Кишилик һоқуқни басидиған өктәбир байрими


2005.10.05

Бу йилқи 1 - өктәбир җоңхуа хәлқ җумһурийити қурлғанлиқиниң 56 йиллиқ хатирә күни. Бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида тартилған сүрәтләрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң сақчилири 9 - айниң 27 - күнидин башлапла мәркизий һөкүмәткә әрз ейтқили бейҗиңға кәлгән яки әрз ейтқили келип бейҗиңда туриватқан кишиләрни "муқимсизлиқ пәйда қилғучи" кишиләр дәп һесаблап, уларни тутушқа башлиған.

Әркин асия радиосиниң мухбири шинлүниң хәвәр қилишичә, 1 - өктәбир һарписида хитай сақчилири әйдиз кесәлликиниң алдини елиш үчүн пидакарлиқ билән ишләватқан хуҗа әпәндигиму нәзәрбәндни күчәйткән. Хуҗа әпәнди әтигәндә ишқа маңғанда, ишик алдида турған сақчиларни көргән. Хуҗа әпәнди маңса, сақчилар униң кәйнидин әгишип маңған. Хуҗа әпәнди киргән бәзи һойлиларға машина киргүзүлмәйтти. Әмма сақчиларниң машиниси пәвқуладдә болғачқа дәхлисиз киривәргән. Хуҗа әпәнди сиртқа чиқса улар йәнә кәйнидин әгишип маңған. Бу худди кинодики, машина билән пиядә адәмни қоғлиғанға охшап қалған. У немә үчүн бундақ әгишивалғанлиқини сориса, "биз адәттә даим мушу әтрапта хизмәт қилимиз", дегән.

Хуҗа әпәндиниң ейтишичә, мушу бир нәччә күн ичидә һөкүмәт пойиз истансисидин вә әрзийәт мәһәллисидин бир нәччә миң адәмни тутуп кәткән.

1 - Өктәбир байрими мәзгилидә, һөкүмәт билән сиясий көз қариши охшаш болмиған кишиләрдин чи җийоң әпәндиниң өйигә ниқабланған кишиләр бесип кирип, уни уруп яриландуруп қоюп чиқип кәткән. Чи әпәндиниң ейтишичә, униң қаршилиқ көрситишкә қурби йәтмигән. Уни дохтурханиға апарған. Дохтурханида йетиш, рәсимгә елиш, қан тәкшүрүш, қан селишни аз пул билән орунлиғили болмайду. Чи әпәндиниң бир айда тапидиғини аран 300 юән. У һечнимигә йәтмәйду. Һазир униң давалинишқиму қурби йәтмигән. У шундақ әһвалда турғандиму, йәнә уни уда 24 саәт нәзәрбәнткә елип турған. Униңға көз - қулақ боливатқанлар очуқ - ашкара юриду. Униң ичидә сақчи понкитлиридин адәм бар, дөләт бихәтәрлик идарсиниң адәмлириму бар. Улар техи "әгәр сән интернет ториғакиривелип тәклип, тәшәббус тарқитип җидәл қилмисаң бизгә бундақ аваричилиқ йоқ иди" дәп қақшайдикән. Уларниң ейтишичә, өктәбир байрими мәзгилидә кишиләрни нәзәрбәнткә елиш иши йәнә бир нәччә күнгичә давам қилидикән.

1 - Өктәбир байрими күнлиридә бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида тартилған фото сүрәтләрдә һөкүмәт сақчилири, қораллиқ сақчи қисим хадимлири, пуқрачә кейингән бихәтәрлик хадимлири тйәнәнмен мәйданида йолдин өткән пуқраларни тосувалған, пуқраларниң янчуқини ахтуриватқан, сорақ сораватқан, елип маңған , нәрсә - керәклирини ечип тәкшүриватқан, апшаркиларға пуритиватқан, қопаллиқ билән тутқун қилип аптомобилларға селип әкитиватқан күринишләр бар.

"Улуқ ира гезити" ниң хәвәр қилишичә, өктәбир байрими күнлиридә, тйәнәнмен мәйданида көлими охшаш болмиған қаршилиқ һәрикәтләр давамлашқан. Дөләт байриқи чиқиридиған түврүк йенида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлири көпрәк болған. Бу түврүкниң йенида поста туридиған сақчиларниң сани көпәйтилгән. Мушу җайда йүз бәргән вәқә хатириләнгән синалғу линтисида, тәрәп - тәрәптин йүгүрүшүп кәлгән сақчилар бу җайға топлашқа кишиләр ичидин адәм тутқан. Кишиләр топи сақчилар билән муназириләшкән, үнлүк авазда сақчиларға қаршилиқ көрсәткән, "юқалсун бандит" дәп шу ар товлиған көринишләр вә авазлар бар.

Бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданидин өткән кишиләрниң баһа беришичә, бу йилқи 1 - өктәбир дөләт байримини мәркәзгә дәрт ейтқили кәлгән пуқраларға зәрбә беридиған, йолдин өткән пуқраларниң шәхсий мүлкини ахтуруп кишилик һоқуқиға таҗавуз қилидиған байрам болған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.