Хитайда дәвагәрләр зорлуқ вә тәһдит астида бастурулмақта


2005.12.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йеқинда хитайдики дәвагәрләрниң һазирқи әһвали һәққидә бир парчә доклат елан қилип, хитай һөкүмитидин дәвагәрләргә зиянкәшлик қилидиған қилмишлирини қәтий тохтитишни тәшәббус қилди.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу мунасивәт билән, хоңкоңда мәхсус мухбирларни күтивелиш йиғини чақирди. Мәзкур тәшкилатниң иҗраийә һәйити кәннәтһ ротһ әпәнди, йиғинда сөз қилип мундақ деди:

“2008 - Йили хитайда өткүзүлидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң йеқинлап келишигә әгишип, бейҗиң һөкүмити дәвагәрләрниң паалийитини контрол қилиш вә уларни қаттиқ бастуруш һәрикәтлирини техиму күчәйтиду, шуңа биз бу һәқтә мәхсус доклат елан қилиш қарариға кәлдуқ”.

Доклатта, йәрлик һөкүмәт хадимлириниң дәвагәрләргә зәрбә бериш, бастуруш һәтта уларни солап қоюштәк қилмишларни садир қиливатқанлиқи, бейҗиңдики сақчи хадимлириниң дәвагәрләрниң күндин - күнгә әвҗ еливатқан дәвасини җимиқтуруш үчүн, миң бир қийинчилиқта бейҗиңгә йетип кәлгән дәвагәрләрниң турушлуқ җайлириға һуҗум қилип, уларни өзлири кәлгән җайға ялап кәткүзүвәткәндин сирт, уларниң дәвасиға қилчә қулақ салмаслиқтәк позитсийидә болуватқанлиқи тәнқит қилинди.

Кеннеди рохт әпәнди бейҗиң һөкүмитигә, дәвагәрләрни қәтий қийнимаслиқ, йәрлик һөкүмәт орунлириниң дәвагәрләрни қамал қилиш түзүмини бикар қилиш һәмдә дәвагәрләрниң бейҗиңдики турмушиға капаләтлик қилиш қатарлиқ бир қанчә тәләпни оттуриға қойди.

Доклатта йәнә ашкарилинишичә, 2004 - йил бир ичидила дәвагәрләр әрз хетиниң сани 10 милйонға йәткән, әмма буниң ичидики һечқандақ бир дело һәл қилинмиған, бу мунасивәт билән хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати тәкшүрүш елип берип, йеқиндила 2000 дәвагәрниң ичидә пәқәт 3 нәпәр дәвагәрниң мәсилисиниң һәл қилинип, 50 ٪ дәвагәрниң зиянкәшликкә учриғанлиқини, 19 ٪ дәвагәрниң түрмигә соланғанлиқини игилигән.

Биз бу мунасивәт билән 2001 - йилидин башлап дәва қиливатқан, бу җәрянда түрлүк қийинчилиққа учриғандин сирт, сақчилар тәрипидин мейип қиливетилгән, буму аз келип, бир йил түрмигә ташланған, йүлән ханимни зиярәт қилдуқ.

У бизниң " немә үчүн мушундақ көп бәдәл төләпму йәнә дәва қилиштин ваз кәчмидиңиз ?" дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди :

“Бизниң өйимиз, турмуш мәнбийимиз йоқ қилинғандин кейин, биз аш - тамақ йийәлмигәндин кейин, дәва қилмай қандақ қилимиз, буни һөкүмәт кәлтүрүп чиқарди, бу һөкүмәт бизниң аримизда мәвҗут болушни халамду - халимамду? шуңа һөкүмәт әлвәттә пуқраларниң әйиблишигә учрайду"

"Һөкүмәткә көрситилгән бу хил әйибләшләрниң азрақ роли боламду?" дегән соалимизға җаваб бәргән йүлән ханим йәнә мундақ деди:

"Әлвәттә роли болиду, чүнки улар қорқиду, мәсилән мәмликәтлик хәлқ қурултийиға охшаш йиғинлар ечилғанда, улар бизни қаттиқ контрул қилиду, буниңдин сирт райис ханим, президент буш кәлгәндиму биз бир туташ гөрүгә елиндуқ. Бу қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вәкили хитайға кәлгәндә, улар мени 24 саәт тутуп турди, пуқралар һазир һөкүмәткә " оғри гуманхор" дегән намни бәрди. Сиз ейтип беқиңә, әгәр сән гуманхорлуқ қилмисаң, қорқмисаң бизниң дәвайимизни тосуп немә қилисән,

2005 Йили хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған дәвагәрләр әрзигә аит доклатта, 97 ٪ дәвагәрниң әрзи һәл қилинди дейилгән болуп, йүлән ханим өзиниң буниңға қәтий ишәнмәйдиғанлиқини ейтип, "һөкүмәтниң бу сөзи рәқәм оюнидин ибарәт" дәп көрсәтти

Һөкүмәт қобул қилған, мундақчә ейтқанда, дәвасини аңлап қойған делониң һәммисини һәл қилинған дәва дәп йәкүн чиқириду, һөкүмәт хадимлири худди бу дәва һәл болғандәк чирайлиқ сөзләр билән " сән кетип тур, әрзиңни чоқум һәл қилип беримиз " дәйду - ю, бир қанчә йил сақлапму һечқандақ җавабқа еришәлмәймиз.

Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң қаришичә, хитайда хәлқниң сиясий түзүм үстидин шикайәт қилиши мәни қилинған болуп, мәтбуат әркинлики болмиған, йиғилиш әркинлики болмиған бир дөләттә пәқәт дәва қилиш йоли билән юқири органларға өз дәрдини ейтиш арқилиқ өз һоқуқини қоғдиғили болатти, әмма нөвәттә, хитайда пуқраларниң мушунчилик һоқуқиму капаләткә игә қилинмаслиқи хитайда мәвҗут болуватқан мәсилиләрниң қанчилик дәриҗидә еғир икәнликини муәййәнләштүридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.