Балилар үчүн әң хошаллиқ бир күн


2007.05.31

"1- Июн" балилар үчүн әң хошаллиқ бир күн. Чүнки бу күн кәлгүсиниң игилири, балиларға аталған бир күн. Бу күн уларниң байрими. Уйғур диярида бу күнни тәшналиқ билән күтмәйдиған бирму бала болмиса керәк? балилар байрамни қандақ өткүзүш һәққидә хели бурунла һәр хил хам хиялларда болсиму, әмма балиларға аталған мушу бир күнму, көп һалларда ата -аниларниң яки чоңларниң һәтта мәктәп,һөкүмәт орунлириниң орунлаштуруши билән өтиду. Ата ‏- аниларға мәслиһәтимиз,һеч болмиғанда мушу бир күн балиларға тәәллуқ болсун. Уларниң көңүл сөзлиригә қулақ салайли...

Биз балиларниң, байриминиң өзлириниң арзусидикидәк өтүшини тиләш билән тәң, төвәндики байрамлиқ совғимиз арқилиқ пүтүн уйғур балилириға гүзәл кәлгүсиниң яр болушини үмид қилимиз.

Балилар үчүн йилда бир қетим келидиған күн

1- Июн балилар байрими күни, балилар үчүн ейтқанда йилда бир қетим келидиған бу күн әң әһмийәтлик, хошал өткүзүшкә тегишлик бир күн. Бәзи балилар үчүн ейтқанда һәтта туғулған күнидинму муһим бир күн.

Шуңа улар бу күнниң һәқиқий хоҗайини болушни ойлайду. Чүнки бу күн уларға мәнсуп. Әркин асия радиосидики барлиқ хизмәтчиләр дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур балилириға байрамлиқ қизғин салам йоллаймиз. Шундақла радиодики барлиқ хизмәтчиләрниң көңүл сөзи шуки " сөйүмлүк балилар силәрниң күлкәңлар бизниң шадлиқимиз."

Пүтүн дуняда балиларни қоғдаш, балиларниң һоқуқ мәнпәәтлиригә һөрмәт қилиш, уларниң сағлам өсүп йетилишигә әһмийәт беришниң һәр қандақ дөләт, милләт һәм инсанниң мәҗбурийити икәнлики һәммидин көп тәкитлиниватқан бугүнки күндә, гәрчә уйғур елидиму тәшвиқатта "балилар бизниң кәлгүсимиз, балилар һәммидин муһим... " Дегәндәк шоарлар тәкитләнсиму балиларға әмәлий көңүл бөлүш йәнила йетәрсиз.

Балилар өзлиригә мәнсуп болған байрам күнидиму, йәнила чоңлар яки һөкүмәт вә мәктәп орунлири тәрипидин балиларниң хушаллиқи үчүн әмәс бәлки сиясий тәшвиқат муддиаси билән орунлаштурулған тәбрикләш йиғини, байрамлиқ сәнәт кечилики, вә һәр хил мусабиқә паалийәтлири арқилиқ балиларға бесим һәм тозақлар қурмақта.

Уйғур елидә балилар байриминиң мәзмуни, " вәтәнни сөйүш, партийини сөйүш, сотсиялизмни сөйүш" тәрбийисини асас қилиду

Биз уйғур елиниң түрлүк ахбарат һәмдә һөкүмәт тәшвиқат вастилириниң 1 - июн балилар байримиға мунасивәтлик учурлириға диққәт қилип қарайдиған болсақ. Уйғур балилириниң бу байрамни илгирикидинму җиддий бир хил сүний паалийәтләр искәнҗисидә өткүзүватқанлиқини көрәләймиз.

Уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмиси, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми, маарип назарити қатарлиқ орунлар бир нәччә ай илгири, бу йил балилар байримида қандақ йетәкчи идийә билән уйғур елидә паалийәтләр елип берилиши керәклики һәққидә һәр қайси маарип һәмдә тәшвиқат орунлириға уқтуруш чүшүрүп,мәктәп һәмдә башқа коллектипларға өткүзүлидиған балилар байрими паалийәтлириниң үчни сөйүш йәни" вәтәнни сөйүш, партийини сөйүш, сотсиялизмни сөйүш " тәрбийисини асас қилиш йолйоруқини бәргән иди.

Шуниңға бинаән уйғур елидә үрүмчидики башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрдин башлап һәр қайси вилайәт, шәһәр, наһийә, йезилардики мәктәпләрдиму балилар байримида " үчни сөйүш " нотуқ сөзләш мусабиқиси, " үчни сөйүш " сәнәт мусабиқилири өткүзүлгән. Балилар болса мушу мусабиқиләргә қатнишип һәмдә таллиниш үчүн бир қанчә ай бурунла җиддий тәйярлиқ көрүшкә башлиған. Шинҗаң радио истансисиниң 31 - майдики хәвиридә көрситилишичә, үрүмчидә өткүзүлгән 3000 бала қатнашқан хәлқара балилар байрими қош тиллиқ нотуқ сөзләш паалийәтлиридә хитай болмиған оттура ‏- башланғуч мәктәп балилириғиму хитай тилида нотуқ сөзләш тәлипи қоюлған.

Шинхуа ториниң 31 - май бәргән хәвиридә көрситилишичә, уйғур аптоном райониниң рәиси болған исмаил тиливалди, үрүмчидики қош тиллиқ балилар бағчисида өткүзүлгән балилар байрими паалийитини көздин кәчүрүш җәрянидиму балиларға сиясий идийиви тәрбийә беришни унтумиған болуп, у бир йәсли балилириға " яхши өгинип, сиясий сапалиқ инсан болуп, кәлгүсидә сотсиялизм қурғучи ярамлиқ из басар болуңлар "дегән. Тәрбийичиләргә болса " өсмүр‏- балиларда кичикидин башлап җуңгони, коммунистик партийини сотсиялизмни сөйүш идийисини йетилдүрүш керәк. Уларни кәлгүсидә җуңгоға җаваб қайтуралайдиған әвлад қилип тәрбийиләш керәк"дәп тәкитлигән.

Балилар байрими мунасивити билән радиомизниң вақтидин пайдилинип, ата ‏- ана болғучи яки бова ‏- мома болғучи вә яки тәрбийичи ихласмәнлиримизгә балиларниң байримини өзлириниң арзуси буйичә өткүзүшкә йол қоюшни, пәнди ‏- нәсиһәт, тәрбийә яки силәр әһмийәтлик дәп қариған сүний паалийәтләргә мәҗбурлаштин хали һалда, хошал өткүзүшкә шараит яритип беришини сәмимий үмид қилимиз. Балиларниң көңүл тивиишигә қулақ селиңлар.

Төвәндә, мәлум тор бәттә намсиз бир шаир елан қилған " балиларниң вәтини " намлиқ шеирни силәргә сундуқ. Бу мисралар балиларниң һәқиқий шадлиқиниң немә икәнлики һәққидә сизни ойларға чөмдүрсә әҗәп әмәс. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.