'Барак обамаға йеңи йиллиқ мәктуп: гуантанамо уйғурлириға һөрлүк'

Әндй вортиңтон Andy Worthington гуантанамо уйғурлириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан ғәрб язғучилириниң бири болуп, у йеқинда йеңидин һакимийәт бешиға чиқидиған америка президенти барак обамаға қаритип йеңи йиллиқ мәктуп елан қилип, гуантанамо уйғурлирини азад қилишқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2009.01.08
Gitmo-uyg-andy-305 Әндй вортиңтон Andy Worthington әнглийилик мустәқил йазғучи болуп, у "гуантанамо һөҗҗәтлири: америкиниң қанунсиз түрмисидики 474 мәһбусниң һекайиси" намлиқ китабниң аптори.
www.andyworthington.co.uk Дин елинди.

Барак обама президентлиқ сайлими риқабити җәрянида гуантанамо һәрбий түрмисини тақиветидиғанлиқи һәққидә көп тохталған болуп, униң башчилиқидики барак обама һөкүмити узунға қалмай һакимийәт бешиға чиқиду. Шуниңға әгишип, ғәрб әллиридә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири һәмдә мустәқил язғучилар гуантанамодики уйғурлар мәсилисини барак обама һөкүмитигә қайтидин һес қилдурушқа һәрикәт қилмақта.

Әнглийилик әндй вортиңтон, шу хилдики мустәқил язғучиларниң бири болуп, у йеқинда америкиниң йеңи сайланған президенти барак обамаға қаритип, "Барак обамаға йеңи йиллиқ мәктуп: гуантанамо уйғурлириға һөрлүк" Намлиқ бир парчә мақалә елан қилди.

Аптор әндй вортиңтонниң билдүрүшичә, у мәзкур мақалисини тор бәтлиридә елан қилғандин сирт йәнә, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириға йоллиған.

" Мән мақаламни дуняниң һәр қайси җайлиридики бир қанчә уйғур тор бәтлиригә әвәттим вә улардин яхши пикирләр кәлди. Униңдин сирт йәнә, мусапирлар вә маканлиридин қоғланған адәмләрниң мәсилисигә көңүл бөлидиған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиға әвәттим. Уларму мақаламни тор бетидә елан қилди," дәйду әндй вортиңтон әпәнди.

Әндй вортиңтон :" гәрчә адаләт булар тәрәптә болсиму, әмма гуантанамоға қамалған мәзкур 17 уйғурниң пешаниси тәтүр кәлмәктә иди"

У америка президенти барак обамаға қаритип мақалә шәклидә елан қилған мәктубида мәзкур уйғурларниң, америкиниң һәрбий вә дөләт бихәтәрлики органлири тәрипидин " дүшмән җәңчиси әмәс" дәп ақланғанлиқини, һәтта америка әдлийә тармақлири тәрипидинму қоюп берилишкә буйрулғанлиқини, әмма буш һөкүмитиниң сотниң мәзкур һөкүми устидин әрз сунуп бу уйғурларниң қоюп берилишини тосуп қойғанлиқини тилға елип өтиду вә:" гәрчә адаләт булар тәрәптә болсиму, әмма гуантанамоға қамалған мәзкур 17 уйғурниң пешаниси тәтүр кәлмәктә иди" дә язиду.

Әндй вортиңтон : "буш һөкүмити шәрмәндиләрчә сотқа әрз сунди"

Америка һөкүмитиниң бу қилмишлирини бир шәрмәндилик, дәп көрсәткән әндй вортиңтон бу һәқтә тохтилип: " буш һөкүмити шәрмәндиләрчә сотқа әрз сунди һәмдә қаримаққа булар буниңдин шундақла қутулидиғандәк қилиду. Бу мени толиму үмидсизләндүрди. Әлвәттә әрзийәт соти техи бу һәқтә толуқ ахирқи қарарни чиқармиди. Бәлким мушу айда чиқип қелиши мумкин," дәп язди.

Һалбуки, гәрчә америка һөкүмити гуантанамо уйғурлирини америкиға қайтуруп келишкә бәк қизиқип кәтмигән болсиму, әмма бу уйғурларни йәрләштүридиған 3 - бир дөләт тепишта һәр хил дипломатик тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқини мәлум.

Әндй вортиңтон: "башқа дөләтләр гуантанамоға қамалғанлар ичидә уйғурларни әң асан қобул қилиду"

Зияритимиз җәрянида әндй вортиңтон ғәрб әллири үчүн гуантанамода қамалғанлар ичидә уйғурлар аллибурун бурун ақлинип қоюп берилишкә тәйярланған болғачқа буларниң мәсилисини һәл қилишниң анчә тәс әмәсликини илгири сүрди вә мундақ деди: "башқа дөләтләр гуантанамоға қамалғанлар ичидә уйғурларни әң асан қобул қилиши мумкин. Чүнки америка һөкүмитиму бу уйғурларға қарши тутамға чиққудәк бирәр дело турғузалмиғанлиқини иқрар қилиду. Улар сотчи урбинаниң бу уйғурларни америкиға қоюп бериш қарариға қарши чиқип, уйғурлар делосиниң техи һәл болмиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма әмәлийәттә улар, бу уйғурларға һечқандақ дело турғузалмиди."

Әндй вортиңтон йәнә чақчақ арилаш, башқа дөләтләрниң һәммиси уйғурларни талишип қобул қилип, гуантанамодики қалған мәһбусларни алидиған йәр чиқмай қелишидинму әнсирәйдиғанлиқини қошумчә қилди.

Әндй вортиңтон Andy Worthington әнглийилик мустәқил язғучи болуп, у "гуантанамо һөҗҗәтлири: америкиниң қанунсиз түрмисидики 474 мәһбусниң һекайиси" намлиқ китабниң аптори. У йеқиндин буян гуантанамодики уйғурлар һәққидә һәрхил мақалиләрни йезип елан қилди.

Униң шәхси тор бетини зиярәт қилиш үчүн бу улинишни бесиң.
http://www.andyworthington.co.uk


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.