Хитай һөкүмити уйғур елигә даир ахбаратларни қамал қилиш үчүн, идарә органларға баянатчи тәсис қилмақта


2005.12.20
mediarights_china200.jpg
Бейҗиңдики бир гезит боткиси. Хитайниң ахбарат әркинлики хатириси хәлқара җәмийәтниң тәнқид қилишиға учрап кәлмәктә. AFP

Хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғур елиниң һәр қайси идарә органлириға мәхсус ахбарат елан қилиш ишханиси намида мәхсус ишханиларни тәсис қилған болуп, һәр қайси дәриҗилик һөкүмәт, мәмурий органларда тәсис қилинған бу ишхана хитай вә чәтәл мухбирлириниң мунасивәтлик соаллириға җаваб бериш, ахбарат елан қилиш мәсулийитини үстигә алидикән.

Дәсләп бу хил ахбарат бериш түзүми һәр қайси дәриҗилик мәмурий һөкүмәт һәм партком вә җамаәт хәвепсизлик органлиридин башлап йолға қоюлған иди. Нөвәттә уйғур елидә һәр қайси дәриҗилик органларниң һәммисидә бу хил түзүм билән иш тутидиған мәхсус ишханилар қурулған.

Хитай даирилири: ахбарат, уйғур елиниң муқимлиқи билән зич мунасивәтлик

Уйғур елиниң һөкүмәт тор бәтлирин мәлум болишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң ахбарат бөлүми, аптонум районлуқ партком тәшвиқат башқармиси қатарлиқ орунлар ахбарат баянатчилирини тәрбийиләш курси ачқан болуп, биринчи нөвәттә, уйғур елидики асаслиқ назарәт дәриҗилик идарә органлардин тәсис қилинған 50 нәпәр ахбарат баянатчиси -19 дикабирдин башлап бу коруста ахбарат орунлириға учур бериш җәһәттә тәрбийилинишкә башлиған.

Әзәлдин ахбаратларни қаттиқ юсунда қамал қилип кәлгән хитай һөкүмити, бу қетим уйғур елиниң идарә органлирида мәхсус ахбарат баянатчиси бекиткәнликини," ахбарат байнатчилиқини йолға қойғанлиқимиз һөкүмитимизниң демократийилишишниң көрүниши, учур ахбарат ишлиридики илғарлиқини, җәмийәтни идарә қилиштики ишәнчисини көрситиду" дәп ипадә билдүрмәктә.

Уйғур елиниң ахбарат саһәсидики бу өзгүрүшкә мәсул болған, уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат комитети башлиқи ли чи " ахбарат, уйғур елиниң муқимлиқи билән зич мунасивәтлик, биз тәшвиқат хизмитидә ахбарат баянатчилири арқилиқ актип орунни игилишимиз керәк, бу хизмәтни әстайидил, мәсулийәт билән ишләш керәк, чүнки бу хитай һөкүмитиниң образиға мунасивәтлик алаһидә хизмәт" дәп тәкитлигән.

Ахбаратни техиму қаттиқ контрол қилиш

Адәттә чәтәл ахбарат органлириниң хитайда ихтияри зиярәттә болиши қаттиқ чәкләнгән, болупму уйғур районида бу хил чәклимә йәниму қаттиқ болғачқа һәтта телефон арқилиқ учур игиләшму наһайити мушкүл. Җүмлидин мухбирлиримиз уйғур елидин мәлумат елишта рәт қилиш, җаваб бәрмәслик, мәсулийәттин қечишқа һәтта сораққа учрашқа охшаш муамилиләргә учрап кәлмәктә.

Әмма мәйли қандақла болмисун рәт қилиш, тенивелишқа охшаш җавабларму ахабарат орунлири үчүн һәқиқиқәтни, әмилйәтни испатлашта, тоғра хәвәр бериштә пайдилиқ учур һесаблиниду, әмма нөвәттә уйғур елидә һәр қайси идарә органларда бирдәк ахбарат баянатчисиниң тәсис қилиниши, ахбарат орунлириниң учур игиләштә бивастә ахбарат бәргүчиләрнила зиярәт қилишиға тоғра келиду. Демәк учур игиләш даириси йәниму тарийип қелишишитин дерәк бериду.

Биз мәзкур ахбарат баянатчиси тәсис қилиш түзүми һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүмигә телефон қилғинимизда илгирикидинму қаттиқ соал сораққа учридуқ.

Илгири чәтәл мухбирлири билән биргә уйғур елидә мәхпи зиярәттә болған канадада яшаватқан гүзәл ханим, хитай һөкүмитиниң ахбарат баянатчиси бекитиш түзүмини йүргүзүши, хитай һөкүмитиниң дуняни ялған хәвәрләр билән алдишиға асанлиқ яритилиду, бу уйғур елиниң әмәлий әһвалиниң техиму қаттиқ мәхпи тутилидиғанлиқиниң бишарити дегәндәк әндишисини ипадилиди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.