Бейҗиңдики кишилик һоқуқ вәзийити техиму җиддийләшмәктә


2005.09.02

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң юқири дәриҗилик әмәлдари луис арбор (Louise Arbour) ханим бейҗиңни зиярәт қиливатқан мәзгилдә, мәзкур җайдики кишилик һоқуқ вәзийити интайин җиддий һаләттә болуп, сақчилар доқмуш - доқмушта поста туридиған һәтта сирттин кәлгәнләрниң кәйнигә кирип, уларни пайлап сорақ қилидиған әһваллар наһайити омумлашқан.

Радиомизниң зияритини қобул қилған бейҗиң шәһәрлик һөкүмәткә юқирилап әрз сунмақчи болған бир хитай пуқраси, сақчиларниң нәччә күндин бери кәйнигә киривалғанлиқини әскәртип мундақ деди:

“Һазир бейҗиңниң әһвали бәкму җиддий, бир нәччә күндин буян, нәгила барсам сақчи кәйнимдә, йәни қәдәмдә бир сақчи йолуқуп турған. Ишқилип һәммила йәрдә пуқрачә кийинивалған сақчи, қораллиқ сақчи вә аманлиқ сақлаш хадимлири бар”.

Гәрчә бейҗиңдики кишилик һоқуқ вәзийити шу қәдәр җиддий һаләттә болуватқан болсиму, бир қисим өктичиләр йәнила бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ әмәлдари билән көришишни арзуқилип пурсәт издимәктә. Мәсилән, шаңхәйдин бейҗиңға келип наһәқ мәсилиләр һәққидә юқирилап әрз қилмақчи болған кишиләр сани 80 дин ашқан болуп, зияритимизни қобул қилған шаңхәйлик җу яли ханим өзиниң 50 нәччә киши билән бирликтә “хәлқ гезити” идарисиға келип наһәқчиликләр һәққидә инкас қиливатқанлиқини билдүрди.

Радиомизниң зияритини қобул қилған йәнә бир нәпәр өктичи чәй венҗүн әпәнди гәрчә бундин илгири юқирилап әрз сунғанлиқтин, бир йил қамақта ятқан болсиму, буда йәнә бир қетим бейҗиңға кәлгәнликини һәмдә әгәр пурсәт болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ әмәлдариға кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә инкас қилишни арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Мунасивәтлик мәлуматларда ейтилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ әмәлдари бейҗиңни зиярәт қиливатқан мәзгилидә, бейҗиң һөкүмити бир тәрәптин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ әмәлдари билән мунасивәтлик келишимләргә имза қойса, йәнә бир тәрәптин өктичиләрни қаттиқ контрол қилип, уларни һә десила сорақ қилған вә 24 саәт назарәт қилип, наразилиқ билдүргәнләрни уруп қийниған.

Мәсилән, зияритимизни қобул қилған бейҗиңдики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху венҗу ханим, ишханисиниң сақчилар тәрипидин қайта -қайта тәкшүрүлгәнликини мәлум қилиш билән бир вақитта, бейҗиңдики лю де, лю шяв бо вә ху җя қатарлиқ кишилик һоқуқ хадимлириниң һәммиси дегидәк хитай сақчилириниң назарити астида туриватқанлиқини сөзләп бәрди. У йәнә, хитай сақчилириниң назарәт астидики даңлиқ әйдиз паалийәтчиси ху җя әпәндини қаттиқ урғанлиқини мәлум қилған.

Бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хадимлириға қаттиқ позитсийидә болғанлиқиға наразилиқ билдүрмәктә. Улар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң, хитай һөкүмитиниң сахта қилмишлириға алдинип қалмаслиқини һәмдә хитайдики кишилик һоқуқниң һәқиқий әһвалиниң зади қандақ икәнликини толуқ тонуп йетишини үмид қилмақта.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң юқири дәриҗилик әмәлдари луис арбор ханим б б с радио- телевизийә ширкитиниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң бу қетимқи бейҗиңға қилған зияритидә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң йәнила наһайити еғир һаләттә икәнликини һес қилғанлиқини билдүргән. У сөзидә йәнә, өзиниң бу қетимлиқ бейҗиңни зиярәт қилиш мәзгилидә, тибәт вә уйғур елидики диний әркинлик мәсилилирини өз ичигә алған бир қисим дилолар һәққидә тохталғанлиқини һәмдә хитай һөкүмитигә бу һәқтә бир йүрүш пикир бәргәнликини мәлум қилған. Луис арбор ханим өзиниң, хитай һөкүмити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқан хитайдики бир қисим аз санлиқ милләт әрбаблири вә роһий кесәлгә гириптар болғанларға интайин көңүл бөлүдиғанлиқини билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.