Б д т кишилик һоқуқ кеңиши бу йил 6 - айда хизмәт башлайду
2006.03.20
Шветсарийә пайтәхти җәнвәдики б д т кишилик һоқуқи комитетиниң йиллиқ хәлқара йиғини дүшәнбә күни йәнә кечиктүрүлди. Бу 6 һәптә ечилишқа тегишлик болған йиғинниң ахирқи қетимлиқи вә бу йиғинниң - 2 қетим кечиктүрүлүши болуп һесаблиниду. Йиғинниң кечиктүрүлүшидики конкрет сәвәбләр мәлум болмисиму, әмма ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, кишилик һоқуқ комитетиниң орниға қурулған кишилик һоқуқ кеңишигә даир тәпсилий әһваллар вә бу кеңәшниң қурулуш пиланини музакирә қилишни техиму көп вақит билән тәминләшни мәқсәд қилған.
Өткүнчи дәвр
Демократик дөләтләр вә хәлқара җамаәтниң тәнқид обиктиға айлинип қалған б д т кишилик һоқуқ комитети бу йил 6 - айда вәзиписини кишилик һоқуқ кеңишигә өткүзүп бәргәндин кейин тарқитиветилиду. Шуңа кишилик һоқуқ комитетиниң бу йилқи җәнвә хәлқара йиғини мәзкур органниң ахирқи қетимлиқ йиғини болуп қелиши мүмкин.
Бу йилқи йиғинниң күнтәртипи гүантанамодики тутқунлар лагири, судан вәзийити, абу ғериб түрмиси вә судан, исраилийә, өзбекистан, блуросийә, шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини музакирә қилиш иди. Мәзкур комитетниң йиғини бир һәптә илгири ечилишқа тегишлик болсиму, лекин бу вақит кишилик һоқуқ кеңиши қуруш мәсилисини әза дөләтләрниң авазиға қоюш мәсилиси билән бир вақитқа тоғра келип қалғанлиқи үчүн биринчи қетим кечиктүрүлгән. Бу йилқи йиғин б д т кишилик һоқуқ оргининиң өткүнчи дәвригә тоғра кәлгәнлики мунасивити билән йиғинниң күнтәртипидики нурғун мәсилиләрдә әмәлий илгирләш болмаслиқи мүмкин. Шуңа бу мәсилиләр йеңи қурулған кишилик һоқуқ кеңишиниң бир тәрәп қилишини күтмәктә.
Б д т кишилик һоқуқи комитетиниң комисари луис арбор ханим, "мениң кишилик һоқуқ комитетиниң ахирқи қетимлиқ йиғинидин күтидиған үмидим, комитет болмиди дегәндә хатирләшкә әрзийдиған ишларни, болупму өткәнки 60 йил җәрянида бизниң бу органдики қолға кәлтүрүшкә урунған тиришчанлиқимиз үстидин бир хуласә чиқириши керәк" дәйду. Лекин у, кишилик һоқуқ комитетиға әза дөләтләрниң бу йилқи йиғинда бу мәсилиләрни әстайидил музакирә қилиш сәмимийити бар - йоқлиқидин гуман қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Луис арбор, "мениңчә әза дөләтләргә нисбәтән ейтқанда, бу йилқи йиғинниң әтраплиқ, әмәлий әһмийәткә игә йиғин болидиған - болмайдиғанлиқи, һәтта һәр қайси дөләтләрниң бундақ бир йиғинға қизиқидиған яки қизиқмайдиғанлиқи йәнила бир мәсилә болуп қалмақта" дәп көрсәтти.
Кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләрни бу органдин йирақлашттуруш
Б д т кишилик һоқуқ комитети илгири кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилған хитай, судан, зимбабуви, ливийә, кубаға охшаш дөләтләр тәрипидин контрол қилинивелиш вә бу дөләтләрниң мәнпәәт содиси қилидиған сәһнисигә айлинип қелиш билән тәнқидкә учрап кәлмәктә иди.
Америкиниң пилани кишилик һоқуқ кеңишигә "лүкчәк дөләтләр" яки хитайдәк кишилик һоқуқ хатириси начар әлләрниң әза болушиға қәтий чәклимә қоюш вә кеңәшниң фонкитсийилик ролини күчәйтиш иди. Америка ислаһат лайиһиси бу амилларни көздә тутмиғанлиқини сәвәб қилип, өткән һәптә кишилик һоқуқ кеңишиниң қурулуши б д т да авазға қоюлғанда қарши биләт ташлиди. Америка тәрәпниң әскәртишичә, йеңи қурулған кишилик һоқуқ кеңишидә кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләрниң бу органларға әза болувелишини чәкләйдиған миханизим тәсис қилинмиған.
Америкиниң б д т да турушлуқ баш әлчиси җон балтон, "өткән пәйшәнбә күни оттуриға қоюлған ислаһат лайиһиси бизни үмидсизләндүрди. Биз буни қобул қилғили болидиған лайиһә, дәп қаримаймиз," дәйду. Униң әскәртишичә, мәзкур ислаһат лайиһиси кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләрниң бу органға әза болувелишини тосиялмайдикән.
Б д т баш катипи кофи аннанниң қоллиши
Лекин б д т баш катипи кофи аннан мәзкур лайиһини қоллиди. У, кишилик һоқуқ кеңишиниң қурулушини "тарихий қарар " дәп атиған. Кофи аннанниң әскәртишичә, "бу қарар б д т ни дуняниң кишилик һоқуқ хизмитидә керәклик болған дәвр бөлгүч пурсәт билән тәминлигүси " у, дүшәнбә күни Wall Street Journal гезитидә елан қилған мақалисидә, йеңи ислаһат лайиһиси бойичә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи дөләтләрниң кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуши қийинлаштурулғанлиқини, кеңәшкә әза дөләтләр б д т омуми йиғинида сайлам билән мәйданға келидиғанлиқини вә кишилик һоқуқ хатириси яхши дөләтләрниң әзалиқи тәләп қилинидиғанлиқини тәкитлиди.
Б д т ниң йеңи қурулған кишилик һоқуқ кеңиши бу йил 6 - айниң 19 - күни хизмитини рәсмий башлайду. Б д т омуми йиғини 5 - айниң 9 - күни кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләтни мәхпий биләт ташлаш усули бойичә сайлап чиқидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тән җазасини тәкшүргүчи хадими, хитайда тән җазаси өзлүксиз давамлишиватиду, деди
- Заманимизда террорчилиқ билән қораллиқ тоқунуш - бихәтәрлик, тәрәққият вә әркинликниң дүшмини
- Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити илгирикидин техиму бәк начарлашмақта
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ вәзийити техиму җиддийләшмәктә
- Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән қанун ислаһати келишими имзалиди
- Бейҗиң сақчилири кишилик һоқуқ ишханисини уштумтут тәкшүрди
- Б д т әмәлдари кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә хитайни зиярәт қилди