Байлиқ һоқуқи болмиған деһқан қандақ бай болиду?
2006.03.14
Хитайда икки чоң йиғин ечиливатқан мәзгилдила, 3 - айниң 10 -күни 'көзитиш журнили'да елан қилинған бир муһакимидә, хитай һөкүмитиниң сотсиалистик йеңи йеза қуруш дегән сияситидики сәпсәтиләргә рәддийә берилгән вә униңда хитай һөкүмити 50 нәччә йилдин буян йеза мәсилисини түптин һәл қимиғанлиқи, болупму, 'базар игиликини йолға қойиватимиз' дәп атиған дәврдиму техичә йеза мәсилисини һәл қилмиғанлиқи көрситилгән иди. Дөләт пуқралири күткән арзу -теләкләр бу қетимқи мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң чоң йиғинида йәнә бир қетим җавабсиз қалди.
Гәрчә иқтисад тәрәққи қилған болсиму, деһқанлар намрат туривәрди
'Көзитиш журнили' да 3 - айниң 10 -күни елан қилинған 'хитайниң йеңи йеза сиясәтлиридики сәпсәтиләргә рәддийә' дегән мақалидә баян қилинишичә, 50 нәччә йилдин буян, хитайда деһқанларниң йәр-земинға игидарчилиқ қилиш һоқуқи болмиғанлиқтин, уларниң яшаш яки мәвҗут болуп туруш һоқуқиму болмиди. Гәрчә хитайда дөләтниң иқтисадий тәрәққи қилған болсиму, әмма деһқанлар намрат қеливәрди. Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қанунида 'барлиқ йәр - земин дөләтниң игидарчилиқида болиду' дегән бәлгилимә дәл бу мәсилиниң мәнбәси иди.
'Хитайниң йеңи йеза сиясәтлиридики сәпсәтиләргә рәддийә' дегән мақалидә баян қилинишичә, дуняда дөләт пуқралириниң адәм бешиға тоғра келидиған кирими 10 миң америка доллиридин ашидиған юқири киримлик дөләтләр вә дөләт пуқралириниң адәм бешиға тоғракелидиған кирими 3000 америка доллиридин ашидиған оттуричә киримлик дөләтләрниң һәммиси игилик һоқуқ мәсилиси һәр бир адәмгичә әмәлийлишип болған вә базар игилики йолға қоюлған дөләтләр. Әмма хитайда бу мәсилә техичә һәл қилинмиған. Бу дуняниң бир пүтүн шахмат тахтисидики бир өлгән уруқ болуп турмақта.
Хәлқ 'түгимәс байлиқ 'тин айрилип намрат қеливәрди
'Хитайниң йеңи йеза сиясәтлиридики сәпсәтиләргә рәддийә' дегән мақалидә баян қилинишичә, хитайда 900 милйон деһқан 'дөләт пуқраси' да болушқа тигишлик муамилигә игә әмәс. 50 Нәччә йилдин буян улар яратқан пүтүн байлиқ өзлириниң ишқа орунлишиш, ишләш, давалиниш, маарип қатарлиқ саһәлиридә тамамән сәрп қилинип түгиди. Улар ешинған яки буниңдин кейин тәрәққи қилдурушқа сәрп қилидиған мәбләғқә игә әмәс. Җәмийәттики ешинған қиммәт вә мәбләғниң һәммиси хитай коммунистик партийисиниң қолида. Хитайда деһқанларниңла әмәс, шәһәр аһалилириниңму екологийилик муһити һечқандақ капаләткә игә әмәс, бу йәнә бир чоң адаләтсизлик. Хитайда мавзедуң 'йәр игилирини ағдуруш, йәр -земин тәқсим қилиш' дегән һәрикәт арқилиқ хитай коммунистик партийисини тунҗи қетим түгимәс байлиққа игә қилған иди. Шуниңдин тартип коммунистик партийә 'сотисалистик йеңи йеза' ниң хоҗайини болди. Әмма шуниңдин кейин хәлқ бу 'түгимәс байлиқ 'тин айрилип намрат қеливәрди. Әмди буниңдин кейин бу байлиқ йәнә хәлқниң қолиға қайтип кәлмисә, хәлқ немигә тайинип бай болиду?
'Хитайниң йеңи йеза сиясәтлиридики сәпсәтиләргә рәддийә' дегән мақалидә баян қилинишичә, хитайда һазир бирнәччә хил һөкүмәт қурулмиси мәвҗут. Бәзи җайларда мәркәз, бивастә шәһәр, наһийә дәриҗилик район вә йезидин ибарәт 4 дәриҗилик һөкүмәт қурулмиси болса, йәнә бәзи җайларда мәркәз, өлкә, вилайәт,наһийә яки наһийә дәриҗилик шәһәр район вә йезидин ибарәт 5 дәриҗилик һөкүмәт қурулмиси бар. Шинҗаңда болса аптоном район, биңтуән, муавин өлкә дәриҗилик аптоном област, вилайәт, област яки вилайәт дәриҗилик шәһәр, наһийә, туән яки аптоном наһийә, йеза, базар дегәндин ибарәт 7 дәриҗилик һөкүмәт қурулмиси бар.
Йәр-земин вә байлиққа игидарчилиқ қилиш һоқуқи болмиған деһқанлар немигә тайинип бай болиду
Гәрчә хитайда һөкүмәт шәкиллири бу қәдәр көп болсиму, әмма һечқайсиниң йәр -земинға болған игилик һоқуқи йоқ. Хитай малийә министирлиқиниң стаситика қилишичә,хитайдики 2860 наһийиниң 73% ниң малиийисидә һазир қизил рәқәм бар. Бу йәрлик һөкүмәтләрниң һәммиси дөләткә қәрздар. Йеқинда дөләт деһқанлардин баҗни кәчүрүм қилишни җакарлиди. Әмди бу йәрлик һөкүмәтләр немигә тайинип мәвҗут болуп туриду? бу йүкни деһқанлар әмди қайси шәкил билән көтирип маңиду? бу мәсилиләрниң һәммисигә һазирға қәдәр ениқ җаваб йоқ.
Хитай коммунист партийә мәркизи комитети 1982 - йилидин кейин йеза мәсилиси тоғрисида җәми 8 қетим 1 -нумурлуқ һөҗҗәт чүшүрүп болди. Әмма йеза мәсилиси һәл қилинмиди. Буйил 'сотсиалистик йеңи йеза қуруш' тоғрисида йәнә бир 1 - нумурлуқ һөҗҗәт чүшүрди. Йәр земин дөләтниң дәйдиған һазирқи сотсииализмни йәнә тәрәққи қилдурса, деһқанларниң кишилик һоқуқ мәсилиси қандақ һәл болиду? йәр-земин вә байлиққа игидарчилиқ қилиш һоқуқи болмиған деһқанлар немигә тайинип бай болиду?
Шинхуа агентлиқиниң 14 - март күнидики хәвиридә баян қилинған тил билән ейтқанда, бейҗиңда ечилған мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң чоң йиғини йәнила һазирқи хитай коммунист партийиси мәркизи комитетини вә униң йеңи сиясәтлирини омумйүзлүк һемайә қилип, сотсиалиитик йеңи йеза қуридиған қарар мақуллап ахирлашқан. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта
- Сиясий кеңәшниң чоң йиғини дөләт пуқралириниң арзусиға қарши қарар чиқарған
- Деһқанчилиқ беҗи йоқ қилиниши билән деһқанларниң йүки йениклидиму ?
- Сәндуң университетидин хәлқ вәкиллири түзүмини өзгәртиш һәққидә тәклип
- Хитай һөкүмити йезиларни тәрәққи қилдуруш һәққидә йеңи пилан түзди
- Икки чоң йиғинниң сиртида дөләт пуқралириниң һәрхил намайишлири давамлашмақта