Түркийидә түрколог баймирза һайит әпәнди хатириләнди
2006.12.22

Түркистанлиқ бүйүк билим адими, түрколог, доктор баймирза һайит 10-айниң 31-күни германийәдә аләмдин өткән иди. Өлүмидин 50 күн өткәндин кейин түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә түркийә баш министирлик тармиқидики түрк тил тарих мәдәнийәт йүксәк идарисиниң орунлаштуруши билән бай мирза һайитни хатирләш йиғини өткүзүлди. Йиғинда қазақистан җумһур рәислики тармиқидики мәдәнийәт министири башлиқи атақлиқ түрколог профессор, доктор мирзатай җолдашбекоф, түркийә гәбзә техника ениститути мудири профессор, доктор салиһ айнурал, коч университети оқутқучиси профессор, доктор тимур коҗаоғлу вә бай мирза һайитниң җийән қизи, истанбул университети оқутқучиси профессор, доктор айфәр қайнарҗа ханим қатарлиқлар бай мирза һайитниң һаяти, кишилики, әсәрлири вә түркологийә саһәсигә қошқан төһписи һәққидә сөз қилди. Мурасимға парламент әзаси профессор, доктор нәвзат ялчинташ, сабиқ министир намик кемал зәйбәк вә нурғун мутәхәссисләр қатнашти.
Доктор баймирза һайит 1917-йили өзбекистанниң намәнган вилайитидә туғулған болуп, 1937-йили ташкәнт университети тарих факултетини пүттүргән. Баймирза һайтиниң букүнгичә түркистан һәққидә язған йүзләрчә мақалилири вә китаблири бар. Униң немис тилида йезилған түрк дунясида рус емпириялизиминиң аяқ излири, совет иттипақидики түркий милләтләрниң вә исламийәтниң бәзи мәсилилири, басмичилар, 1917-йилидин 1934-йиллирида түркистан милли инқилаби, рус ишғали астидики түркистан вә ислам, русийә билән хитай оттурисида түркистан қатарлиқ китаплири түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинған.
Хатирләш йиғинида мәшһур қазақ түрколог мирзатай җолдашбекоф мирза һайит һәққидики әслимилирини аңлитип мундақ деди:
"Рәһмәтлик баймирза һайитни әсләш йиғини өткүзгәнликиңлар үчүн силәрни тәбрикләймән. Мән доктор баймирза һайитни 1994-йили көргән идим. У вақитта қазақистан җумһурийитиниң иранда турушлуқ баш әлчиси вәзиписини өтәватқан идим. Мәшһур түркистан мутәхәссиси баймирза һайитни көрүш үчүн германийиниң көһин шәһиригә бардим. Бу зияритимидә түркистанниң тәқдири һәққидә узун узун сөһбәт елип бардуқ. Рәһмәтлик түркистандин йирақта вәтән һәсирити чекиватқан иди. Түркистан һәққидә әслимилирини бизгә аңлатқан вақтида интайин һаяҗанлинип кетәтти. У маңа ‘биз өмримиз бойичә түркистан үчүн қолимиздин кәлгәнни қилдуқ. Миллитимиз һәққидики һәқиқәтләрни яздуқ. Совет иттипақи мәзгилидә биз түрк дуняси бир биримиздин хәвәрсиз яшидуқ. Әмди болса түрк дунясиниң көпи мустәқилликкә еришти, мустәқиллиқ яшисун. Бүйүк түркистанни қуруп чиқиш үчүн бирлик иттипақлиқ лазим’".
Җолдашбекоф өз вәтини болған өзбәкистан тәрипидин қоғлап чиқирилған бай мирза һайитниң көңлини ясаш үчүн уни қазақистанға тәклип қилғанлиқини ейтип мундақ деди:

"Баймирза һайит билән мунасивитимиз үзүлмиди. Өз вәтинидин қоғлап чиқирилған өгәй бала муамилиси көргән, йүрики яриланған баймирза һайитниң көңлини елиш үчүн уни қазақистанға тәклип қилдим. Абайниң туғулғанлиқиниң 107 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән йиғинға кәлгән иди вә қазақистандики билим адәмлири билән учришип интайин сөйүнгән иди. Бай мирза һайит түркистан тәтқиқат мәркизини қуруп тәтқиқат елип бармақчи иди. Лекин буниңға өмри яр бәрмиди. Бай мирза һайитни тәнқид қилип униң мақалилирини чүрүш үчүнла русийидә 300гә йеқин мақалә вә доктор илми мақалиси йезилған иди".
Коч университети оқутқучиси профессор, доктор тимур коҗаоғлу бай мирза һайитниң түркистан йетиштүргән әң улуғ алим икәнликини, униң өзбекистан, қазақистан дәп атиғанда интайин аччиқлинидиғанлиқини ейтип мундақ деди:
"Бай мирза һайит пүтүн әсәрлириниң исмини түркистан тарихи дәп атайтти. Мәсилән, басмичилар тарихини язған вақтидиму түркистандики басмичилар һәрикити дәп исим бәргән иди. Биз түркистан дегәндә көпинчә һалларда пәқәт ғәрби түркистаннила исимизгә алимиз. Әмма түркистан дигинимиздә бу шәрқий түркистанниму ғәрби түркистанниму өз ичигә алиду. Бай мирза һайит буниму наһайити тоғра изаһлап хитай билән русийә оттурисида түркистан дәп атайтти. Һәтта шундақ дәп китабиму нәшир қилинған. Йәни у түркистан әслидә бир земин, пәқәт совет иттипақи вә хитайларниң бесивелишдин кейинла мушундақ шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистан дәп атилиши дәп атилип қалған дәйтти. Бай мирза һайитниң хитай билән русийә оттурисидики түркистан намлиқ мәшһур китабида һәм шәрқий түркистанниң һәм ғәрбий түркистанниң тарихи әтраплиқ аңлитилған".
Баймирза һайитниң җийән қизи айфәр қайнар ханим бай мирза һайитниң һаяти һәққидә мәлумат бәргәндин кейин униң билән өзбекистанға қилған зияритини аңлитип мундақ деди:
"У өз вәтәндашлирини наһайити яхши көрәтти. У һәр даим шундақ дәйтти. Вәтән сөйәр болуш асан әмма вәтәнпәрвәр болуш қейин дәйитти. У өзбекистан мустәқил болғандин кейин өзбекистанға барди. Биз биллә бардуқ. Униң туққанлири интайин намрат турмуш кәчүрүватқан болуп, һәтта су турбисиму йоқ иди. Биз уйәргә барға вақтимизда пүтүн туққанлири, тонуш билишлири наһайити қизғин күтувалди. Буниңдин әндишигә чүшкән өзбек һөкүмити биз уйәрдә турғили 17 күн болғанда бизниң 24 саәт ичидә өзбекистандин чиқип кетишимизни буйруқ қилди. Биз бу уқтурушни алғинимизда интайин һәйран қалдуқ. Бу тағам баймирза һайитқа интайин еғир кәлди. Өмүр бойи вәтини үчүн күрәш қилип ахирида вәтининиң бундақ муамилисигә учраш униңға бәк еғир кәлгән иди. У еккинҗи қетим өз вәтини тәрипидин мусапир қилинған иди. Әнә шундин кейин тағам баймирза һайитниң кесили күндин күнгә еғирлап бу дунядин айрилди.