Барин йезисиниң 21 - әсирниң дәсләпки он йилиниму җинчирағда өткүзүши немидин дерәк бериду?
2012.09.14
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайдики әң чоң енергийә базиси болған уйғур елидә йәр тәврәш, қурғақчилиққа охшаш түрлүк тәбиәт апәтләр, сақал, бурут қоюш, ромал артишни чәкләшкә охшаш мәдәний апәтләр, тил, йезиқлиридин мәһрум қалдуруш, диний етиқадини суслаштуруш, намратлаштурушқа охшаш миллий апәтләр кәң һөкүм сүрмәктә.
“тәңритағ тори” 14 - сентәбир “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш 3 - линийиси” ниң ишқа кириштүрүлгәнликини елан қилди. Ғулҗа - қорғастин башланған бу туруба йолида йилиға 30 милйон күп метирдин артуқ тәбиий газ тошулидикән. Техи бир ай илгирила, хитай даирилири “ғәрбниң токини шәрққә йәткүзүш қурулуши” тоғрисида мәлуматларни ашкарилиған иди. “хәлқ гезити” 14 - сентәбир уйғур дияридики 19 милйон 963 миң адәм қетим тәбиий апәтниң зиянкәшликигә учриған хәлқни қутулдуруш үчүн 10 йилдин буян 3 милярд 200 милйон сом пул аҗратқанлиқини алаһидә хәвәр сүпитидә баш сәһиписигә басти.
Йеқинқи хәвәрләрдә йәнә, уйғур илидин байқалған нефит вә тәбиий газға охшаш йеңи байлиқ мәнбәлиригә аит учурлар даим көзгә челиқип туруватиду. Хитай ахбарат васитилири, уйғур диярида кәм учрайдиған “һалқима тәрәққият” ниң нәтиҗисигә даир мәлуматларни үзмәй елан қилмақта. Дәл буниң қаршисида, уйғурларниң ичимлик су мәсилиси, ток мәсилиси, иссиниш мәсилисиниң техи һәл болмиғанлиқиға мунасивәтлик учурларму оттуриға чиқмақта.
14 - Сентәбир хитай компартийисиниң ахбарат қорали - “хәлқ торида” ақту наһийисиниң барин йезисида ток мәсилисиниң һәл болғанлиқи елан қилинди. “җәнубий шинҗаңдики үч вилайәт, област ток қисинчилиқи дәвригә хатимә бәрди” намлиқ бу аталмиш “хуш хәвәр” дә, барин йезисидики хәлқниң тунҗи қетим електрдин толуқ бәһримән болуш басқучиға қәдәм қойғанлиқи тәнтәнә билән җакарланди.
Хитай һөкүмити бундин икки ай илгири, уйғур илидики бир йерим милйон хәлқниң пакиз су мәсилисини һәл қилғанлиқини елан қилғанда, йәнә 3.5 Милйон хәлқниң мәйнәт су ичидиғанлиқи ашкариланған иди.
Уйғур зиялийлириниң қаришичә, 21 - әсирниң бүгүнки күнидә, өзлирини “учқандәк тәрәққий қилип иқтисадий мөҗизә яритиватқан чоң дөләт” дәп қараватқан хитайда, өзлириниң енергийә базиси болған уйғур райониниң ток, су мәсилисиниң әмди бүгүн һәл болуватқанлиқини җакарлиши, әслидә номус қиларлиқ иш иди. Баш штаби германийиниң франкфорт шәһиридә болған шәрқий түркистан күлтүр мәркизиниң рәиси күрәш атахан әпәнди бу тоғрисида көз қаришини оттуриға қойди.
Барин йезисида ток мәсилиси немә үчүн бүгүнгә кәлгәндә һәл болди? барин йезиси қандақ җай? немә үчүн електр истансиси қуруш үчүн зөрүр болған йеқилғу вә шараитқа йетәрлик дәриҗидә игә бир әлдә, пуқраларниң бу қийинчилиқи тарихтин буян һәл қилинмай кәлди? уйғурларниң бу дәриҗидә намрат, бичарә һалда қелишиға сәвәб болған амиллар қайси?
Д у қ тәшвиқат - нәшрият комитетиниң мудири пәрһат муһәммиди әпәнди юқириқи соаллар үстидә тохтилиштин илгири, барин йезиси вә “барин роһи” тоғрисида қисқичә чүшәнчә берип өтти. Уйғур зиялийси күрәш атахан әпәнди йәнә, барин хәлқи вә барин инқилаби тоғрисида тохталди.