Хитай билән русийә б д т ниң берма кишилик һоқуқи қарарини немә үчүн рәт қилди ?
2007.01.15
Америка билән әнгилийә тәрипидин оттуриға қоюлған берма кишилик һоқуқи һәққидики тәклип лайиһисидә берма һәрбий даирилирини берма мәмликәтлик демократийә иттипақи рәһбири аңсән сучи вә сияси мәһбусларни қоюп бериш, бермидики аз санлиқ милләтләргә қораллиқ һуҗум қилишни тохтитиш, демократик ислаһат елип бериш вә бермидики өктичи партийиләр билән сөһбәт елип беришқа үндигән иди. Бу тәклип лайиһиси б д т хәвпсизлик кеңишидә рәт қилиш һоқуқиға игә бәш даимий әза дөләт ичидики хитай билән русийиниң қарши турушиға учриди вә тәклип лайиһиси хәвпсизлик кеңишиниң мақуллиқини алалмиди.
Русийә: бу хәвпсизлик кеңишиниң хизмәт даирисидики мәсилә әмәс
Мәзкур қарар лайиһисини америка билән әнгилийә оттуриға қойған болсиму, лекин бу лайиһини хәвпсизлик кеңишидики 15 дөләт ичидә франсийә, белгийә, италийә, панама, перу, словакийә вә гана қатарлиқ көп сандики дөләтләр қоллиди. Тәклип лайиһисигә хитай, русийә вә җәнубий африқа қатарлиқ аз сандики дөләтләр қарши чиққан. Уларниң ичидики хитай билән русийә хәвпсизлик кеңишиниң қарарлирини рәт қилиш һоқуқиға игә дөләтләр иди.
Русийә билән хитай, берминиң мәмликәт ичидики әһваллар хәлқара тәртипкә тәһдит селиватқан шундақла мәзкур қарар лайиһиси хәвпсизлик кеңишиниң хизмәт даирисидики мәсилә әмәс, дәп қарайдиғанлиқини вә мушу сәвәбләр түпәйли тәклип лайиһисини рәт қилғанлиқини билдүрмәктә.
Русийиниң б д т дики вәкили чоркин, "биз хәвпсизлик кеңишидә униң һоқуқи даириси сиртидики мәсилиләрни музакирә қилишни қоллимаймиз" дәп тәкитлигән болсиму, лекин америкиниң б д т дики даими вакаләтчиси волф, қарар лайиһисиниң рәт қилинғанлиқи "кишини үмидсизләндүридиған нәтиҗә " дәп көрсәтти. У, "қошма штатлар хәвпсизлик кеңишиниң бу қарар лайиһисини рәт қилғанлиқидин чоңқур әпсусланди. Бу қарар лайиһиси хәвпсизлик кеңишиниң өз хәлқини халиғанчә тутқун қилидиған, тән җазаси беридиған, басқунчилиқ қилидиған вә өлүм җазасиға һөкүм қилидиған берма һәрбий даирилиригә бермида өзгириш елип бериш керәклики тоғрисида күчлүк вә җиддий һәйдәкчилик қилиш ролини ойнайтти" дәйду.
Мутәхәссисләр: хитай вә русийә өзиниң кәлгүсини ойлиди
Бу хәвпсизлик кеңишидики 2 даимий әза дөләтниң 1989 - йилдин бери тунҗи қетим б д т хәвпсизлик кеңиши қарарлирини бирла вақитта рәт қилиши болуп һесаблиниду шундақла бу хитайниң 1972 - йили б д т ға рәсмий әза болғандин бери рәт қилиш һоқуқини тунҗи қетим русийә билән биргә қоллинишидур.
Хитай немә үчүн русийә билән биргә рәт қилиш һоқуқини қолланди ? бәзи көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитай, кишилик һоқуқни шундақла уйғур вә тибәтләрниң һоқуқини дәпсәндә қилиш, русийә чечәнләрни бастуруш билән әйибләнмәктә. Бу әһвалда хитай билән русийә америкиниң берма кишилик һоқуқи хатирисини әйибләйдиған қарар лайиһисини қоллиса, бу кәлгүсидә уларниң кишилик һоқуқи хатирисини әйибләйдиған қарарларни чиқиришиға үлгә болуп қалиду, дәп әнсиригән болуши мумкин.
Хитай даирилириниң миллий сиясити йеқинқи йиллардин бери хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлири вә ғәрб дөләтлириниң үзлүксиз тәнқидигә учримақта. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати өткән һәптә елан қилған " йәр шари кишилик һоқуқи вәзийитиниң әһвали" һәққидики доклатта, бейҗиң даирилирини "тероризимни баһанә қилип, уйғурларни бастурмақта, дәп әйиблигән вә хитай һөкүмити һәр йили уйғур аптоном районида елип бериватқан аталмиш " қаттиқ зәрбә бериш" һәрикити районда уйғурларни йәңгиллик билән өлүм җазасиға һөкүм қилиш, тутқун қилиш, тән җазаси бериш вә өлтүрүш вәқәлиригә йол ечиватқанлиқини тәкитлигән. Русийә болса чечәнләрниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш вә чечәнләрни өлтүрүш билән әйибләнмәктә иди.
Берма һәрбий һөкүмити болса тәклип лайиһисиниң рәт қилинғанлиқини "берма хәлқиниң ғәлибисила әмәс, бәлки һәр қайси дөләт хәлқлириниң ғәлибиси шундақла берма риаллиқиниң ғәлибисидур "дәп тәкитлигән. Лекин бермидики өктичи партийә мәмликәтлик демократийә иттипақи һәрикитини тинч йоллар билән давамлаштуридиғанлиқини билдүрмәктә.
Мәзкур иттипақниң баянатчиси мйинт тйен, хәвпсизлик кеңишиниң берма һәққидики қарар лайиһисини рәт қилғанлиқиға "үмидсизләнмәйдиғанлиқини яки ғәзәпләнмәйдиғанлиқини" билдүрди. У, "берма вәзийити хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилинғанлиқиниң өзи бир илгирләш" дәйду. Хәвпсизлик кеңиши америкиниң берма һәққидики тәклип лайиһисини авазға қойғанда хәвпсизлик кеңишидики қатар, һиндонезийә вә африқидики конголар биләт ташлимиди.
Хитайниң бермидики мәнпәәти
Хитай берминиң тәбий байлиқлар мәнбәсигә мәбләғ селиватқан муһим дөләтләрниң бири болуп, берминиң сиясий җуғрапийилик орни хитай үчүн зор истратегийилик әһмийәткә игә. Анализчиларниң әскәртишичә, хитай берма һәрбий һөкүмитиниң сиясий йөләнчүгила әмәс, бәлки берма һәрбий даирилирини һәрбий әслиһәләр билән тәминләйдиған дөләттур.
Тәйвәндә чиқидиған "җуңго вақти гезити" берма һәққидики бир хәвиридә, хитай билән берминиң сияси, иқтисади алақиси зич болупла қалмай, хитай берминиң енергийә вә һәрбий ишлирини монопол қиливалғанлиқини, болупму хитай хәлқ пулиниң бермида кәң қоллинидиған пулға айланғанлиқини язди.
Хитай берминиң бенгал қолтуғи саһилидики деңиз портлирида хитай һәрбий күчлириниң һинди окянға чиқидиған вә оттура шәрқ райони билән болған мусапини қисқартидиған деңиз армийә базиси қуруш нийитини ипадилимәктә. Б д т ниң пәрәз қилишичә, бермида сиясий мәһбусларниң сани 1100 гә йетиши мумкин. Америка вә явропа иттипақи берма һәрбий һөкүмитиниң нобил мукапати лаурияти вә берма мәмликәтлик демократийә иттипақиниң рәһбири аңсән сучини нәзәрбәнт астида тутуп туруватқанлиқини көп қетим әйиблигән. Бәзи анализчиларниң әскәртишичә, хәвпсизлик кеңиши америкиниң тәклип лайиһисини рәт қилған болсиму, лекин берма вәзийити б д т ниң мунасивәтлик органлирида үзлүксиз оттуриға қоюлуши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болуп киридиған вақит йетип кәлди
- Б д т ниң йеңи баш катипи бан кимун әпәнди ислаһатни бихәтәрлик кеңишидин башлимақчи
- Б д т хитай қатарлиқ асия дөләтлирини әйдиз тоғрисида агаһландурди
- японийә хитай б д т ниң чиқимини көпрәк үстигә елиши лазим, дегән тәшәббусни оттуриға қойди
- Бермидики чин миллитиниң мусапирлири америкидин паналиқ телимәктә
- Хитай америкиниң бермиға җаза қоюш тәшәббусиға қарши туруп кәлмәктә
- Мунасивәтлик тәрәпләр б д т кишилик һоқуқ кеңишидин зор үмидләр күтмәктә
- Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт язди
- Кофи аннан хитайни зиярәт қилди
- Хитай б д т кишилик һоқуқи кеңишиниң әзалиқиға сайланди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни бу җәһәттики хатирисини яхшилашқа үндиди