Билгийидә шәрқий түркситан мәсилиси тоғрисида йиғин өткүзүлди

4 - Айниң 24 - күни билгийидики лиювин универиситети түрк оқуғучилар җәмийитиниң уюштуруши билән лиюн универисиитетниң иҗтимаи вә сияси факолтетиниң йиғин залида “тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркситан мәсилиси” дегән темида йиғин өткүзүлди.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2012.04.27
belgiye leuven universititi-305.jpg 2012- Йили 4 - айниң 24 - куни билгийә ләвун үниверситида өткүзүлгән тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида өткүзүлгән йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Arslan

Бу йиғинға әнқәрә универииситети тил вә тарих - җуғрапийә факолтеитиниң оқутқучиси доктур әркин әмәт тәклип билән қатнашти вә тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркситан мәсилиси дегән темида сөз қилди. Бу йиғинға билгийидә яшайдиған түркләрдин 120 дин артуқ киши қатнашти. Йиғинға йәнә аммивий тәшкилат мәсуллири, ахбаратчилар, билгийә вә голландийидә яшайдиған уйғурларму қатнашти.

Доктур әркин әмәт сөз қилип, алди билән уйғурларниң қисқичә тарихини аңлатти. Доктур әркин әмәт сөзидә, 19 - әсирниң ахирида рус билән хитайлар түркистанни иккигә бөлүвәткәнликини. Шәрқий түркситанниң намини шинҗаң дегән исимға өзгәрткәнликини, 1933 - йили қәшқәрдә 1944 - йили ғулҗидә шәрқий түркситан ислам җумһурийити қурулғанлиқини, 1949 - йили хитай коммунист һакимийити шәрқий түркистанни қайтидин ишғал қиливалғанлиқини, 1955 - йили шинҗаң уйғур аптоном райони намида аптономийә һоқуқи берилгәнликини, әмма бу пәқәт қәғәз үстидики аталмиш аптономийә һоқуқи болуп, һәқиқи түрдә иҗра қилинмиғанлиқини, шуниңдин буян хитайларниң шәрқий түркситан хәлқигә һәр түрлүк ассимлиятсийә қилиш сиясти йүргүзүп келиватқанлиқини, хусусән, дин, тил вә мәдәнийәт җәһәтләрдә еғир дәриҗидә ассимлиятсийә қилиш сиясити йүргүзүп келиватқанлиқини, дәсләпки йилларда бу һәқсизлиқлар шәрқий түркистан аммивий тәшкилатларниң тиришчанлиқи билән дуняға аңлитилип келиватқан болсиму, дуня күнтәртипигә кәлмигәнликини, хәлқаралиқ тәшкилатлириму көңүл бөлмигәнликини билдүрди.

Доктур әркин әмәт сөзидә йәнә 1990 - йилларда сувит иттипақи парчилинип түркистан җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, хитайниң шәрқий түркситан сиясити техиму қаттиқ болғанлиқини, хусусән дин, тил вә мәдәнийәт җәһәтләрдики бесим сиясәтлири техиму еғирлашқанлиқини, қәдими түрк мәдәнийәтлиригә аит тарихи ядикарлиқлар вәйран қилинғанлиқини, хитайниң бу қилмишлири тоғирисида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин елан қилинған кишилик һоқуқ доклатларда кәң түрдә орун берилгәнликини, шуниң билән хәлқара кишилик һоқуқ тәшикилатлириниң диққити шәрқий түркистанға тартилғанлиқини, 11 - синтәбир вәқәсидин кейин америка вә явропа әллиридә шәрқий түркистанға алақидар тәтқиқатлар башланғанлиқини, америка, германийә, япунийә қатарлиқ дөләтләрдә шәрқий түркистан мәсилисигә алақидар көп санда китаб - журнал нәшр қилинғанлиқини, илмий тәтқиқатлар елип берилғанлиқини вә буларниң шәрқий түркистан мәсилисниң дуня күнтәртипигә келишидә төһпә қошқанлиқини билдүрди.

Доктур әркин әмәт сөзидә йәнә 2007 - йили 9 - айниң 17 - күни америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар үчүн муһим бир қарар елинғанлиқини, 497 - нумурлуқ бу қарарда хитай хәлқ җумһурийити уйғурларға қарши йүргүзүватқан мәдәнийәт, тил, диний вә башқа саһәләрдики бесим сиясәтлирини дәрһал тохтитиши керәк, дейилгәнликини билдүрди.

Доктур әркин әмәт сөзидә йәнә 50 йилдин буян түркийини мәркәз қилған һалда дуняға аңлитишқа тиришиватқан шәрқий түркситан мәсилиси көплигән кишиләр тәрипидин билинмигәнлики, 11 - синтәбир вәқәсидин кейин америка дөләт мәҗлиси вә яврупа парламенти, японийә парламентиниң шәрқий түркистан мәсилисигә қизиқиши вә түркийә - хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркситан мәсилисиниң бүгүнки вәзийити тоғрисида тохталди вә шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш тоғрисидики пикир - қарашлирини ипадилиди.

Биз бу йиғинни уюштурған лиувин универиситети түрк оқуғучилар уюшмисиниң башлиқи абдурахман дөнмәс әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдурахман дөнмәс әпәнди бу йиғинни уюштуруштики мәқситини ипадиләп мундақ деди: бу йиғинни уюштуруштики мәқсәт, шәрқий түркситан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүп, билгийидә яшайдиған түрк хәлқни хусусән түрк яшларни шәрқий түркистан тоғрисида чүшәнчигә игә қилиш. Һәммимизгә мәлум болғандәк, шәрқий түркистан мәсилиси унтулуп қалған бир мәсилә, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида түркийидә йетәрлик дәриҗидә йиғин, хизмәт - паалийәтләр елип бериливатқан болсиму, яврупада анчә көп йиғин уюштурулмиди, хусусән яврупада яшаватқан түрк хәлқләр арисида бу хил йиғинлар уюштурулмиди, шуниң үчүн биз бу кәмчиликни һес қилип бир йиғин уюштурушни мувапиқ көрдуқ вә “тарихтиин бүгүнгичә шәрқий түркситан мәсилиси” тоғрисида йиғин өткүзүлди, бу йиғин бәк яхши өтти, йиғинға пәқәт оқуғучилар әмәс, бәлки сирттин көп санда түркләр вә уйғурларму қатнашти.

Абдурахман дүнмәс әпәнди, шәрқий түркситан мәсилиси тоғрисида йиғин уюштурушқа немә сәвәб болди дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: һазир дуня күнтәртипидә әрәб баһари вә сүрийә мәсилиси дегәнгә охшаш һәр түрлүк охшимиған мәсилиләр бар, әмма 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән вәқәләрдин кейин шәрқий түркситан мәсилисигә техиму көп әһмийәт берилди. Бу, муһим әмма унтулған бир мәсилә иди, 2009 - йилдин кейин күнтәртипкә кәлди дәп ойлаймән, мәйли түркийидә, мәйли яврупада болсун түркләр арисида бу мәсилә қайтидин әслитилди, һәр ким қизиқишқа башлиди, бизму явропадики түрк оқуғучилар уюшмиси болуш сүпитимиз билән пүткүл дуняда яшаватқан түркләргә көңүл бөлүшкә қизиқимиз, биз үчүн шәрқий түркситан мәсилиси бәк әһмийәтлик бир мәсилә. Шуниң үчүн биз шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида бир йиғин уюштурушни мувапиқ көрдуқ. Башқа мәсилиләр тоғрисида көпләп йиғин, мурасимлар өткүзүлиду, биз шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида бир йиғин уюштуруп бу мәсилигә қарита бир кәмчиликни толуқлашни ойлаштуқ.

Абдурахман дүнмәс әпәнди, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида немиләрни ойлайсиз дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: әлвәттә у йәрдә яшаватқан уйғур қериндашлар һәқ - һоқуқлирини қолға елиши керәк. Миллий мәдәнийәт вә маарип қатарлиқ һәр түрлүк саһәләрдики һәқ - һоқуқлирини қолға кәлтүрүши керәк. Мән әркин асия радиоси арқилиқ шәрқий түркистандики қериндашлиримизға шуни дейишни халаймәнки, пәқәт түркийидә яшиған түркләр әмәс, бәлки явропада яшаватқан түркләрму, билгийидә яшаватқан түркләрму шәрқий түркситан мәсилисигә көңүл бөлүватиду, уйғур қериндашлиримизни һечқачан унутмаймиз, улар үчүн имканийәтниң йетишичә хизмәт қилишқа тиришиватимиз, уларниң зулумға учримастин башқа инсанлардәк хатирҗәм, тинчлиқ ичидә яшишини арзу қилимиз. Уларға билгийидики түркләрдин салам йоллаймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.