Түркийидики уйғурлар барин қозғилиңиниң 17 йиллиқини хатирилиди
2007.04.06
5-Април күни түркийиниң истанбул вә қәйсири шәһәрлиридә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуруши астида барин қозғилиңиниң 17 йиллиқини хатирләш паалийити өткүзүлди.
Истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң йиғин залида өткүзүлгән паалийәткә истанбулда яшаватқан уйғурлар, шундақла барин қозғилиңиға қатнашқан кишиләрдин болуп көп санда киши қатнашқан. Йиғилишта барин қозғилиңида шеһит болған кишиләрни әсләп шеирлар оқулған вә уларниң иш излири аңлитилғандин башқа уларниң роһиға қуран кәрим оқуп өтүлгән.
4-Айниң 5-күни йәнә қәйсиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиму барин вәқәсиниң 17-йиллиқи мунасивити билән хатирләш йиғини өткүзди. Паалийәттә барин қозғилиңиға қатнашқан кишиләр билән бир түрмидә ятқан камал әпәнди барин қозғилиңиға қатнашқан уйғурларниң кишилики, роһи пәзиләтлири, улар билән түрмидә елип барған сөһбәтлири һәққидә қәйсиридики уйғурларға мәлумат бәрди.