиғанлиқини сориғанда, у " әпсус һазирғичә адил һәққидә һечким биз билән алақә қилип бақмиди. Силәр биринчи қетим адилни сораватисиләр," деди.

Адил гәрчә қара хумдандин қутулған болсиму , әмма униң из дерики техи ениқ әмәс, һечким униң тилини чүшәнмәйду, у кимдинму ярдәм сорар ? әҗиба, униң уруқ туғқан қериндашлири йоқму, яки у унтулғанму? уйғур елидики хәлқ ишлири идарилири, җамаәт хәвпсизлик орунлириму адилға игә чиқмидиму? адил нәгә кәтти?адил сиз қәйәрдә?

Биз адилниң әһвали һәмдә қара хумдан вәқәсиниң сәвәб вә нәтиҗилири һәққидә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.