Мәрһум шаир батур розиниң әдәбий һаяти һәққидә сәбдашлири билән сөһбәт
2007.03.29

Уйғур һазирқи заман шеирийитидики вә уйғур прозичилиқидики көзгә көрүнгән әдипләрдин бири болған батур рози 27 - март йүрәк кесили билән қаза қилған иди. Биз мушу мунасивәт билән униң әдәбий иҗадийәт һаятини әсләп өтүшни зөрүр дәп қарап вәтән ичи вә сиртидики нопузлуқ зиялий вә әдипләрни зиярәт қилдуқ.
Батур рози 1966 -йили йәкән наһийисиниң качуң йезисида маарипчи аилисидә дуняға кәлгән. У өсмүрлүк вә балилиқ дәврилирини уйғур сәидийә ханлиқиниң астаниси йәкәндә өткүзгән вә қоюқ миллий мәдәнийәт тәрбийиси астида уйғур фолклор қатлимидики чоңқурлуққа сиңип чоң болған. У 1983-йили уйғур елидики бирдин- бир алий билим юрти шинҗаң университети тил-әдәбият факултетиға оқушқа қобул қилинған. У мушу җәрянда ғәрб модернизм әдәбияти билән тонушқан вә йеңичә ипадиләш усуллирини өгәнгән һәм өз вуҗуди вә роһий қатлимиға чоңқур орниған уйғурчә муңини, уйғурларниң реал турмушини шеирий вә әқлий тәпәккур көзи билән көзитишкә башлап, уларни юқири бәдиий камаләт билән китабханларға сунған. Униң шеирлиридики йеңичә тәпәккур вә услуб 1983- йилидин 1995 - йилларғичә такамуллашқан.
Шәбнәм торида берилгән мәлуматларға қариғанда, батур рози "пилсираттин өткәнләр" (роман), "баш зинданлириға һуҗум" (мақалиләр топлими),"зәлилий", "шаһмәшрәп", "абдуқадир дамолла ", ( биографик повестлар) вә 600 парчидин артуқ шеир, оттуз нәччә парчә мақалә вә бәш парчә әдәбий ахбарат, йүз парчидин артуқ тәрҗимә шеир вә тәрҗимә һекайиләрни елан қилдурған.
Батур рози шинҗаң университетида оқуватқан мәзгилләрдә өзиниң һаятқа болған қизғинлиқи, әқил-парасити вә бәдиий таланти билән савақдашлири арисида юқири һөрмәткә сазавәр болған.
Батур рози 1985 - йилидики оқуғучилар намайишиниң актип иштракчиси вә тәшкиллигүчилиридин бири. Униң сәпдашлириниң билдүрүшичә, у аспирантлиқта оқушқа намзат көрситилгән болсиму, лекин мушу қетимлиқ намайишини тәшкиллигүчиләрниң бири болғанлиқи үчүн алтай көктоқай кан райониға сүргүн қилинған. У алтайдиму оз паалийәтлирини давам қилғанлиқи үчүн һөкүмәт тәрәп йәнила хәтәрлик шәхс дәп қарап хизмәттин қоғливәткән.
Униң вәкил характергә игә шиерлиридин " шаир йоқ дуня", " сөңикимгә оюлған хәтләр", "шеһит болған қәбрисиз шаир", "айсиз айдиң" қатарлиқлар алаһидә юқири бәдиий қиммәткә игә.
Зәйлиди там зәйлиди, тамдин өтә җан зәйлиди.
Гәрчә батур рози һаятида шунчә көп җәбри- җапаларни тартқан болсиму, лекин роһий мәнивийитини такамуллаштуруп, адимийлик җәһәттә мурәссәсиз мукәммәлликини қоғлишип яшиған шаир. У мундақ бир һекмәтни өзигә қиблигаһ қилған. "Инсанниң қәдир қиммити, қорал ярақсиз, пул-печәтсиз, әмәл - мәртивисиз тәнһа һаләттә өлчиниду".
Өз өмрини һечқандақ мурәссәсиз йеганә өткүзгән батур рози уйғур тил- әдәбият саһәсигә бир ялқунни ташлап кетип қалди. Батур розиниң нәтиҗилири вә һазирқи заман әдәбиятидики орнини техиму илгирилигән һалда муәййәнләштүрүшкә вә униң җәбир җапалиқ, лекин сәмәрилик әдәбий һаятини техиму чоңқур тәтқиқ қилишқа әрзийду.
Батур розиниң һаяти вә әдәбий иҗадийити һәққидә шаирниң мәктәпдиши, һазир чәтәлдә яшаватқан пәрһат йоруңқаш әпәнди, атақлиқ уйғур шаиири әхмәтҗан осман вә униң униң савақдиши көрәш атахан зияритимизни қобул қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаир батур розиниң вапати мунасивити билән униң сәпдашлирини зиярәт
- Атақлиқ уйғур алими каммунар талипоф аләмдин өтти
- Атақлиқ уйғур нахша чолпини мурат насироп вапат болди
- Қазақистанда уйғур шаири өмәр муһәммиди хатириләнди
- Қазақистанда һезим искәндороп туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатириләнди
- Мәсумҗан зулпихароф вә шайим шабайефниң китаблири дөләт мукапатиға тәвсийә қилинди
- Шаир өмәр муһәммидиниң 100 йиллиқи хатириләнди
- Һизмәт абдуллин туғулғанлиқиниң 80 йиллиқи хатириләнди
- Атақлиқ шаир долқун ясинниң җәсити дәпнә қилинди
- Арманда кәткән отлуқ шаир – долқун ясин