Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди


2008.03.05

barat-haji-200.jpg
Уйғур хәлқиниң тиз пүкмәс пәхирлик оғлани барат һаҗим. RFA Photo / Arslan

Һәр қандақ милләт өз хәлқиниң қәһриманлирини, урушта ғәлибә қилған қуманданлирини, өчмәс изларни қалдуруп кәткән рәһбәрлирини, төһпикар алим, язғучилирини әсләп, хатириләш паалийәтлири өткүзиду.Уларниң иш излириға варислиқ қилиду, әмма уйғурларчу? уйғурларниңму өз хәлқи үчүн тарихта өчмәс изларни қалдуруп кәткән төһпикар алимлири, рәһбәрлири, һәрби қуманданлири, қәһриманлири, уйғур мәдәнийитигә төһпиләр қошқан язғучилири тарихта өткән болсиму уларниң иш излириға варислиқ қилиш, уларни әсләш, хатириләш паалийити елип бериш йоқ дийәрлик. Шуниң үчүн уйғур хәлқиниң тарихта өткән нурғунлиған пәхирлик оғланлири тарих сәһиписидин чүшүп қалмақта.

Бу бошлуқни толуқлаш мәқситидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң ахбарат бөлүми йеқинда, уйғур хәлқиниң тиз пүкмәс пәхирлик оғлани барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә уйғур тилида һөҗҗәтлик филим ишләп чиқти. Бу филимдә мәрһум барат һаҗимниң җапалиқ һаят кәчүрмишлири, азадлиқ үчүн елип барған күрәшлири, түрмә һаяти тәпсили баян қилинған.

3 ‏- Айниң 2 ‏- күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити бу филимниң пүтүп чиққанлиқ мунасивити билән җәмийәтниң мәркәз бинасида мурасим өткүзди. Бу мурасимға истанбулда яшаватқан уйғурлардин көп санлиқ кишиләр иштирак қилди. Мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи алимҗан әпәнди мәрһум барат һаҗимниң һаят кәчүрмишлири һәққидә тохталди. Шундақла, алимҗан әпәнди йәнә бу филимни ишләп чиқиштики мәқситигә чүшәнчә берип өтти.

Мәрһум барат һаҗи 1910 ‏- йили 6 ‏- айниң 10‏- күни қәшқәр шәһридә бир тиҗарәт аилисидә дуняға кәлгән. 1933 ‏- Йили уйғур диярида қурулған "шәрқий түркистан ислам җумһурийити" ниң қәһриман җәңчиси болған, 1944 ‏- йили ғулҗида қурулған "шәрқий түркистан җумһурийити" ниң қурулушиға муһим төһпиләр қошқан. Урушта алаһидә хизмәт көрситип, муавин баталйон командир вә майор унвани билән вәзипә өтигән . У уйғур диярида қурулған икки һөкүмәтниң шаһиди болған муһим шәхсләрдин биридур. Мәрһум барат һаҗим җаллат шеңшисәйниң түрмисидә 6 йил, хитай коммунистларниң түрмисидә 25 йил җәмий 31 йиллиқ һаяти түрмидә өткән, түрмидин чиққандин кейин қилчә иккиләнмәй вәтән үчүн вәтәндин айрилип, түркийигә һиҗрәт қилғанлиқ. Чәтәлләрдә сәрсан - сәргәрдан болуп йүрүп уйғур хәлқиниң дәрт ‏- һалини дуня аңлатқан. Хитай әлчиханисиниң алдида бир қанчә қетим намайиш уюштурған. Шәрқий түркистан давасини қилип яврупа дөләтлири вә америкиға берип, хәлқаралиқ йиғинларға қатнашқан.

Уйғур хәлқиниң тиз пүкмәс оғлани, пәхирлик муҗаһиди барат һаҗи 2003‏- йили 3 ‏- айниң 3 ‏- күни сәуди әрәбистанниң мәккә шәһридә туюқсиз вапат болған. Аллаһ мәрһумниң ятқан йерини җәннәттин қилғай. (Арслан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.