Тоқсудики уйғур тиҗарәтчиләрниң беши қатти
2007.05.09

Истансимизға кәлгән инкаслардин ашкарилинишчә, уйғур елиниң ақсу вилайитигә тәвә тоқсу наһийисидики " тоқсу топ базири" йеқинда бир пулдар хитай содигиригә сетивитилгәнликтин, базар башқуруш идарисиниң хадимлири бу базарда тиҗарәт қиливатқан 100дин артуқ уйғур тиҗарәтчини мәзкүр базардин көчүп кетишкә мәҗбурлиған.
Бу вәқә 10 йилдин буян аз - тола сетиқчилиқ қилип, турмуш кәчүриватқан уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта.
Базардин көчүшкә мәҗбур болуватқан уйғур тиҗарәтчилири
Өзини ашкарилашни халимиған бир киши чаршәнбә күни әттигәндә истансимизға телефун уруп, ақсу вилайитигә тәвә тоқсу наһийәсидики " тоқсу топ базири" ниң йеқинда бир пулдар хитай содигиригә сетивитилгәнлики, шу сәвәблик базарда тиҗарәт қилип тирикчилик қиливатқан уйғурларниң бу җайдин көчүп кетишкә мәҗбур болуватқанлиқи тоғрисидики хәвәрни инкас қилди.
Биз мәзкүр вәқә үстидә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн, алди билән " тоқсу топ базири" ға мәсул адәмни издәп тепишни мувапиқ көрдуқ вә көп издинишләр арқилиқ, базарға қадир бақи исимлик бир кишиниң мәсул икәнликини сүрүштә қилип таптуқ.
Әпсус қадир бақи, бу һәқтә өзиниң бир нәрсә ейтип берәлмәйдиғанлиқини шуниңдәк өзиниң бу ишлардин хәвири йоқ икәнликини билдүрди.
" Тоқсу топ базири" ни башқуридиған қадир бақиниң сөзлири, бизни " тоқсу топ базири" ниң һәқиқәтән сетивитилгәнлики һәққидә ениқ мәлумат елишқа ундиди.
"Тоқсу топ базири" да тиҗарәт қиливатқан тиҗарәтчиләрдин бир қанчиси, базар башқуруш хадимлириниң уларға базардин көчүп кетишни уқтурғанлиқини билдүрди.
Наһийилик һөкүмәтниң қоли бар

Бизгә мәлумат бәргән тиҗарәтчиләр, " тоқсу топ базири" ниң, хитай содигиригә сетивитилишидә, наһийилик һөкүмәтниң роли интайин чоң икәнликини ейтти.
Биз бу әһвални техиму тәпсилий билиш үчүн шуниңдәк әгәр базар сетивитилгән болса немә үчүн, базарда тиҗарәт қиливатқан уйғур тиҗарәтчиләрни башқа орунға орунлаштурмиғанлиқини ениқлаш үчүн, тоқсу наһийисиниң наһийә башлиқи туранқизни зиярәт қилиш үчүн көп издәнгән болсақму, әмма униң телефонға еришәлмидуқ.
Биз радио аңлиғучилиримизға бу һәқтә техиму ениқ техиму тәпсилий мәлумат бериш үчүн, давамлиқ издинимиз. (Әқидә)