Балиларға байрамлиқ тиләкләр
2006.06.01
Әссалам сөйүмлүк балилар, байримиңлар гүл чечәкләргә пүркәнсун, қәлб асминиңлар үмүдләргә толсун!
Силәрниң шатлиқңлар дуняниң шатлиқи, һәр бир инсанниң балилиқи болған, шундақла һәр бир инсанниң балилиқиму аҗайип ғарайип мәзмунларға толған болиду. Силәр өз ата- анаңларниң,бова- момаңларниң балилиқини, бүгүнкидәк байрам күнлирини қандақ өткүзгәнликини сорап көргәнму. Бүгүн силәргә аталған программимизда, уйғурлардин йетишип чиқип дуня илим пән саһәсигә өзиниң һәссисини қошуватқан тиришчан алим, доктор таға һәдилириңларниң силәргә сунған тиләклиридин гүл -дәстә тәйярлап силәргә сундуқ.
Бүгүнкидәк байрам күниңларда америкида һәр қайси кәспләрдә, аләмшумул нәтиҗиләрни қазиниватқан, тиришчан, пәхирлик таға һәдиләр силәргә байрамлиқ көңүл сөзлирини соға қилмақчи, қени улар кимләр? уларниң балилиқи қандақ өткән ? силәрни радио долқунлиримиз арқилиқ улар билән тонуштуруп қояй.
Америка қошма штатлириниң калифорнийә штатида турушлуқ америка дөләтлик аләм бошлуқи техникиси башқуруш мәркизиниң алий дәриҗилик оптика инженери, аләм бошлуқи алими доктор әркин сидиқ тағаңлар вә америка юта шитати ониверститида рәйһан исимлик, бир 30 яшлардики уйғур праффисор һәдәңлар бар. Уларниң балилиқ күнлири вә қандақ қилип һазирқи пәхрлинәрлик нәтиҗиләргә еришкәнлики, шундақла уларниң силәргә болған тиләклирини аңлашни халамсиз?
Мунасивәтлик мақалилар
- Шветсийидики икки хитай пуқраси адәм содиси билән шуғулланғанлиқи сәвәбидин қолға елинған
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня адәм сетиш содиси вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Хитайдики инсан органлири тиҗарити явропа мәтбуатиниң диққитини қозғимақта
- Әнгилийә сәһийә саһәси, хитайни адәм әзалирини сетиш қилмишлири билән әйиблиди
- Хитайда адәм органлири содисиниң әвҗ елиши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта