Керийә наһийисидә шәрқий түркистан байриқи тикләнгән
2006.02.22
Франсийә ахбарат агентлиқи, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң сөзини нәқил кәлтүрүп, буниңдин бәш күн илгири, хотән вилайитиниң керийә наһийисидә шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи наһийә базириға тикләнгәнлик хәвирини елан қилған иди.
Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, шәрқий түркистан байриқини керийә наһийисиниң базириға тикләп қоюш вәқәси, намәлум кишиләр тәрипидин елип берилған болуп, бу иштин кейин хитай даирилири наһийә бойичә кәң көләмлик ахтуруш һәрикити қозғап, керийә наһийисидики нурғун кишиләр үстидин сорақ елип барған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң ейтишичә , керийә наһийисидә елип берилған ахтуруш вә сүрүштүрүш һәрикитигә бүгүн топ - тоғра 5 күн болған.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири шәрқий түркистан байриқини һизбул тәқрир партийисиниң әзалири тикләп қойған болуши мумкин дәп гуман қилидикән.
Дилшат ришитниң билдүрүшичә, ахтуруш вә сүрүштүрүш һәрикити керийидә турушлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин һәмдә наһийилик иттипақ комитетиниң һәмкарлиқида елип берилған. Бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә керийигә телефон уруп, әһвал игилиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири керийә наһийисидә тазилаш елип барди
- "Қәшқәр әдәбияти" тәһрири күрәш һүсәйин үч йиллиқ кесилди
- Хитайда хәлқ арисидики муһитни асраш паалийәтчиси тән кәй қолға елинди
- Хитай даирилири уйғур елидә тутқун қилишни күчәйтмәктә
- Бешкәктә қирғизистанниң мустәқиллиқ байрими өткүзүлди
- Балиларға диний тәрбийә бәргән аминихан сақчилар тәрипидин қолға елинди