Балқар җумһурийитидә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш

10-Айниң 13 - күни шималий кавказийидики чечинийә билән чегрилинидиған түркий хәлқләрдин балқарларниң қабардин-балқар җумһурийитиниң пайтәхти налчик шәһиридә қораллиқ пидаийлар билән һөкүмәт қошунлири арисида қораллиқ тоқунуш йүз берип, һәр иккила тәрәптин көп адәм өлди вә яриланди. Гәрчә бу вәқә бастурулған болсиму, әмма бу русийиниң кавказийә районидики мәсилиниң күнсайин мурәккәплишиватқанлиқи, у җайдики русийә һөкүмитидин айрилип, мустәқил һакимийәт қуруш идийилириниңму барғансири күчийиватқанлиқини көрситидикән. Бирақ, русийә даирилири қораллиқ қозғилаңчи гуруппиларни йәнила террорчилар дәп аташни давамлаштурмақта.

Вәқәниң өтмүши

10-Айниң 13-күни шималий кавказийидики қабардин-балқар җумһурийитиниң пайтәхти налчик шәһиридә 200 дин артуқ қораллиқ киши җумһурийәт һөкүмити, сақчи оргини вә айродром қатарлиқ муһим нуқтиларға һуҗум қозғиған. Русийә һөкүмәт мәлуматлирида һуҗумчиларниң саниниң 300 гә йетидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Русийә федерал һөкүмити танка-бронивик қатарлиқ еғир қоралларни ишлитип, көплигән алаһидә қисимлири вә сақчи қошунлири ишқа селиш нәтиҗисидә қозғилаңни бастурған. Бу вәқә қошна чечинийидин башқа җумһурийәтләрдә йеқинқи йиллар ичидә йүз бәргән әң кәң көләмлик қораллиқ тоқунуш вәқәси болуп һесаблиниду. Русийә интернет сәһипилиридин www.newsru.com Дики мәлуматларға қариғанда русийә һөкүмити қораллиқ һуҗум пиланидин алдин хәвәр тапқанлиқи үчүн мәзкур җайға алдин-ала һәрбий қошун вә һәрбий техникиларни орунлаштуруп, мудапиәләнгән . Әгәр ундақ болмиғанда, бу қетимқи һуҗумниң русийә даирилири тәрипидин бастурулуши асанға чүшмәслики, бәлки қораллиқ пидаийларниң көзлигән мәқситигә йетиш еһтималлиқи зор икән.

Русийә һөкүмәт учурлири вә қарши инкаслар

Налчик шәһиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗум русийә тәрипидин қанлиқ бастурулғандин кейин, русийә һөкүмити тоқунуш җәрянида 35 нәпәр һөкүмәт сақчи хадими,92 нәпәр қораллиқ һуҗумчи вә 12 нәпәр тинч пуқраниң өлгәнликини елан қилған. Әмма, қабардин-балқар җумһурийити президентиниң хәвәр ишлири катипи өлтүрүлгән тинч пуқраниң 9 икәнликини билдүргән.

Русийә хәвәр интернет сәһиписи www.newsru.com Дики учурлардин қариғанда русийә президенти виладимир путин русийә сақчи вә қораллиқ күчлиригә вәқә җәрянида қорал көтәргән һәр қандақ адәмни етишни буйриған болуп, бу һөкүмәт күчлириниң қирғинчилиқ йүргүзүши үчүн мумкинчилик яритип бәргән. 17-Өктәбирдики хәвәргә қариғанда налчик шәһиридә вәқә җәрянида өлтүрүлгән кишиләрниң бир қисим аилә-тавабиатлири һөкүмәткә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзгән. Улар русийә сақчи вә қораллиқ күчлириниң бигунаһ яшларни һеч сүрүштүрмәстин, террорчилар дәп һесаблап өлтүрүвәткәнликигә нарази болған. www.newsru.com Дики учурлардин қариғанда, русийә даирилири йенида салаһийәт гуваһнамиси болмиған һәр қандақ адәмни террорчи дәп қарап, өлтүрүш вә тутқун қилиш нишани қилған. Ениқлинишларға асасланғанда вәқә җәрянида өлтүрүлгән кишиләрниң көпинчиси яшлар болуп, уларниң йеши тәхминән 18яштин 30 яшқичә икән. Мәзкур пидаийларниң қораллиқ һуҗуми гәрчә яхши пиланланған болсиму, әмма мәзкур қораллиқ яшлар яхши һәрбий тәлим тәрбийә көрмигәнлики үчүн русийә қораллиқ күчлири билән тәртипсиз вә тактикисиз һалда урушқан. Русийә даирилири өлтүрүлгәнләрниң җәсәтлирини йәрлик сақчилар арқилиқ тонуп, салаһийитини бекиткәндин кейин, уларниң көпинчисиниң йәрлик яшлар болупму, қабардинлар икәнликини җәзимләштүргән һәмдә бу җәсәтләрни игилиригә қайтуруп бәрмәсликкә қарар қилған. Бу әһвал йәрлик пуқраларниң ғәзипини қозғаштики йәнә бир амилға айланған икән.

Чечәнләр вәқәни зиммисигә алди

Русийә агентлиқлири вә енгилийә радио-телевизийә ширкитиниң учуридин қариғанда москваға беқинмайдиған чечән ичкирийә җумһурийитиниң биринчи муавин баш министири дәп қарилинип, русийә һөкүмити тәрипидин өлтүрүш буйруқи чиқирилған шамил басайев баянат елан қилип, налчик шәһиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗумни өз зиммисигә алған һәмдә русийә һөкүмитини хәлққә нисбәтән аммиви қирғинчилиқ қилғанлиқи вә терроризм билән әйиблигән. У қораллиқ һуҗум җәрянида 41 нәпәр пидаий вә 140 нәпәр русийә сақчи вә һәрбий хадиминиң өлгәнликини ейтқан. Әмма, русийә һөкүмити шамил басайевни көп қетим өлди дәп елан қилип учур тарқатқан болсиму, бирақ у таки һазирғичә өз һәрикитини давамлаштурмақта.

Вәқәниң сәвәби һәққидики йеңи учурлар

Русийиниң атақлиқ гезитлиридин бири " хәвәрләр"дә налчиктики қораллиқ һуҗум вәқәсиниң келип чиқиши һәққидә бир парчә мақалә елан қилинған болуп, хәвәрләр гезитиниң мухбири қабардин –балқар җумһурийитиниң вәқә йүз бәргән налчик шәһири йенидики бир йезиға берип, вәқә җәрянида " террорчи " дәп өлтүрүлгән ака-укиларниң өйини зиярәт қилған. Волний авул дәп аталған мәзкур йезиниң аһалисиниң диний етиқади наһайити күчлүк болуп, мәзкур йезида руслан вә завур исимлик икки бир туғқан ака-ука болған. Улар университет пүттүргән яшлар болуп, шу җайдики мәктәптә тәнтәрбийә оқутқучиси иди. Бу икки яшниң ата-аниси вә тонуш-билишлириниң мухбирға ейтип беришичә, улар һәр күнлүк намазни қолдин бәрмәйдиған яшлар болуп, 60 аилилик мәзкур йеза хәлқи пул йиғип, мәсчит селип беришни һөкүмәттин тәләп қилған. Бирақ, бу пул һөкүмәткә әвәтилип йүтүп кәткән һәмдә мәсчит селишқа буйруқ кәлмигән, нәтиҗидә ианә топлиған хәлқ бир киноханини мәсчит қилип, намаз оқуған. Бу һөкүмәт тәрипидин чәкләнгән. Ака-ука завур билән руслан өз достлирини елип ғайип болған һәмдә ахири бу қетимқи налчиктики тоқунушта өлгән.

"Хәвәрләр" гезитиниң мухбириниң соалиға җаваб бәргән бу икки ака-укиниң туғқанлири вә юртдашлири уларниң намаз оқушқа рухсәт қилинмиған, башқа амал болмиған әһвал астида қолиға қорал алғанлиқи, шуниң билән уларниң террорчи болушқа мәҗбур болуп қалғанлиқини чүшәндүргән.

Русийә мәтбуатлири налчик шәһиридики бу һуҗумни әнә шундақ орман яшлири билән шәһәр яшлириниң бирлишип әмәлгә ашурғанлиқини йезишқан.

Балқар җумһурийити һәққидә мәлумат

Қабардин –балқар җумһурийити кавказ тиллирида сөзлишидиған қабардин миллити билән түркий тиллирида сөзлишидиған балқар миллитиниң қошма җумһурийитидур. Мәзкур җумһурийәт нопуси 750миңдин артуқтур.

Балқарлар қабардин-балқар җумһурийитиниң аптономийилик һоқуқ йүргүзгүчи миллитиниң биридур. Уларниң тили оғуз гурупписиға тәвә болуш билән уйғурлардин шунчә йирақта яшишиға қаримай, уйғур тилиға хелила йеқин һесаблинидикән.

Русийиниң милләтшунаслиққа аит учурлириға таянғанда; балқарлар өзлирини "тавлула" йәни тағлиқлар дәп атайдикән.Уларниң омуми нопуси 85.1 Миңдин артуқ болуп, мәлум сандикилири қазақистан вә қирғизстанларда яшиғанни һесабқа алмиғанда мутләқ көпчилики йәни 70.8 Миң киши оз милли җумһурийитидә тирикчилик қилиду.

Балқарлар яшиған җайлар балқарийә дәпму атилиду. Балқарийә 17-әсирдә руслар билән бивастә алақиларда болған. 19-Әсиргә кәлгәндә шимали кавказийә чар русийә тәркибигә киргәндә балқарларму рус һөкүмранлиқиға бойсунған.

1936-Йили қабардин-балқар аптоном җумһурийити тәсис қилинған. Бирақ, балқарлар худди чечән ләр, қумуқлар вә башқиларға охшашла 1944-йили сталин тәрипидин оз юртлиридин мәҗбури қазақистан вә башқа оттура асиа районлириға көчүрүветилгән шуниңдәк аптоном җумһурийәт әмәлдин қалдуруветилгән. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин қабардин -балқар аптоном җумһурийити рәсми түрдә қабардин-балқар җумһурийити дәп атилип , русийә билән фәдәрал келишимигә қол қойған. Демәк, бүгүнки күндә балқарлар гәрчә саниниң 70миң әтрапида болушиға қаримай ,йәнила оз дөләт байриқи, дөләт герби һәм асаси қануни вә башқа дөләт түзүмлиригә игә милләткә айлансиму бәрибир москваниң идарә қилиши астида яшимақта.

Чечинийидики мустәқил һәрикитиниң узун муддәт давамлишиши, қабардин-балқар вә дағистан җумһурийәтлиригиму күчлүк тәсир көрсәткән болуп, бу җайлардиму мустәқиллиқ вә исламий етиқад идийилириниң күнсайин улғуйиватқанлиқи һәм кеңийиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org