Д у қ барин инқилабиниң 16 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди
2006.04.04

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди 1990 - йили 4 - айниң 5 - күни йүз бәргән "5 - април барин инқилаби" ниң 16 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди.
Дуня уйғур қурултийи 2005 – йили 7 - айниң 15- күнидин 18 – күнигичә мюнхенда чақирилған дуня уйғур қурултийиниң 2 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида 4 – айниң 5 – күнини "шеһитлар күни" дәп бекиткән вә һәр йили 5 – април күни хитайға қарши намайиш өткүзүшни қарар қилған. Өткән йилдикигә охшаш, қурултай рәиси әркин алиптекин йәнә бир баянат елан қилған болуп, баянатта мундақ дейилиду:
"5 - Април барин инқилаби" 1990 - йили вәтинимиз шәрқий түркистанда хитай мустәбитлириниң фашистлиқ һөкүмранлиқини ағдуруп ташлап, шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлики, мустәқиллиқи үчүн оттуриға чиққан шанлиқ бир вәқә. Бу вәқә уйғур бүгүнки заман тарихини қан вә җан бәдилигә безиди. Уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң илһам мәнбәсигә айланди. Шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлик ирадисиниң мәңгү сунмайдиғанлиқини дуняға җакарлиди.
Мәзкур баянатта йәнә мундақ дейилиду: биз һәр йили бу тарихи зор вәқәни иптихар билән хатирилигән вақтимизда, милләтниң ирадиси вә арзу - армани йолида әзиз җанлирини қурбан қилған шәһидлиримизни һөрмәт билән әсләймиз. Зәйдин йүсүп башчилиқидики қәһриман оғланлиримизға иһтирам билдүримиз. Шуниң билән биргә, 5 - април күни хитай мустәбитлири барин йезисида елип барған дәһшәтлик қәтлиамда қурбан болған миңлиған ата - анилар вә нарисидә балиларға җанаби аллаһтин у дунялиқ рәһмәт тиләймиз. Хитай зинданлирида һелиму әзийәт чекиватқан миңлиған пидакар әзимәтләргә әрк тиләймиз.
Баянатта йәнә мундақ дейилиду: "биз һәр йили бу тарихи зор вәқәни иптихар билән хатирилигән вақтимизда, вәтән ичи вә сиртида вәтинимиз шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн тинимсиз күрәш қиливатқан йәнә миңлиған зәйдин йүсүпләргә һөрмитимизни билдүрмәй туралмаймиз. Аллаһ ризаси үчүн миллий муҗаһидлиримизни маддий вә мәнивий ярдәмлири билән қоллаватқан хәлқимизгә рәһмәт ейтмай туралмаймиз. Һәрқайси әлләрдики уйғур тәшкилатлири тәркибидә халис әҗри билән күришимизни һаятий күчкә игә қиливатқан пидакар оғланларға тәшәккүр изһар қилмай туралмаймиз.
Әркин алиптекин әпәнди баянатниң ахирида йәнә мундақ дәйду: "әлвәттики, аққан қанлар, төлән`гән бәдәлләрниң һесабини алидиған заман чоқум йетип келиду. Фашист хитайниң мустәбит һөкүмранлиқиға хатимә берилип, мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитиниң дуня сәһнисидә қәд көтүридиған дәври чоқум йетип келиду".
Әркин алиптекин әпәнди сөзини мундақ ахирлаштурған: "мән дуня уйғур қурултийиға вәкалитән пүтүн дунядики қериндашлиримни шәрқий түркистан хәлқиниң миллий ирадисигә мутләқ садиқ болушқа чақиримән. Шеһидлиримизниң арманлири, әвладлиримизниң бәхти үчүн һәр бир уйғур өз мәҗбурийәтлирини аңлиқ тонуп, имкани яр бәргән даиридә, мустәқиллиқ күришимизгә бир үлүш һәссә қошушини йәнә бир қетим тәвсийә қилимән.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди барин инқилаби һәққидә тохтилип, барин инқилабиниң шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби тарихиниң йеқинқи заман қисмидики тарихий әһмийәткә игә бир вәқә икәнликини, бу мунасивәт билән барин инқилабини хатириләш, зәйдин йүсүп қатарлиқ инқилабий қурбанлиримизниң роһиға варислиқ қилиш, вәтән ичи вә сиртидики пүтүн шәрқий түркистан хәлқиниң зор бир мәҗбурийити икәнликини оттуриға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Барин инқилабиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң йеқин сәбдиши абләт нур әпәнди билән сөһбәт (1)
- Абдуқадир әмәтниң ечинишлиқ сәргүзәштилири (1)
- Барин қозғилиңиниң 15 йиллиқ хатирә күни (2)
- "Барин инқилабиниң 15 йиллиқи" намлиқ китаб нәшр қилинди
- Барин қозғилиңиниң 15 йиллиқ хатирә күни (1)
- Абдурешит һаҗим: зәйдин йүсүпни әсләймиз