Шаир батур розиниң вапати мунасивити билән униң сәпдашлирини зиярәт


2007.03.28

batur-rozi.jpg
Шаир батур рози 80 – йилларда алий мәктәптә оқуватқан вақитларда.

Уйғур һазирқи заман шеирийитидики нопузлуқ шаир вә истидатлиқ язғучи батур рози 3- айниң 26 ‏-күни аләмдин өтти. Әл сөйгән вәтәнпәрвәр шаир батур рози, уйғур елидә қәдирлинип ишлитилишкә муйәссәр болалмай, қисқиғинә 40 йиллиқ һаятини азап, намратчилиқ, еғир роһий вә сиясий бесим астида өткүзгән иди.

Шаир вапат болғандин кийин униң вапатиға атап уйғур елидики тор бәтлиридә мәрсийәләр тоқулди вә уйғур оқурмәнләрниң азап- қайғулири ипадиләнди. Батур розиниң савақдиши вә һәмсөһбәт дости яш шаир әхмәтҗан осман әпәнди мәрһум зияритимизни қобул қилип, батур рози һәққидә тохтилип, өз қайғусини ипадилиди.

Аңлашларға қариғанда, үрүмчи иттипақ йоли аптобус бекитидә юрәк кесили туюқсиз қозғалған батур рози йолда сунайлинип йетип қалған. Лекин йолучилар шаирни бир һарақкәш болуши мумкин дәп соғуқ нәзәр ташлишип өтүп кетишкән. У бу җайда шу пети йерим саәт әтирапида ятқан. Кейин йолдин өтуп кетиватқан сахавәтлик кишиләр қутқузуш машиниси чақирип уни дохтурханиға елип беришқан болсиму, әмма шаир өзи сөйгән, отида көйгән бу маканидин вә хәлқидин мәңгүлүк видалашқан иди. Униң җәсиди шукүни юрти йәкәнгә йолға селинған болуп шаирниң мейити 28 - чесла узитилған.

Бу һәқтә униң савақдиши вә җан-җигәр дости яш язғучи күрәш атахан зияритимизни қобул қилип, өзиниң қарашлири вә қайғусини ипадилиди. Күрәш атахан батур розиниң вәкиллик ширидин бирини дикламатсийә қилип сөзини аяқлаштурди.

Униң туюқсиз вапати уйғур һазирқи заман әдәбият саһәси үчүн зор йоқитиш болди. У қаза қилип тәңритеғиниң җәнуб‏- шималидики дилкәш достлириниң қәлбини тилғиған, сәпдаш қәләмкәшлириниң көзлирини нәмлигән болса, садиқ оқурмәнлирини мәңгүлүк азап вә сеғиништа қалдуруп кетп қалди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.