Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш бойичә алаһидә әмәлдари уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришқа башлиди


2005.11.28
abduxelil-abdumijit-150.jpg
1997-Йилдики ғулҗа вәқәсидики асаслиқ шәхсләрниң бири абдуҗелил абдумиҗит 2000 - йили 15 - өктәбир күни чапчал түрмисидә қийнап өлтүрүлгән иди.

Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш ишлири бойичә алаһидә әмәлдари манфрид новак, бейҗиң вә тибәт аптоном районида елип барған тәкшүрүш паалийитини ахирлаштурғандин кейин, дүшәнбә күни уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришқа башлиди.

Манфрид новакниң районда елип баридиған тәкшүрүш паалийитиниң әһмийити тоғрисида тәрәпләр охшимиған көз қараш вә пиркирләргә игә.

Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, "б д т әмәлдариниң районда елип баридиған тәкшүрүш паалийити тән җазасиниң һәқиқий әһвалиға еришиш үчүн бир пурсәт" дәйду.

Хитайдики әң дәһшәтлик түрмиләр хитайда

Франсийә ахбарат агентлиқиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай бойичә әң дәһшәтлик түрмиләр вә әң еғир тән җазалири уйғур аптоном райони, тибәт вә ички моңғул қатарлиқ аз санлиқ милләтләр районида йүз бериду, болупму уйғур аптоном районида "бөлгүнчилик" билән әйибләнгән уйғурлар еғир тән җазасиға учримақтикән.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқат директори николас бекюлинниң франсийә ахбарат агентлиқиға тәкитлигән сөзи билән алғанда, хитай һөкүмити уйғур мәһбусларға "наһайити қәбиһ усуллар билән муамилә қилмақта, уйғур мәһбуслар яки дөләт дүшмини яки бөлгүнчиләр, дәп қарлмақта".

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң тәкитлишичә, хитай даирилири уйғур мәһбусларға системилиқ түрдә дәһшәтлик усуллар билән тән җазаси бәрмәктикән. Дилшат ришит "хитай һөкүмити б д т ниң тән җазасини чәкләшкә даир әһдинамилиридики бәлгилимиләргә шәртсиз риайә қилиши керәк " дәйду. Дилшат ришит, б д т әмәлдари районда " тән җазасиниң һәқиқий әһвалиға еришмики тәс" дәп тәкитлигән болсиму, әмма у , хитай һөкүмити б д т әмәлдариниң уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришиға йол қойғанлиқиниң өзини қарши алди.

Манфирд новак хитай һөкүмитиниң қәдими қарши алди

Манфирд новакниң ашкарилишичә, у үрүмчи вә или қатарлиқ җайлардики түрмиләрдә тәкшүрүш елип барғанда , бу җайлардики мәһбуслар, һөкүмәт әмәлдарлири вә җамаәт әрбаплири билән сөһбәт өткүзиду. У, өткән дүшәнбә күни бейҗиңда , гуәнтанамодики тутқунлар билән сөһбәт елип бериш тәлипиниң америка һөкүмити тәрипидин рәт қилинғанлиқини әскәртип, хитай һөкүмитиниң халиған мәһбус билән сөһбәт өткүзүшкә рухсәт қилғанлиқини махтиған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, хитай һөкүмити б д т әмәлдариниң тәкшүрүш елип беришиға "алаһидә әһмийәт бериду" дәп тәкитлигән иди.

Рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, хитай даирилири мәһбусларға б д т әмәлдари йетип келиштин бурун "идийиви хизмәт ишләйдиғанлиқи" муқәррәр икән.

Хитай һөкүмити б д т тән җазасини тәкшүрүш әмәлдариниң бейҗиң, лхаса, үрүмчи вә ғулҗа қатарлиқ җайларда тәкшүрүлидиған түрмиләрни өз ихтияричә таллаш, мәһбуслар билән хали сөһбәт өткүзүшкә рухсәт қилған болсиму, әмма униң өткән җүмә күни сәндоңда елип баридиған тәкшүрүши бикар қилинди.

Хитай даирилири тәкшүрүшкә тосқунлуқ қилмақта

Новакниң учришиш пиланидики бәзи кишиләр хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири тәрипидин тосқунлуққа учриған. Рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, б д т әмәлдариниң үрүмчи вә ғулҗиларда тәкшүрүш елип бериш пилани хәлқара җәмийәтниң уйғурлар вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқидин дерәк беридикән.

Манфрид новак, тәкшүрүш пилани бойичә дүшәнбә күни уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчигә йетип бериши керәк. Үрүмчидә чиқидиған хитай мәтбуатлирида б д т әмәлдариниң райондики сәпири тоғрисида һазирғичә һечқандақ хәвәр берилмиди.

Новакниң әтрапидики ярдәмчилириниң ашкарилишичә, у хитай даирилириниң алдинала тәдбир еливелишидин сақлиниш үчүн тәкшүрүш елип берилидиған түрмини вақти кәлмигичә елан қилмайдикән.

Новакниң уйғур аптоном районида елип баридиған тәкшүрүш паалийити пәйшәнбә күнигичә давамлишиду. У, тибәт аптоном районида 3 күн, бейҗиңда 4 күн тәкшүрүш елип барди. Манфрид новак пәйшәнбә күни бейҗиңға қайтип кәлгәндин кейин, җүмә күни тәкшүрүш әһвали һәққидә ахбарат саһәсигә мәлумат бериду.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.