Сабиқ пакистан баш министири бәнәзир бутто сүйқәсткә учриди
2007.12.27

Сабиқ пакистан баш министири, пакистандики әң чоң өктичи гуруһ - хәлқ партийисиниң рәиси бәнәзир бутто пәйшәнбә күни равалпиндида сүйқәсткә учрап өлди. Бутто бу йил өктәбирдә узун мәзгиллик сүргүн һаятидин кейин пакистанға қайтип келип, келәр айда өткүзүлидиған парламент сайлимиға қатнашмақчи иди. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, буттониң өлүми сияси кирзис патқиғидики пакистан вәзийитини техиму мурәккәпләштүрүветиши мүмкин.
Бәнәзир бутто, аилисидә сиясий сәвәбләр түпәйли қурбан болған 4 - кишидур
Пәйшәнбә күни пакистанниң равалпинди шәһиридики лаяқәт бағчисида бомба партлиған вә буниң билән тәңла салаһийити һазирға қәдәр намәлум бир адәм яки адәмләр бәнәзир буттони оққа тутқан мәзгилдә, бутто ханим лаяқәт бағчисидики мәйданда пакистан хәлқ партийиси қоллиғучилириға сөзлигән сайлам нутуқини әмдила ахирлаштурған һәм аптомобилиға чүшүп мәйдандин айрилмақчи болуп туратти. Вәқәдә бутто ханим бомба партлаштин аман қалған болсиму, лекин у сүйқәстчиләрниң атқан оқида өлгән. Вәқә йүз бәргән лаяқәт бағчиси пакистанниң сабиқ президенти лияқәтханниң намиға берилгән җай болуп, нәқ мәйдандики пакистан хәлқ партийисиниң аз дегәндә 20 дәк қоллиғучиси бомба партлиғанда өлгән.

Пакистанниң равалпинди шәһиридә яшайдиған уйғур муһаҗири абдусалам вәқәниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәрди. Бу бәнәзир буттониң пакистанға қайтип кәлгәндин бериқи бирқанчә ай ичидә 2 - қетим сүйқәсткә учриши болуп, у пакистан сиясий сәһнисидики мәшһур бир аилиниң әвлади шундақла бу аилидә сиясий сәвәбләр түпәйли қурбан болған 4 - кишидур. Бәнәзир буттониң дадиси, пакистанниң әйни чағдики баш министири зулпиқар әли бутто 1974 - йили пакистан армийисиниң генерали зия улһәқниң һәрбий өзгиришидә вәтәнгә хиянәт қилиш җинайити билән дарға есилғанда бутто ханим техи 20 яшлардики яш қиз иди. Буттониң өлүми пакистан хәлқ партийиси қоллиғучилириниң шиддәтлик инкасини қозғимақта. Пакистанниң бәзи шәһәрлиридә буттониң қоллиғучилири аммиви әслиһәләрни уруп - чаққан.
Наваз шәрип: "пакистан үчүн бир трагедийә"
Пакистандики 2- чоң өктичи партийә- мусулманлар иттипақиниң рәһбири наваз шәрип, буттониң өлүмини "пакистан үчүн бир трагедийә" дәп көрсәтти. У, вәқәни " бир матәмла әмәс, пакистан тарихидики әң зулмәтлик бир күн " дәйду. Бутто ханим сүйқәсткә учриған шу күни наваз шәрип равалпиндида иди.

Буттониң өлүмидә "һөкүмәтниң мәсулийити бар," дәп әйиблигән наваз шәрип, һөкүмәтни униң "бихәтәрликкә сәл қараш" билән әйиблимәктә. Пакистандики уйғур муһаҗири абдусалам, пакистан мәтбуатлириға асасән бәргән мәлуматида әскәртишичә, наваз шәрип келәр айдики парламент сайлимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән. Президент пәрвиз мушәррәп буттоға сүйиқәст қилиш вәқәсини әйибләш билән биргә кишиләрни соғуққан болушқа чақирди вә сүйиқәстни "террорчиларниң һәрикити" дәп әйиблиди һәмдә буттоға 3 күн матәм тутушни елан қилди.
Җорҗ бош: "җинайәт садир қилғучилар адаләт сотиға тартилиши керәк"
Буттоға сүйиқәст қилиш вәқәси һәр қайси әлләрниң шиддәтлик тәнқидигә учрапла қалмай, дунядики бирдин - бир мусулман ядро қораллар дөлити пакистанниң вәзийити бу әлләрдә әндишә қозғимақта. Президент буш шу күни вашингтонда елан қилған баянатида вәқәни пакистан демократийисигә қарши "вәһшийләрчә һәрикәт" дәп әйиблиди. У, "қошма шитатлар дөлити пакистан демократийисигә қаритилған бу әсәбий җинайәтчиләрниң вәһшийләрчә һәрикитини кәскин әйибләйду. Бу җинайәтни садир қилғучилар адаләт сотиға тартилиши керәк"дәйду.

Нөвәттә келәр айдики пакистан парламент сайлимини вақтида өткүзүш - өткүзмәсликниң өзи йәнә бир мәсилә болуп қалди. Пакистан һөкүмити сайламниң вақти қәрәли тоғрисида һазирға қәдәр ипадә билдүрмигән болсиму, лекин америка һөкүмити пакистанда әң тоғра йолниң демократик мусапини давамлаштуруш болуп һесаблинидиғанлиқини билдүрмәктә. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси там кәйсей бу һәқтики баянатида демократик мусапини"мәлум шәкилдә кечиктүрүш яки демократик мусапиға алақидар кичикишләр бу вәқәгә җавабкар әсәбий күчләрниң ғәлибиси болуп қалиду "деди. Там кәйсейниң әскәртишичә, америка ташқи ишлар министири кандилиза райис шу күни пакистан хәлқ партийисиниң һазирқи рәһбири, бәнәзир буттониң вариси әмин фаһимға телефон қилип, америкиниң уни қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Һидайәт: "пакистан хитайниң әң йеқин истратегийилик иттипақдашлириниң бири"
Сүйиқәст вәқәсини кимләрниң пиланлиғанлиқи вә әмәлгә ашурғанлиқи намәлум болуп, һазирға қәдәр һечким вәқәгә җавабкар болидиғанлиқини елан қилип бақмиди. Түркийидики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин рәиси һидайәт оғузхан әпәнди, төвәндики күчләрниң сүйиқәст пиланлаш еһтимали барлиқини билдүрди.
Пакистан америкиниң террорчилиққа қарши туруш сепидики муһим иттипақчиси болупла қалмай, у йәнә хитайниң әң йеқин истратегийилик иттипақдашлириниң бири шундақла муһим техника вә қорал-ярақлар херидари иди. Бутто ханимниң дадиси зулпиқар әли бутто 1974 - йили дарға есилғанда әйни чағдики хитай баш министири җу енләй, пакистан һәрбий даирилиригә уни кәчүрүм қилиш тоғрисида мәслиһәт бәргән. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидики һидайәт оғузхан, узун йиллар пакистанда илим тәһсили билән шуғулланған затларниң биридур. У, бутто немә үчүн сүйқәстчиләрниң нишанидики адәм болуп қалғанлиқини чүшәндүрди.
Бәнәзир бутто бу йилниң өктәбир ейида узун мәзгиллик сүргүн һаятидин кейин пакистанға қайтқанда президент мушәррәп билән һоқуқни бөлүшидиған, мушәррәп буттони хиянәтчилик билән әйибләштин кәчүрүм қилидиған болған иди. Лекин узун өтмәй бутто билән мушәррәп арисидики келишим бузулуп, бутто пакистанға қайтип кәлгән шу чағниң өзидә униң аптомобил әтрити карачида өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумға учриған һәм вәқәдә 130 адәм өлгән. Лекин бутто шу қетимқи сүйиқәсттин аман қалған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанниң сабиқ баш министири бәнәзир бутто ханим сүйиқәст билән өлтүрүлди
- Президент пәрвез мушәррәп һәрбий һаләтни бикар қилидиғанлиқини җакарлиди
- Пакистандики икки чоң өктичи партийиниң рәислири бинәзәр бото вә наваз шерип сөһбәтләшмәкчи
- Пакистан президенти пәрвиз мушәррәп һәрбий һоқуқидин истипа бәрмәкчи
- Америка ярдәмчи ташқи ишлар минстири, президент мушәррәпни демократийигә қайтшқа чақирди
- Пакистанда өктичи партийә рәһбири 'террорчи' дегән җинайәт билән әйипләнди
- Пакистан сақчилири бинәзәр буттони йәниму қаттиқ назарәт астиға алди
- Мушәррәп һәрбий һаләтни бикар қилишни рәт қилди
- Пакистанда вәзийәт җиддиләшмәктә
- Буш мушәррәпниң һәрбий һоқуқ үстидин истипа беришини тәшәббүс қилди
- Мушәррәпкә қарши ички һәм ташқи бесимлар күчәймәктә
- Хәлқара пакистанниң сиясий вәзийити һәққидә тез инкас қайтурмақта
- Пакистан кирзис ичидә қалди
- Америка вә әнглийә пакистан президенти пәрвиз мушәррәпкә бесим ишлитишни күчәйтти
- Пакистанниң һәрбий һаләт елан қилиши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти