Уйғур ели балилириниң қәнт- гезәк вә оюнчуқлириниң көп қисми өлчәмсиз


2007.06.01

" 1- Июн" балилар байрими, уйғур елидики балиларниң әң хошаллиқ бир күни. Ата аниларму арзулуқ балилириниң байрамни хошал -хорам әһмийәтлик өткүзүши үчүн пиланларни түзиду һәмдә байрамлиқ алаһидә совғатларни тәйярлап балилирини таза хош қилишни ойлайду. Әпсус уйғур елидә бу қетимлиқ балилар байримида базарға селинған балилар оюнчуқлиридин тартип балилар яқтуруп йәйдиған қәнт‏- гезәкләргичә көп қисминиң сүпәт өлчимигә йәтмәслики йәни балиларниң саламәтликигә зиянлиқ икәнликиниң паш болуши ата ‏- аниларни әндишигә салди. Балиларни әпсусландурди. Ата ‏- аниларда "балиға зади байрамлиқ немиму соға қилармән" дегән соал пәйда қилди.

Балиларниң хатирҗәм истимал қилғудәк немиси бар?

Хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут һәмдә бир бала сиясити билән, хитайда җүмлидин уйғур елидиму ата ‏- аниларниң арзулуқ балилириниң яхши көридиған йемәк һәм оюнчуқлири үчүн көпләп чиқим қилиши тәбиий һалда омумлишиватқан әһвал. Болупму 1- июн балилар байрими һарписи түрлүк балилар исـтимал боюмлири әң көп сетилидиған мәзгил, базардики рәңгарәң, хилму ‏- хил оюнчуқлар әлвәттә балиларни қизиқтурмай қалмайду.Әмма бу оюнчуқларниң қанчилики сүпәтлик?

Ата ‏- анилар июн балилар байримиға атап совғат тәйярлаватқан бир пәйттә, уйғур елидики сүпәт вә техника назарәт қилиш органлири һәмдә сода ‏- санаәт башқуруш органлириниң уйғур елидики сода сарай һәм магизинлардики балилар боюмлири үстидин елип барған тазилиқ һәм сүпәт тәкшүрүш нәтиҗисидин уйғур елидики балилар истимал қиливатқан көп қисим йемәклик һәм оюнчуқлар вә кийим кечәкләрниң көп қисминиң сүпәт өлчимигә йәтмәйдиғанлиқи паш болди.

Балилар яқтуруп ойнайдиған оюнчуқлар хәтәрлик

Йәни шинҗаң радио истансисиниң 31 - май хәвәр елан қилип мәхсус агаһландурушичә, йеқинда уйғур ели базарлиридики балилар оюнчуқлири үстидин елип барған тәкшүрүштә, бихәтәрлик тазилиқ, сүпәт өлчимигә йәткән оюнчуқлар % 50 киму йәтмигән болуп, 15 түрлүк оюнчуқ пәқәтла сүпәт өлчимигә йәтмигәндин сирт, бәш хил оюнчуқниң ишләпчиқарған завут намиму йоқ икән.

Мунасивәтлик орунларниң ашкарилишичә базардики көп қисим рәхттин тикилгән балилар қончақлириниң ичигә әхләт маталар селинғанлиқини униңда түрлүк кесәл микроплири бар болуп, әгәр балилар бу хил керәксиз һәм зәһәрлик нәрсиләрни уқмастин йәвалғанда, балиларниң саламәтликигә еғир хәвп йәткүзүши мумкин икән.

Униңдин башқа електронлуқ һәм пиластикидин ясалған оюнчуқларму бихәтәрлик өлчимигә йәтмигән болуп, балилар бу хил оюнчуқларни ойниғанда көз,қулақ һәм терисини яриландуруш еһтималлиқи интайин юқири икән.

Үрүмчи истемалчилар паш қилиш орниму йеқиндин буян сүпәтсиз һәм хәтәрлик оюнчуқлар тоғрисида көп қетим әрз тапшурувалған болуп, уйғур аптоном районлуқ истемалчилар җәмийити қатарлиқ орунлар 1 - июн 8 - номурлуқ һөҗҗәтни елан қилип, балилар байрими мәзгилидә ата -ана һәмдә истемалчиларниң балилар оюнчуқлирини сетивалғанда чоң дуканлардин сетивелишини, оюнчуқларниң дөләт бәлгилигән үч өлчәм кинишкисигә игә яки әмәсликини тәкшүрүшни унтимаслиқини, оюнчуқларни балиларниң йешиға қарап мувапиқ таллишини, қизиқарлиқ болушнила әмәс бихәтәр болушини алдинқи шәрт қилип таллишини агаһландурған.

Кийим‏- кечәкләр сүпәтсиз

Әмди балиларниң кийим ‏- кечәклиричу ? даириләрниң бу һәқтики тәкшүрүш нәтиҗисиму кишини тәшвишләндүриду. Тәңритағ ториниң 1 - июндики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур ели базарлиридики балилар кийим‏- кечәклириниң лаяқәтлики % 42.9 Болуп, балилар аяқлириниң 61.3 %, балилар көз әйникиниң болса % 23.2 Тила лаяқәткә тошқан.

Балилар кийим ‏- кечәк һәм аяғлирида көрүлгән сүпәт мәсилилири асасән, кийимләрниң материяллирида терә яллуқландуридиған химийилик тоқулмилар нисбитиниң юқири болуши, бәдәнгә зиянлиқ зәһәрлик маддиларниң көп болуши, кийимгә қошумчә тикилгән зиннәт боюмлири һәмдә сиртма, резинка,түгмиләрниң хәтәрлик болуши, һәтта бәзи кийимләрдә рак пәйда қилғучи хәтәрлик илминтларниң болуши қатарлиқ мәсилиләр болуп, бу хил мәсилә бар кийим ‏- кечәкләр һәм аяғ вә башқа балилар зиннәт боюмлириниң базарға селиниши һәм сетилиши, тәкшүрүштин кейин чәкләнгән болсиму, әмма көп қисим мәсилә көрүлгән сүпәтсиз боюмларниң завут адрислириму болмиғачқа һазирчә уларниң келиш мәнбәсини ениқлаш вә тәдбир көрүш тосалғуға учримақта икән.

Лекин, илгири сетилған бу хил боюмларниң уйғур елидә қанчилик истемалчиларниң болупму балиларниң сақлиқиға зиян йәткүзиватқанлиқи намәлум.

Балилар йимәклири зәһәрлик

Ата ‏- анилар үчүн балисиниң сағламлиқи вә бихәтәрликидинму муһим нәрсә болмиса керәк. Йемәкликләр балиларниң сағламлиқидики муһим амилниң бири.

Сиз балиларниң йимәклириғу бихәтәрду? дәп соришиңиз мумкин. Әпсус, бу соалғиму яқ дәп җаваб беришкә тоғра келиду. Чүнки уйғур елидики хәвәр тор бәтлириниң мушу бир нәччә күн ичидә балилар йемәклик бихәтәрликигә даир елан қилған хәвәрлиридин ашкарики, нөвәттә уйғур елидә балилар хатирҗәм йегүдәк йемәклик тепишму қийинға тохтайдикән.

Йәни сүпәт тәкшүрүш орунлири уйғур елидики балилар истимал қиливатқан йемәкликләрниң лаяқәтлик нсбити аран % 28.1 Кә йәткәнликини мәлум қилған болуп, көп қисим балилар яқтуруп йәйдиған йемәк һәм қәнт ‏- гезәкләр тазилиқ өлчимигә йәтмигәндин сирт, йәнә уларда көп хил зиянлиқ маддилар көрүлгән.

Тәкшүрүштә лаяқәтсизлики ениқланған қәнт ‏- кезәк түрлири алаһидә салмақни игилигән болуп, буниң ичидә хитайниң шәндуң һәмдә бейҗиң қатарлиқ җайлиридики бәзи завутларда ишләнгән сүтлүк кәмпүтләрдин башқа йәнә, уйғур елиниң үрүмчи, санҗи, или қатарлиқ җайлиридики қириқтин артуқ кәмпүт завутлириниң ишлигән сүтлүк кәмпүт, ерис кәмпүт һәмдә шакилат қатарлиқ 42 хил мәһсулатиниң һәммисиниң тәркибидә чиришниң алдини алидиған һәмдә тәм киргүзгүчи саламәтликкә зиянлиқ маддилар болуп бирдәк сүпәт өлчимигә йәтмигән. Хәвәрдә көрситилишичә, бу завутларниң мәһсулатлириниң базарға селиниши чәкләнгәндин сирт,завутлар бир мәзгил иштин тохтитип тәртипкә селинидикән.

Йеқинқи йиллардин буян, оттура ‏- башланғуч мәктәп һәмдә балилар бағчилирида, өсмүр-балиларниң йемәкликтин опчә зәһәрлиниш һадисилири көпләп йүз бәрмәктә. Бу һадисиләр асаслиқи мәктәп һәмдә мәктәп өпчөрисидики ашханиларниң тазилиқиниң начар болушидин келип чиққан болуп, шу сәвәблик 31 - май күни үрүмчи шәһәрлик сәһийә вә йемәк ичмәк бихәтәрликигә мәсул орунлар бирликтә үрүмчидики 71 оттура вә башланғуч мәктәпләрниң өпчөрисидики ашхана һәмдә йемәкликләр дуканлириниң тазилиқи һәмдә микробсизлиниш әһвалини тәкшүргән.

Тәңритағ торида 1 - июн бу һәқтә берилгән хәвәрдин ашкарилинишичә, бу ашханиларниң йемәклик җабдуқлириниң дезинфексийилиниш өлчимигә йәткини аран % 4 болуп, мунасивәтлик тармақларниң көрситишичә үрүмчидики мәктәп һәмдә балилар бағчиси әтрапидики ашханиларни көтүригә алған йәккә тиҗарәтчиләр, пәқәт пул тепишнила мәқсәт қилип, ашханиниң тазилиқи һәмдә йимәкләрниң тазилиқиға әһмийәт бәрмәйдикән.

Кишини әҗәпләндүридиғини шуки, бу ашханиларниң лаяқәткә йәткини аран % 4 болсиму әмма уларниң % 97 ниң өлчәмгә йәткәнлик кинишкиси бар икән. Мунасивәтлик тәкшүрүш хадимлириниң чүшәндүрүшичә, гәрчә сәһийә орунлириниң тәлипи буйичә бу ашханиларға дезинфексийиләш сандуқлири қоюлған болсиму,ашхана хоҗайинлири бу сандуқларни пәқәт тәкшүрүштин өтүш үчүнла тизип қоюп әмәлийәттә болса, чинә -қача һәмдә чока - қошуқлириму һечқачан дезинфексийәләнмәйдикән.

Мәктәп әтрапидики бу хил ашханиларниң тазилиқи омумйүзлүк начар болғачқа, балиларниң йемәкликтин зәһәрлиниш, һәр хил ашқазан һәмдә үчәй йоли яллуқлири билән җиддий юқумлиниш һадисилири көрүлүп туруватқан икән.

Уйғур ели йимәклириниң бихәтәрлик өлчимигә йетишигә йәнә бәш йил бар

Гәрчә уйғур елидики балилар йемәкликиниң сүпәт өлчимигә йетиши шунчә төвән һәмдә бу яш өсмүрләрниң саламәтликигә җиддий тәһдит пәйда қиливатқан болсиму, 30 - май шинҗаң радио истансисиниң хәвиридә уйғур ели йемәкликләрниң бихәтәрликини назарәт қилиш орни хадиминиң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, уйғур елидә хәлқниң хатирҗәм һалда йемәкликләрни истимал қилишини ишқа ашурушқа йәнә бәш йил вақит кетидикән.

Бу хадимниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районида йемәкликләрниң бихәтәрликини ишқа ашуруш үчүн, йемәклик мәнбәсидин башлап тәртипкә селип қаттиқ сүпәт өлчими буйичә башқурушқа тоғра келидиған болуп, буниңда кишиләр күндә истимал қилидиған көктат, ашлиқларниң өстүрүлүши, химийилик оғут, тәм киргүзгүчи һәмдә чиришниң алдини елиш маддилири, өй һайванлири һәмдә су мәһсулатлирини өстүрүштә қоллиниватқан һормунлуқ дора вә йәм хәшәкләрниму контрол қилип, мәхсус қанун һәм низамлар билән сүпәт тәкшүрүштин өткүзүшкә капаләтлик қилидиған сестима турғузуш керәк икән. Мана буларни әмәлгә ашурушқа аз дегәндә бәш йил җәрян кетидикән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.