Б д т ниң йеңи баш катипи бан кимун әпәнди ислаһатни бихәтәрлик кеңишидин башлимақчи
2006.12.19
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң низамнамисиға асасланғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бу органниң әң чоң мәмурий башлиқи. У 17 миңға йеқин хизмәтчиниң күндилик хизмәт үнүмини вә хамчоттики бирнәччә милярд америка доллирилиқ хираҗәтни идарә қилиду. Йеқинда кәспи дипломат вә тәҗрибилик мәмурий әмәлдар бан кимун әпәнди бу вәзипигә сайланди.
Бан кимун әпәндиниң баш катиблиқ салаһийити 61 - қетимлиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати омум йиғинида 192 дөләт вәкили тәрипидин мақулланди
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида бу йил 7 - айдин башлап баш катиб сайлими давам қиливатқан иди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишидә елип берилған тунҗи қетимлиқ аваз бериштә җәнубий корийилик бан кимун әпәнди 15 авазниң 12 сигә игә болуп, һиндистанлиқ вә латовийилик иккини намзатни йеңип чиқти. 9 - Айниң 14 - күни елип берилған иккинчи қетимлиқ аваз бериштә йәнә 14 авазға еришти. Низамнамә буйичә 9 авазға еришсә сайлиналайтти. Бан кимун әпәнди 9 - айниң 28 - күни елип берилған үчинчи қетимлиқ аваз бериштә йәнә мутләқ үстүнлүккә еришип, уни баш катиблиқ намзатиға көрситиш мақуллуқтин өтти. 10 - Айниң 13 - күни, бан кимун әпәндиниң баш катиблиқ салаһийити 61 - қетимлиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати омум йиғинида, чавак челиш шәкли арқилиқ 192 дөләтниң вәкили тәрипидин мақулланди.
Бан кимун әпәнди 'зөрүр болғанда мән чоқум мәсилини һәл қилидиған кәскин қарар чиқиримән' дәп җакарлиди
Мунасивәтлик материялларға асасланғанда, б д т ниң йеңидин сайланған 62 яшлиқ баш катипи бан кимун әпәнди җәнубий корийидә туғулған. 1970 - Йиллирида сеул шәһиридә али мәктәпниң дипломатийә кәспидә оқуған, 1998 - йилиғичә америкидики харвард университетиниң кинниди сиясий иниститотида магистирлиқ унван алған вә җәнуби корийиниң һиндистанда турушлуқ баш әлчиханисида ишлигән. У депломатик алақә бағлаш, сиясәт лайиһиләш җәһәтләрдә йетилгәндин кейин җәнубий корийә президентиниң сиясий вә бихәтәрлик баш мәслиһәтчиси, ташқи ишлар вә сода министири вә җәнубий корийиниң австрийидә турушлуқ баш әлчиси болған. Әмди у бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиплиқиға сайланди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәттинчи қетимлиқ баш катипи кофи аннан вәзипидин айрилиш алдида 'бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиплиқ вәзиписини өтәш худди дарвазниң қил үстидә меңишиға охшайдиған хизмәт' дегәндә, һазир вәзипә өтәш алдида турған б д т ниң сәккизинчи қетимлиқ баш катипи бан кимун әпәнди 'зөрүр болғанда, мән чоқум мәсилини һәл қилидиған кәскин қарар чиқиримән' дәп җакарлиди.
Хитай бан кимун әпәндини 'асиялиқ' дәп алқишлиғанда, америка уни америка билән җәнубий корийә оттурисида күчлүк вә йеқин иттипақдашлиқ мунасивәт тикләш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән, дәп алқишлиған
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә, хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси чингаң мухбирларниң соаллириға җавап бәргәндә 'б д т ниң йеңи баш катипи асиядин чиқти, бу пүтүн асияниң арзуси иди. Җуңго баштин -ахир асиялиқ намзатни қоллап кәлмәктә, йәнә давамлиқ қоллайду' дәп җакарлиғанда, 'җәнубий корийә учур агентлиқи'ниң буниңдин йерим йил бурунқи хәвиридә 'америка җәнубий корийиниң ташқи ишлар вә сода министири бан кимунниң б д т ниң баш катиб сайлимиға қатнишишини қизғин қарши алмақта. Америкидики пешқәдәм депломатлар америка билән җәнубий корийә оттурисида күчлүк вә йеқин иттипақдашлиқ мунасивәт тикләш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән, шимали корийиниң ядро керзиси вә америка билән җәнубий корийә оттурисидики әркин сода келишимигә даир әмәлий мәсилиләр буйичә пикир ихтилаплирини яхши бир тәрәп қилған бан кимун әпәнди билән буниңдин кейин давамлиқ йеқиндин һәмкәрлишидиғанлиқини билдүрмәктә' дәп баян қилинған иди.
Бан кимун әпәнди бихәтәрлик кеңишиниң әзалирини һазирқи 15 тин 25 кә қәдәр кеңәйтмәкчи
'Ангула хәвәрлири гезити'ниң 19 - декабир күни нюйорктин хәвәр қилишичә, б д т ниң вәзипә өтәш алда турған йеңи баш катипи бан кимун әпәнди өткән һәптиниң ахирида, б д т ниң бихәтәрлик кеңишидә ислаһат елип берип униңға йеңи әза қошидиғанлиқини билдүргән. Бан кимун әпәнди бундақ ислаһатни елип беришниң зөрүрлүки һәққидә тохталғанда 'бу 21 - әсирдики сиясий җуғрапийилик реаллиқниң еһтияҗи' дегән.
Бан кимун әпәнди өзи елип баридиған ислаһатниң тәпсилати һәққидә тохталғанда 'мән баш катиплиқ вәзипиниң иқтидарини җари қилдуруп, әза дөләтләрдин мәслиһәт алимән, буниңдики ортақлиқитн мәсилини һәл қилидиған чарә һасил болиду, бундақ йеңи чарә билән б д т да бурун давамлишип келиватқан әһвални йоқ қилип, алди бихәтәрлик кеңишиниң әзалирини һазирқи 15 тин адәттә рәт қилиш һоқуқи болмиған 6 әзани өзичигә һалда 25 кә қәдәр кеңәйтимән' дәп җакарлиған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин
- Мунасивәтлик тәрәпләр б д т кишилик һоқуқ кеңишидин зор үмидләр күтмәктә
- Б д т кишилик һоқуқ кеңиши бу йил 6 - айда хизмәт башлайду
- Тән җазасини тәкшүргүчи хадими, хитайда тән җазаси өзлүксиз давамлишиватиду, деди
- Заманимизда террорчилиқ билән қораллиқ тоқунуш - бихәтәрлик, тәрәққият вә әркинликниң дүшмини
- Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити илгирикидин техиму бәк начарлашмақта
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ вәзийити техиму җиддийләшмәктә
- Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән қанун ислаһати келишими имзалиди
- Бейҗиң сақчилири кишилик һоқуқ ишханисини уштумтут тәкшүрди
- Б д т әмәлдари кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә хитайни зиярәт қилди
- Б д т әмәлдари уйғур аптоном районида мәһбуслар билән сөһбәт елип бариду
- Б д т кишилик һоқуқ комитети кишилик һоқуқниң қоғдиғучисиму яки униңға зиянкәшлик қилғучиларниң шерикиму?